Дуня банкиси хитай иқтисади һәққидә доклат елан қилди
2007.02.16
Дуня банкиси елан қилған бу қетимқи доклатта көрситилишичә, хитай иқтисади 1995 - йилидин буян йилдин - йилға тез сүрәттә тәрәққий қилип кәлгән болуп 2006 - йили хитай иқтисадиниң бу 12 йилдин буянқи әң тез тәрәққий қилған йили болуп һесаблинидикән. Лекин 2007 - йилиға кәлгәндә, хитай иқтисадиниң тәрәққий қилиш сүрити илгирики йиллардикидин бир қәдәр төвәнләйдикән.
Доклатта хитай иқтисади
Мәзкур доклатта "һазирниң өзидә хитай иқтисадидики сода тәңпуңсизлиқ мәсилиси вә түзүлмә мәсилиси дегәндәкләр хитай иқтисадиға зор хәвп -хәтәр елип келиватқан амиллар " дәп көрситилгән. Һәмдә "буларға селиштурулғанда, иқтисадниң һәддидин ташқири тез сүрәттә тәрәққи қилиши йоқиридәк зор хәтәр елип кәлмәйду " дәп билдүрүлгән.
Америкидики асия ишлири тәтқиқатчиси, хитай иқтисади мәсилиси һәққидә мәхсус тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссис җаң хин әпәнди хитай иқтисадиниң йеқинқи йиллардин буян һәддидин ташқири тез сүрәттә тәрәққий қилип кетиватқанлиқи һәққидә тохтилип, өзиниң бу һәқтә дуня банкиси елан қилған доклатта оттуриға қоюлған пикиргә қошулидиғанлиқини билдүрүш билән бир вақитта, хитай иқтисадиға тәсир көрситидиған йәнә бир муһим амил дуня иқтисадиниң хитайдики екиспорт мәсилисигә болған тәсиригә бағлиқ икәнликини мәлум қилди.
Дуня банкиси елан қилған бу қетимқи доклатта, 2007 - йили хитайниң чәтәлләргә екиспорт қилиши 20% өрләйдикән, импорт қилиши болса 17 % өрләйдикән. Доклатта ейтилишичә, хитай иқтисадидики бу хил екиспорт қилиш нисбитиниң импорт қилиш нисбитидин давамлиқ юқири болуп туруши нурғун мәсилиләрни кәлтүрүп чиқиридикән. Мәсилән, һазир хитай билән сода алақиси бар болған дөләтләр бу хил тәңпуңсизлиқтин қаттиқ нарази болуп, хитай һөкүмитини иқтисадни тәрәққий қилишта пәқәт икиспортқила тайинивалмаслиққа чақирмақта икән.
Доклатта илгири сүрүлүшичә, хитай һөкүмити һазир иқтисади тәрәққиятиниң һәддидин ташқири тез болуп кетиватқанлиқиниң алдини елиш үчүн, бир қисим чарә тәдбирләрни қоллинишқа башлиған. Мәсилән банкида қоюлған пулниң өсүмини өрлитиш билән бир вақитта, миқдариниму көпәйтмәктә. Буниңдин башқа йәнә, хитай һөкүмити сәһийә вә маарипқа болған чиқиминиму көпәйтишкә башлиди. Лекин һазирқи әң муһим мәсилә, хитай иқтисадидики түзүм характерлик ислаһат елип бериш мәсилиси. Әгәр бу мәсилә бир тәрәп қилинмайдикән, хитай иқтисадида мәвҗут болуватқан һәрқандақ мәсилини йилтизидин һәл қилиш мумкин болмайду.
Хитай иқтисади түрлүк хәтәрләргә дуч кәлмәктә
Вашингтондики хитай учур мәркизиниң тәтқиқатчиси ляв тйәнчи ханим хитай иқтисадида мәвҗут болуватқан түзүлмә мәсилиси һәққидә тохтилип, өз өй пикирлирини мундақ ипадилиди:
"Хитай иқтисади қаримаққа наһайити тез сүрәттә тәрәққи қиливатқандәк қилғини билән, йәнила түрлүк хәтәрләргә дуч кәлмәктә. Дуня банкисиниң бу һәқтә елан қилған доклатида көрситилгән мәсилиләр наһайити тоғра. Хитай иқтисадида мәвҗут қурулма мәсилиси һәқиқәтән наһайити еғир дәриҗигә йәткән. Буниңда биринчи болуп малийә мәсилисини оттуриға қоюш тоғра келиду. Һазир хитайдики банкиларниң һәммиси дегидәк мәркизи һөкүмәтниң контроллуқи астида,. Шундақла хәлқ пулиниң қиммити һечқачан базар еһтияҗиға қарап өрлимигән. Иккинчи бир мәсилә хитайдики дөләт игиликидики карханилар та һазирға қәдәр һөкүмәтниң ярдимидин айрилалмайду. Шәхси карханилар болса техиму бәк малиматаң болуп, нурғун санаәт вә сода вәқәлирини кәлтүрүп чиқармақта. Мана буларниң һәммиси дегидәк түзүлмә мәсилисигә берип тақишиду ". (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай дунядики әң чоң әхләтханиға айланған
- Америка дөләт мәҗлисидә хитай билән болған сода һәққидики қанунларни өзгәртиш тәйярлиқи елип берилмақта
- Америка-хитай оттурисида тунҗи истратегийилик иқтисадий сөһбәт башланди
- Дуня банкиси хитайни мәмликәт ичидики истемал қилиш күчини кеңәйтишкә үндимәктә
- Америка малийә министири бейҗиң зияритидә хитайни хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә қистимақчи
- Мутәхәссисләр: җоңго иқтисадиниң әмәлийити "қараңғу һаң"
- Хитай иқтисадидики йошурун мәхпийәтлик
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң сода мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди
- Хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати хитай иқтисадиниң тәрәққий қилишидики сәвәбләр һәққидә мәхсус доклат елан қилди