Хитай һөкүмити уйғурларниң диний әркинликигә тосқунлуқ қилмақта


2006.04.05

Демократик әлләрдә диний әркинликкә капаләтлик қилиш әң әқәллий уқумлардин болуп, һәр қандақ бир инсан, һәр қандақ бир динға етиқад қилиш һоқуқиға игә. Бирақ уйғур аптоном районида ваң лечүән вә исмаил тиливалди қатарлиқ хитай һөкүмәт, компартийә әмәлдарлири илгири ‏- кейин болуп, диний паалийәтләрни қәтий чәкләйдиғанлиқини билдүргән.

Хитай компартийисиниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән партком секретари ваң лечү|ән, уйғур аптоном районида атеизм тәрбийисини күчәйтишни оттуриға қоюп, христиан вә католик диний гуруһларниң районға сиңип киришигә қәтий қарши туруп, буниңдин мудапиә қилишни тәләп қилған. Арқидин исмаил тиливалди "үч хил күчләрниң бузғунчилиқ вә бөлгүнчилик һәрикитигә тәврәнмәй қаттиқ зәрбә берип, болупму чегра һалқиған ислам әсәбий күчлириниң районимизға сиңип киришигә қаттиқ зәрбә бериш вә униң алдини елиш" лазимлиқини тәкитлигән.

Хәлқара тәшкилатлар, хитай һөкүмитини кишиләрниң диний әркинликини боғуш шуниңдәк кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш қилмишилири билән әйибләватқан пәйттә, ваң лечүән вә исмаил тиливалдиниң бу хил ибариләр билән мәйданға чиқиши, дуняда уйғурларниң кишилик һоқуқи, диний әркинлики қатарлиқ барлиқ имтиязлирини қолға кәлтүрүш үчүн паалийәт елип бериватқан тәшкилатлардин бири болған дуня уйғур қурултийиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.