Д у қ вәкиллири явропа парламентида өткүзүлгән йиғинда


2006.12.12

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим вә қурултай муавин рәиси әсқәҗан, иҗраийә комитети рәиси алим сейитләрдин тәркип тапқан д у қ һәйити 11 – айниң 27- күнидин 30- күнлиригичә явропа парламентини зиярәт қилип, явропа парламентиниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири, парләмент әзалири билән учрушуп, уларға шәрқий түркистандики омуми вәзийәт һәққидә тәпсили мәлуматлар бәргән һәмдә уларниң уйғур мәсилисигә болған қизиқиши, һесдашлиқини қозғап, бир қатар сиясий паалийәтләрни елип барған иди.

12 – Айниң 6 – күнидин 9 – күнигичә, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди вә д у қ ниң сабиқ муавин рәиси әнвәрҗан әпәндиләр, йәнә бир қетим явропа парламентида транснатионал радикал партийиниң саһипханлиқи билән өткүзүлгән “ леберализим вә демокиратийә" намлиқ хәлқаралиқ йиғинға қатнашқан. Бу йиғинға явропа парламентниң әзалири, явропа дөләтлиридики сияси партийиләрниң рәһбәрлири, демократийә вә инсан һәқлири паалийәтчилири, хәлқара тәшкилатлириниң вәкиллиридин болуп 300 дин артуқ киши қатнашқан.

Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди вә д у қ ниң сабиқ муавин рәиси әнвәрҗан әпәндиләр йиғинда сөз қилип, шәрқий түркистандики демократийә вә кишилик һоқуқ вәзийәтлири һәққидә мәлуматлар берип өткән.

Йиғинда йәнә, дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән сиясәтчиләр, дөләт әрбаблири, парламент әзалири вә демократийә, инсан һәқлири паалийәтчилири сөз қилип, демократийә вә либерализм һәққидики пикирлирини оттурға қойған вә музакириләр елип барған.

Йиғин җәрянида долқун әйса вә әнвәрҗан әпәндиләр явропа парламентиниң муавин рәиси әдвард Mc-Millan Scott, явропа парламенти ташқи ишлар комитетиниң мудири Benita Ferrero-Waldner, явропа либерал вә демократийә иттипақиниң рәһбири, парламент әзаси Graham Waston, транснатионал радикал партийиниң рәһбири Marco Pannella, мәркизи америкидики демократийини илгири сүрүш вәхпиниң рәиси карл гершман қатарлиқ кишиләр билән айрим-айрим учрушуп сөһбәт елип барған вә уларға уйғурлар мәсилиси һәққидә мәлумат бәргән.

12-Айниң 8-9-күнлири явропа парламентида йәнә дөләт һалқиған радикал партийисиниң иҗраийә һәйити йиғини болуп өткән. Бу йиғинға партийә иҗраийә һәйитиниң әзалири, партийә әзалири вә дуняниң һәр қайси дөләтлиридин кәлгән сиясәтчиләр, парламент вә һөкүмәт әрбаблири билән биргә, долқун әйса вә әнвәрҗан әпәндиләрму иштирак қилған. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.