Дуня ислам тәшкилати һәйити үрүмчидә тәкшүрүшни башливәтти

Үрүмчи вәқәси мәйданға кәлгәндин кейин дуня ислам конфранси тәшкилати вәқәгә интайин көңүл бөлгән иди. Вәқәдин кейин ислам конфранси тәшкилатиниң башлиқи профессор доктор әкмәләддин иһсаноғли уйғурларниң мәсилиси вә бу қетимлиқ үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн әнқәрә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әмәт әпәндини алаһидә җиддигә тәклип қилип өзи бивастә қобул қилип мәлумат алған иди.
Мухбиримиз ирадә
2009.08.18
Dunya-Islam-Teshkilati-bash-sekritari-305 5 - Ийул үрүмчи қанлиқ вәқәсидин кейин ислам конфранси тәшкилати баш секритари әкмәләддин иһсаноғли бу ишқа алаһидә әһмийәт берип, үрүмчи вәқәси һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн түркийә әнқәрә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әмәт әпәндини җиддигә тәклип қилған. Сүрәттә, баш секритар әкмәләддин иһсаноғли әпәнди.
www.oic-oci.org Дин елинди.

Профессор доктор әкмәләддин иһсаноғли әпәнди, илгири мухбирларға қилған сөзидә бу вәқәниң хитайниң уйғурларға қилған зулумидин келип чиққанлиқини, уйғурларниң бу тупрақларниң әсли игиси болуш сүпити билән һәқ - һоқуқлирини тәләп қилиш һоқуқиға игә икәнликини дегән иди. Кейин әкмәләддин иһсаноғлиниң йолйориқи билән бир йәргә җәм болған ислам конфранси әзалири 22 - июл күни үрүмчи вәқәси һәққидә мәлумат бериш йиғини чақирип үрүмчи вәқәлириниң һәргизму аддий бир хәвпсизлик мәсилиси әмәсликини, у йәрдики мусулман хәлқләргә қилиниватқан зулумниң бу қетимлиқ вәқәни кәлтүрүп чиқарғанлиқини ипадә қилған иди.

Бу һәм дуня ислам конфранси тәшкилатиниң тунҗи қетим уйғурларға мунасивәтлик бундақ очуқ бир позитсийә билдүрүши болуп һесаблинатти.

Ислам конфранси тәшкилатиниң йәнә хитай һөкүмитигә үрүмчигә берип вәқә үстидә тәкшүрүш елип беришни тәләп қилиши билән хитай һөкүмити ислам конфрансиниң тәклипини қобул қилип уларни үрүмчигә келишкә тәклип қилған иди. 16 - Авғуст йәкшәнбә күни ислам конфиранси тәшкилати башлиқи әкмәләддин иһсаноғлиниң мусулман аз санлиқ милләтләр мәсилиси мәслиһәтчиси қасим әл масри башчилиқидики бир һәйәт бееҗиңға йетип кәлди.

Улар бейҗиңда хитай һөкүмәт тәрәп билән уйғурларниң мәсилилири һәққидә сөһбәт өткүзгән болуп, бейҗиңдики икки күнлүк зияритини ахирлаштурған һәйәт сәйшәнбә күни үрүмчигә йүрүп кәткән. Улар бу қетимқи зияритидә, үрүмчидә үрүмчи вәқәсиниң сәвәблири вә нәтиҗилири үстидә тәкшүрүш елип баридикән.

Һәйәт йолға чиқиштин бурун әкмәләддин иһсаноғли мухбирларға баянат берип, бу һәйәтниң уйғур райониға берип у йәрдики уйғур мусулманлириниң әһвали вә 5 - июл вәқәсиниң сәвәблири үстидә тәкшүрүш елип баридиғанлиқини дегән.

Ислам конфранси тәшкилати әзалири бу зияритидә бир нәтҗигә еришәләмду, вәқәниң һәқиқий маһийити һәққидә тоғра җавабни тапаламду? доктор әркин әкрәм әпәнди хитайларниң йәнила кона усули бойичә уларни халиғанчә зиярәт қилғили қоймайдиғанлиқини, шундақтиму бу зиярәтниң йәнила уйғур давасиниң хәлқаралишиши җәһәттин әһмийәткә игә икәнликини ейтти.

Ислам конфранси һәйити бу қетимқи зияритидә йәнә, хитайниң йинчуән шәһириниму зиярәт қилидикән. Мәлум болушичә, һәйәт бу қетимқи тәкшүрүштин кейин үрүмчи вәқәси вә уйғур мусулманлириниң вәзийити һәққидә доклат тәйярлайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.