Д у қ 2 - нөвәтлик вәкилләр қурултийи һәққидә ахбарат баяннамиси елан қилди
2006.11.20
11 – Айниң 17 – күни д у қ ғәрб ахбарат саһәсидә ахбарат баянати елан қилип, 2 – нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң 11 –айниң 24 – күнидин 27 – күнигичә германийиниң мюнхен шәһридә чақирилидиғанлиқини җакарлиди.
Д у қ рәһбәрлириниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, бу қетимқи вәкилләр қурултийиға оттура асиядики дөләтләрдин, америка, канада, түркийә, австралийә, сәуди әрәбистан, голландийә, белгийә, франсийә шветсийә, норвегийә, әнгилийә, шветсарийә вә германийидики уйғур тәшкилат вәкиллиридин башқа, германийә федерал һөкүмәт даирилири, баварийә һөкүмити вә парламентниң вәкиллири, партийә рәһбәрлири, хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң мәсуллириму иштирак қилидикән.
Йиғинниң ечилиш мурасимида, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати, чегрисиз инсан һәқлири тәшкилати вә вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ инсан һәқлири тәшкилатлириниң рәһбәрлири сөз қилидикән.
Бу қетимқи қурултайға, шәрәп меһмини сүпитидә уйғурларниң мәниви аниси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимму иштирак қилидикән. Д у қ ниң рәиси әркин алиптекин әпәнди, рабийә қадир ханимға "уйғур мукапати" тәқдим қилип, рабийә қадир ханимниң уйғур миллий муҗадилиси йолида сәрип әткән әҗригә тәшәккүрләр билдүридикән.
Бу қетимқи қурултайда, д у қ ниң рәһбәрлик аппаратида өзгириш болидикән. Вәкилләр йеңи рәһбәрлик һәйитини демократик сайлам арқилиқ бекитип чиқидикән.
Д у қ ниң ахбарат баяннамисида, бу қетимқи қурултайниң шәрқий түркистан миллий дәвасиниң келәчики вә тәрәққият үчүн дәвир бөлгүч әһмийәткә игә муһим бир тарихи һадисә болидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Баяннамида, д у қ ниң бу қетимқи йиғинида, барлиқ демократик дөләтләр вә дуня җамаәтчилкиниң хитай һөкүмитигә көпрәк бесим ишлитип, уйғурларниң әркинлики вә өзлириниң сияси кәлгүсини өзлири тәйин қилишини өз ичигә алған әң асаслиқ һәқ - һоқуқлириға капаләтлик қилишқа чақириқ қилинидикән. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ баш катипи долқун әйса японийә зиярити һәққидә тохталди
- Уйғурлар мәсилиси японийә парламентида
- Компартийә хитайда "инақ җәмийәт" қураламду ?
- Д у қ рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат болғанлиқи мунасивти билән очуқ хәт елан қилди
- Д у қ баянатчиси дилшат ришит чәтәлләрдики тәшвиқат хизмәтлири һәққидә тохталди
- Дуня уйғур қурултийи вен җябавниң германийә зиярити һарписида уйғур мәсилисини оттуриға қойди
- Д у қ ниң баш катипи долқун әйса әнқәрәдә муһим учришишларни елип барди