2 – Нөвәтлик дуня уйғур қурултийи ахирлашти


2006.11.27
duq-qurultay-300.jpg
Йиғиндин кейинки хатирә. Рәсимни дуня уйғур қурултийи тәминлигән.

11 – Айниң 24 – күни дағдуға билән башланған 2 – нөвәтлик д у қ, барлиқ программилирини орунлап, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқидики йеңи рәһбәрлик аппаратини турғузуп чиққандин кейин, 11 – айниң 26 – күни кәч йепилиш мурасими өткүзди.

Бу қетимқи қурултайға 15 дөләттин кәлгән 59 нәпәр рәсмий вәкил иштирак қилди. Қурултайда шәрқий түркистан миллий һәрикитиниң стратегийиси түзилиш билән биллә, қурултайниң тәшкили қурулмисида өзгириш болди. Бу қетимқи қурултайға уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вәкилләрниң толуқ авазда тәстиқлиши билән қурултай рәиси болуп сайланди.

Төт күн давам қилған қурултай җәрянида йәнә, д у қ ниң һәр қайси дөләтләрдики тармақ тәшкилатлири толуқ вәзипиләндүрүлди вә вәкилләрниң йеңи пилан – программилири бойичә бир үч йиллиқ хизмәт пилани тәстиқланди. Вәкилләр бир дәк һалда, бу қетимқи қурултайниң муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикити тарихида дәвир бөлгүч әһмийәткә игә бир һадисә болғанлиқини тәкитләшти.

Германийә даирилириниң тәбриклири вә хитай даирилириниң тосқунлуқи

Бу қетимқи қурултайни германийә баш министери анҗила мәркил ханим тәбрик мәктуби йоллап, қурултайни тәбриклиди. Бу германийә дөләт рәһбәрлириниң тунҗи қетим уйғур сиясий тәшкилатлирини қоллаш ипадисини билдүрүши болуп һесаблинидикән. Германийә ички ишлар мининтириму, бу қетимқи қурултайға тәбрик мәктуби йоллап, қурултайниң ғәлибилик чақирилишиға тиләкдашлиқ билдүргән. Шуниң билән биргә, һәр қайси дөләтләрниң германийидики баш әлчилиридин болуп 50 тин артуқ орун тәбрик мәктуплири йоллиған. Әксинчә, хитай консуллири германийә һөкүмәт бинасиға келип, һөкүмәт даирилиригә д у қ қатнашмаслиқ вә рабийә қадир ханим билән көрүшмәслик һәққидә тәвсийиләрдә болған. Гәрманийә һөкүмәт даирилири буниңдин ғәзәпләнгән вә 24 – ноябир күни мюнхендики хитай баш консули яң фамилилик хитайниң исмини атап туруп, мюнхен кәчлик гезитидә "хитай җасуслири һөкүмәт бинасида" сәрләвһилик наразилиқ баянлирини елан қилған.

26 – Ноябир күни ечилған йепилиш мурасимида, д у қ рәиси рабийә қадир ханим алди билән нутуқ сөзләп, шәрқий түркистан миллий һәрикитини раваҗландурушни мураҗиәт қилди. Униң арқидин д у қ ниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди нутуқ сөзләп, рабийә қадир ханимни вә йеңи рәһбәрлик һәйитини қизғин тәбриклиди. Ахирида нахша – усул билән қурултай ғәлибисини тәбрикләш паалийәтлири елип берилди.

Йиғиндин кейинки намайиш

duq-qurultay1.jpg

11 – Айниң 27 - күни д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики йеңи рәһбәрлик һәйити 15 дөләттин кәлгән 59 вәкилниң вә йүзлигән германийә уйғурлириниң һәмраһлиқида, мюнхендики хитай консулханиси алдида һәйвәтлик намайиш өткүзүп, д у қ ниң ирадисини намайән қилди. Бу қетимқи намайишта уйғурчә, хитайчә, германчә, түркчә, русчә тилларда "хитайлар вәтинимиздин чиқип кәтсун, вәтән бизниң, уйғурларға мустәқиллиқ" дегәндәк нәччә онлиған темиларда җараңлиқ шуарлар товлинип, хитай консулханиси алдини ләрзигә салди.

Намайишчилар қоллирида хитайниң инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарши мәзмунлардики һәр хил вивискиларни вә ай – юлтузлуқ көк байрақларни көтүришивалған иди. Германийә пуқралири вә мухбирлар намайишни күчлүк диққитигә алди. Германийә сақчи даирилири намайишчилар билән хитай консули тәрәп арисида тоқунуш йүз берип қалмаслиқи үчүн алаһидә җиддий һаләттә турди.

Бу қетимқи намайиш һәққидә д у қ ниң муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди пикир баян қилип, бу намайиштин вә бу қетимқи қурултайдин мәмнун болғанлиқини изһар қилди. Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди, бу қетимқи қурултайниң вә қурултайдин кейин елип берилған бу намайишниң әһмийити һәққидики пикирлирини баян қилип өтти.

Бу қетимқи намайишта, намайишчилар д у қ ниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң бигунаһ қолға елинған пәрзәнтлирини вә һүсәйин җелил қатарлиқ бигунаһ тутқунларни қоюп беришни тәләп қилип, күчлүк шуарлар товлиди. Намайиш ахирлашқанда, сидиқ һаҗи рози әпәнди намайишчиларға нутуқ сөзләп, уйғур вәтининиң мустәқиллиқи йолида елип бериватқан бу күрәшни адаққичә давамлаштурушқа мураҗиәт қилди. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.