Дуня уйғур қурултийи ахбарат йиғини өткүзди
2007.01.31
Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң "5 – феврал ғулҗа вәқәси" ниң 10 йиллиқини пүтүн дуня миқясида кәң көләмдә хатириләш һәққидики чақириқиға бинаән, бүгүн дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири бу хатирә күнни дағдуғулуқ өткүзүшниң җиддий тәйярлиқини қилмақта.
2007 – Йили 1 – айниң 31 – күни дуня уйғур қурултийи вә баварийә йешиллар партийисиниң орунлаштуруши билән, дуня уйғур қурултийи ниң германийидики баш шитабида дуня уйғур қурултийи мәркизи оргини, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати вә шәрқий түркистан информатсийә мәркизи қатарлиқ орунларниң саһипханлиқида "5 – феврал ғулҗа вәқәси" ниң 10 йиллиқини хатириләш йүзисидин ахбарат конфранси өткүзүлди.
Қурултай хизмәт бинасида чақирилған бу йиғинға дуня уйғур қурултийи муавин рәиси әсқәрҗан, дуня уйғур қурултийи баш катипи, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса, шәрқий түркистан информатсийә мәркизи рәиси абдуҗелил қариқаш әпәндиләр билән биргә, баварийә парламенти йешиллар партийисиниң мәсули Margereta Bause ханим, хәлқара инсан һәқлири тәшкилати мюнхен шөбисиниң башлиқи Jürgen Thirak әпәндим, тибәтни һимайә қилиш тәшкилатиниң мәсуллири вә германийидики түрк, ислам тәшкилатлириниң рәһбәрлири қатнашти. Мәзкур ахбарат конфрансиға тәклип билән германийидики гезит – жорналларниң көплигән мухбирлири иштирак қилди.
Ғулҗа вәқәси тонуштурулған
Ахбарат йиғинида дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири нуқтилиқ һалда 1997 – йили 5 – феврал күни хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһридә елип берилған тинчлиқ шәклидики намайишни қанлиқ бастуруп, миңлиған уйғур пәрзәнтлирини һаятидин айриғанлиқи, нурғунлиған уйғурларни қамақ җазалириға мәһкум қилип, һазирғичә хитай зинданлирида инсан қелипидин чиққан вәһшилик билән қийнаватқанлиқи вә йәнә миңлиған уйғурларни дуняниң һәр йәрлиригә сәрсан – сәргәрдан болуп қечип йүрүшкә мәҗбурлиғанлиқини әмәлий пакитлири билән оттуриға қоюп, бу йил әнә шу паҗиәлик вәқәниң 10 йиллиқ хатирә күни икәнлики, бу күнни хатириләш йүзисидин 3 – феврал күни дуня уйғур қурултийиниң германийиниң мюнхен шәһридә нәччә миң кишилик бир намайиш елип беришни қарар қилғанлиқини оттуриға қоюп өтти шундақла бу қетимқи намайиш арқилиқ хитай һөкүмәтниң шәрқий түркистан хәлқи үстидин йүргүзиватқан дөләт террори сияситини инсан һәқлири дунясиға, җүмлидин германийә хәлқигә йәнә бир қетим кәң көләмдә тонутушни ирадә қилғанлиқини җакарлиди.
Йешиллар партийиси хитай кунсулиниң җасуслуқ қилмиши устидин әрз сунған
Баварийә парламенти йешиллар партийисиниң мәсули Margereta Bause ханим ахбарат елан қилиш йиғинида қилған сөзидә, нуқтилиқ һалда хитай консулханисиниң германийидики җасуслуқ паалийәтлири вә хитай һөкүмитиниң германийидә қанунлуқ һалда паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириға қаратқан сияси төһмәтлири һәққидә тохталди. Маргәрәта ханим сөзидә, 2006 – йили 11 – айда чақирилған Dunya Uyghur Qurultiyi һарписида, дуня уйғур қурултийиниң рәиси, атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң баварийә штатиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлири, парламент вә партийиләр рәһбәрлири билән алаһидә учришиш елип берип, шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичилики һәққидә доклат бәргәнликини вә шу қатарда өзи биләнму наһайити әһмийәтлик бир сөһбәт елип барғанлиқини хатирлитип өткәндин кейин, әйни чағда хитайниң мюнхен шәһиридики баш консулуси яң фамилилик хитайниң бу қетимқи учрушуштин алдин хәвәр тепип, өзини издәп келип, "силәр шәрқий түркистан террорчилири вә террорист тәшкилатлар билән учрашмақчи бопсиләр, һәтта уларниң қурултийиғиму бармақчи бопсиләр, биз уларниң силәрни қурултайға чақирип әвәткән тәклипнамисини қолға чүшүрдуқ, әгәр улар билән алақә қилсаңлар, бу германийә билән хитайниң достлуқ мунасивәтлиригә зиян йәткүзиду, германийидики уйғур тәшкилатлириниң һәммиси террорист тәшкилатлар" дегәнликини, өзиниң болса дәрһал германийиниң баварийә өлкиси ички ишлар министирликигә телефун қилип, "германийидики уйғур тәшкилатлири терористму ? " дәп сориғанлиқини вә улардин, "бу пәқәтла хитай һөкүмитиниң қариши, германийидики уйғур тәшкилатлири ичидә террорист тәшкилат йоқ, улар германийидә қанунлуқ қурулуп нормал паалийәт елип бериватқан тәшкилатлардин ибарәт" дегән җавабни алғанлиқини баян қилди.
Margereta Ханим сөзидә йәнә, бу вәқәдин кейин, өзлириниң хитай консулини җасуслуқ паалийити билән шуғулланғанлиқи үчүн қаттиқ әйибләш билән биргә, баварийә ички ишлар министирликидин хитай консулиниң дуня уйғур қурултийи тәрипидин йешилләр партийисигә әвәтилгән тәклипнамини қандақ қилип алдин қолға чүшүргәнликини тәкшүрүп әниқлашни тәләп қилғанлиқини, шундақла хитай консулханисини "җасуслуқ җинайити" билән германийә сот мәһкимисигә бәргәнликини әскәртип өтти.
Уйғурларниң паалийәтлири б д т низамнамилириға уйғун
Маргәрәта ханим, германийә йешилләр партийиси намида, кишилик һоқуқ мәсилисигә алаһидә әһмийәт берип кәлгәнликини, шу қатарда, уйғур хәлқиниңму өзлириниң инсаний һәқ – һоқуқлирини қоғдаш йолида елип бериватқан тинчлиқ һәрикәтлирини қоллап – қуввәтләйдиғанлиқини билдүрди.
Ахбарат елан қилиш йиғинида йәнә, хәлқара инсан һәқлири тәшкилати мюнхен шөбисиниң башлиқи Jürgen Thirak әпәндиму сөз қилип, уйғурларниң нөвәттә елип бериватқан миллий һәрикәтлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири омумий баяннамисиниң роһиға уйғун келидиғанлиқини тәкитләш билән биргә, коммунист хитай һакимийитиниң уйғурларға селиватқан миллий зулумлириниң күндин күнгә күчийип бериватқанлиқи, буниңға мас һалда, уйғурларниңму хитай һакимийитигә қарши һәрикәтлириниң зорийишқа башлиғанлиқини, хитай һакимийитиниң болса өзлириниң инсаний һәқ – һоқуқлирини тәләп қиливатқан уйғурларға "тәррорист" дегән қалпақни кәйдүрүп, хәлқара сияси сәһниләрдә уларни қарилап келиватқанлиқини баян қилди. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бир атиниң ғулҗа вәқәсидин кейин тутқун қилинип өлтүрүлгән оғли һәққидики әслимилири(2)
- Қирғизистан уйғурлири ғулҗа вәқәсини хатирилимәкчи
- Нирҗа дәваниң хети явропа парламентида уйғур вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә муназирә қозғиди
- Бир атиниң ғулҗа вәқәсидин кейин тутқун қилинип өлтүрүлгән оғли һәққидики әслимилири(1)
- Дуня уйғур қурултийи билән түрк тәшкилатлири бирләшмә йиғин ачти
- Германийидики қурбан һейит
- Д у қ билән түрк тәшкилатлири рәһбәрлири сөһбәт елип барди
- Д у қ явропа парламенти вә германийә парламентиға рәһмитини билдүрди
- Чәтәлликләрниң нәзиридики дуня уйғур қурултийи