Чәтәлликләрниң нәзиридики дуня уйғур қурултийи


2006.12.25
duq-qurultay-300.jpg
24 – 26 – Ноябир күнлири германийидә чақирилған 2 - нөвәтлик дуня уйғур қурултийиға қатнашқан бир қисим вәкилләр биллә. Рәсимни д у қ тәминлигән

Германийә президенти Horz Köhler, германийә баш министери Angela Merkel тәбрик телеграммиси әвәткән 2 – нөвәтлик д у қ ғәлибилик чақирилғандин кейин, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси рабийә қадир ханим рәисликидики д у қ тоғрисидики хәвәрләр, ғәрб мәтбуатида наһайити кәң орун алди. Уйғурларниң тонушида "уйғур миллий муҗадилисиниң әң алий рәһбәрлик оргини", дәп баһалиниватқан д у қ ниң, чәтәлликләрниң нәзиридики орни зади қанчилик?

24 – Ноябирдики 2 – нөвәтлик дуня уйгур қурултийиниң ечилиш мурасимида сөзгә тәклип қилинған "хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати" ниң мәсули улрич делиюс әпәнди, бейҗиң һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүп келиватқан зулумлирини әмәлий пакитлири билән әтраплиқ шәрһиләп өткәндин кейин, бу зулумларниң уйғурларниң мустәқиллиқ күришиниң юқири пәллигә көтүрүлүшигә түрткә болуватқанлиқини изаһлап мундақ дегәниди:

"Биз - хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати 10 йилдин артуқ бир муддәт уйғур тәшкилатлири билән һәмкарлишип, хитайниң инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарши күрәш қилип кәлд у қ. Әйни йиллардики тарқақ, чечилаңғу уйғур тәшкилатлири бүгүн д у қ ниң бирла тәшәббус билән һәммила дөләттә баравәр һәрикәт қозғиялайдиған мунтизим бир қошун дәриҗисигә көтүрүлди. Уйғур дәвасиниң нәтиҗилиригә нәзәр ағдурған вақтимизда шуни муәййәнләштүрәләймизки, уйғур миллий муҗадилисиниң зор нәтиҗилиридин бири; д у қ ниң бүгүн хәлқаралиқ бир тәшкилатқа айланғанлиқидила әмәс, бәлки уйғурлар мәсилисиниң америка конгреси вә явропа парламентиға қәдәр сиңип киргәнликидә, шундақла хитай билән иш бирлики қиливатқан дөләт вә ширкәтләрниң уйғурлар мәсилисини тилға елиштин баш тартмайдиған дәриҗигә йәткәнликидә көрүлиду" дегән иди вә сөзиниң ахирини мундақ хуласилиған: "биз д у қ билән һәмкарлишип, хитайға қарши паалийәт елип бериш мусаписида наһайити, наһайитиму қейин өткәлләрни бесип өттуқ. Сиясий сәһнидә вә тәшвиқат саһәсидә дийәрлик дәриҗидә көзгә челиқмайдиған уйғурлар мәсилиси бүгүн хәлқаралиқ җиддий бир мәсилә һалиға кәлди. Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати д у қ билән һәмкарлишип, уйғурларниң келәчәк тәқдири үчүн қурби йәткән ярдәмни қилишқа һәр қачан тәйяр. Мән барлиқ уйғурлардин д у қ дин ибарәт бу байрақ әтрапиға мәһкәм уюшуп, шәрқий түркистан хәлқиниң өз тәқдири өзи бәлгиләш һәққини қолға кәлтүришигә яр – йөләктә болушини үмид қилимән".

Д у қ рәһбәрлириниң ейтишичә, 2 – нөвәтлик д у қ ахирлишипла қурултай рәиси рабийә қадир ханимниң баварийә парламенти, германийә парламенти вә явропа парламентини зиярәт қилиши һәмдә 11 – айниң 30 – күни германийә йешиллар партийисиниң мәсули Volker Beck әпәндиниң германийә парламенти йиғинида 614 нәпәр вәкил алдида уйғурлар мәсилисини ашкарә оттуриға қоюши, шундақла, рабийә қадир ханимниң канада парламентидики зиярити д у қ ниң орниниң алаһидә йүксәлгәнликиниң бир ипадиси санилидикән.

Чегрисиз кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мәсуллиридин пастор әпәнди нутқиниң ахирида мундақ дегәниди:

"Биз д у қ билән һәмкарлишип, уйғур миллий азадлиқ һәрикитигә төһпә қошуш пурситигә еришәлигәнликимиз үчүн наһайити хурсәнмиз. Биз америка конгреси вә явропа парламентиға уйғурлар мәсилисини аңлитиш йолидики теришчанлиқлиримизни давам қилдуриватимиз. Биз озара һәмкарлишип көришимизни давам қилдурсақ, хитай үстидин чоқум ғәлибә қазинимиз. Мән бүгүн хитай һөкүмитиниң уйғурларға тутқан муамилисидә хаталишиватқанлиқини көрүватимән, хитайниң силәрдин қорқуватқанлиқини көрүватимән. Гәрчә силәрдә хитайда бар күч болмисиму, әмма хитайда силәрдә бар ирадә йоқ. Мән силәрниң өз дәвайиңлардин ваз кәчмәсликиңларни, келәчәктин үмидсизләнмәсликиңларни, д у қ әтрапиға зич уюшуп, техиму мукәммәл ирадә билән күрәш қилишиңларни үмид қилимән. Силәр үчүн азадлиқниң пурсити һаман ярилиду. Силәр өзүңларниң қанчилик ғалиплиқини, хитайниң д у қ қиливатқан һуҗумлиридин көрүвалалайсиләр".

Күзәткүчиләрниң қаришиға асасланғанда, уйғурлар мәсилисиниң германийә вә явропа парламентида етибарға елиниши, д у қ ниң бүгүнки орниниң қайси дәриҗигә йәткәнликини испатлап берәләйдикән.

Бүгүн чәтәлдики уйғур миллий һәрикити тарихида йеңи бир долқун яратқан рабийә қадир ханим рәисликидики д у қ һәққидә бәс – муназириләр давам қилмақта. 2 – Нөвәтлик дуня уйгур қурултийиниң ечилиш мурасимида сөзгә тәклип қилинған "вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати"UNPO ниң баш катипи Marino Basduchén әпәнди сөзини мундақ хуласилиғаниди:

"Мән алди билән, вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң қурулушиға вә тәрәққиятиға зор төһпә қошқан уйғурларға рәһмитимни ейтимән. Дунядики 200 милйондин артуқ инсанға вәкаләтлик қиливатқан UNPO, бүгүн уйғурлар мәсилисигә әң җидди көңүл бөлүватқан тәшкилатларниң биригә айланди. Бундин кейин техиму шундақ болиду. Бизниң вәзипимиз - асарәт астидики милләтләрниң кишилик һәқ – һоқуқини қоғдаш. Дуняда кишилик һәқ – һоқуқи әң қаттиқ дәпсәндә қилиниватқан милләт бүгүн уйғурлар болмақта. UNPO Һәр қачан д у қ ниң муҗадилисигә яр – йөләктә болиду вә мүрини мүригә тирәп күрәш қилиду. UNPO Хитайда демократийә әмәлгә ашқичә вә таки уйғурлар өз тәқдириниң тизгинини өзлири қолиға алғучә, д у қ билән бир сәптә күрәш қилиду. Бүгүнки д у қ уйғурларниң вәтән ичи – сиртидики күрәшлиригә вәкиллик қилидиған зор бир сиясий нопузға улашти. Уйғурларниң бүгүн д у қ дин ибарәт бир байрақ астиға җәм болуши, уларниң азат бир вәтәнгә игә болушиниң муқәддимиси һесаблиниду".

Исраилийә һайфа университетиниң профессори, уйғуршунас Yitzhak Shichor әпәнди техи бир қанчә күн илгирила д у қ вә униң рәиси рабийә қадир ханим һәққидә узун бир мақалә елан қилди. У 2 – нөвәтлик дуня уйгур қурултийиниң ечилиш мурасимида қилған сөзидә, өзиниң 1995 – йилидин буян уйғурлар мәсилисини тәтқиқ қилип келиватқанлиқини, бүгүн уйғур миллий һәрикитигә рәһбәрлик қиливатқан д у қ ниң икки йерим йилдин буянқи паалийәтлирини изчил көзитип кәлгәнликини әскәртип өткәндин кейин, йәһуди миллитиниң узун йиллиқ мушәққәтлик күрәшлирини әслитип өтүш нәтиҗисидә, д у қ ға болған тәклип пикирлирини шәрһиләп, сөзиниң ахирини мундақ түгәткәниди:

"Уйғурлар башқа милләткә охшимайду. Бүгүнки дуняда инсан һәқлири вә демократийә шуари билән муҗадилә қиливатқан милләтләр наһайити көп. Д у қ ниң бу шуарни миллий һәрикитиниң баш темиси қилиши уйғур миллий мәнпиәтигә нисбәтән зор пайда бәрмәйду. Уйғурлар өз алаһидиликини гәвдиләндүрүш вә һәқиқи миллий ирадисини намайән қилиш үчүн, башқичә бир усулда муҗадилә қилиши керәк. Бүгүнки мушәққәтлик дәвирдә, уйғурлар өз тилини, өрп – адәтлирини, мәдәнийити қоғдашқа алаһидә әҗир сәрип қилиши, кәлгүсидики мустәқил уйғур дөлитигә игә болушқа лайиқ уйғурларни сақлап қелиши лазим. Миллий мәдәнийәтни қоғдаш көрүшиму нәтиҗә беридиған бир көрәш. Миллий өрп – адәт, миллий тил вә башқа хаслиқлирини қоғдаш көрүшиму тәсир қозғайдиған бир көрәш. Муһими, уйғурларниң миллий һәрикитигә рәһбәрлик қиливатқан д у қ бу саһәләргә етибар бериш билән биргә, хәлқарадики күрәшлириниң стратегийисини йеңилиши яки йеңи йол издиши лазим".

Германийилик уйғуршунас, адвокат Albrecht Göring әпәнди, уйғур тәшкилатлириниң йиллардин бери елип барған мушәққәтлик күрәшлирини әслитип өткәндин кейин, сөзини мундақ хуласилиди:

"Мән д у қ ниң бунчә тиз тәрәққи қилишини, бу қәдәр тиз шөһрәт қазинишини тәсәввур қилмиған идим. Уйғурлар дәриҗидин ташқири күчлүк бир дүшмәнгә қарши күрәш қиливатқан дәриҗидин ташқири аҗиз бир милләт иди. Бүгүн уйғур миллий һәрикитиниң рәһбәрлири америка конгерисидин тартип явропа парламентиға қәдәр ичкириләп кириш пурситини яратти. Рабийә қадир ханимниң паалийәтлири буниң типик мисали. Бу қетимқи қурултайға германийә дөләт рәһбәрлириниң тәбрикнамә әвәтиши буниң мисали. Мәшһур инсан һәқлири тәшкилатлириниң бу сорунға җәм болуп, уйгурлар һәққидә системилиқ доклатлар тәқдим қилиши буниң мисали. Д у қ ниң хәлқара аппаратниң күчлүк диққитини җәлип қилиши буниң бир мисали. Демәк, д у қ бүгүн хәлқаралиқ бир тәшкилатқа айланди. Әмма бу наһайити зор мушәққәтләргә бәрдашлиқ бәргәнликниң, наһайитиму зор бәдәлләрниң нәтиҗиси. Германийә һөкүмети уйғурларни тонуди, чүшәнди. Әлвәттә мәнму шу қатарда. Мән уйғурлар билән бир сәптә туруп елип бериватқан күришимни давамлаштуримән. Д у қ ниң бир әзаси сүпитидә хизмәт қилимән. Мәндә уйғурларниң келичикигә нисбәтән техиму зор бир үмид пәйда болди". (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.