Д у қ қурулғанлиқиниң икки йиллиқи мунасивити билән доклат елан қилди
2006.05.04
Дуня уйғур қурултийи тәсис қурулғанлиқиниң 2 йиллиқи мунасивити 4 –айниң 28 –күни доклат елан қилип, қурулған икки йилдин буянқи хизмәтлири вә йетишәлмигән тәрәплири һәққидә уйғур җамаитигә чүшәнчә берип өтти.
Доклат елан қилинғандин кейин, дуняниң һәр қайси җайлиридики, җүмлидин германийидики уйғурларниң иҗабий инкаслирини қозғиди. Германийидә давамлишиватқан 30 оғул мәшрипи дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлиридин рази икәнликини, қурултай елан қилған доклатта ейтилған мәсилиләрниң әмәлий икәнликини муәййәнләштүрди.
Дуня уйғур қурултийи 2004 – йили шәрқий түркистан миллий қурултийи вә дуня уйғур яшлири қурултийиниң бирлишиши асасида барлиққа кәлгән болуп, дунядики 20 дин артуқ уйғур тәшкилат униңға әза.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.