Д у қ рәиси әркин алиптекин хәлқара җәмийәтни уйғурларниң вәзийитигә диққәт қилишқа чақирди
2005.09.22
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин, 13-19-сентәбиргичә тәйвәнни зиярәт қилип, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң иҗраийә һәйәтләр йиғини вә асияда демократийини илгири сүрүш дуня мунбириниң хәлқара муһакимә йиғиниға қатнашти.
Әркин алиптекин әпәнди бу шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити вә униң әтраптики районларға көрситидиған тәсири һәққидә сөз қилған болуп, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатқанлиқини вә униңдин келип чиққан барлиқ ақивәтләргә хитай һөкүмитиниң мәсул болидиғанлиқини ейтқан.
Бу йиғинға хәлқарадики кишилик һоқуқ, демократийини илгири сүрүш тәшкилатлириниң мәсуллири, нурғунлиған дөләтләрниң һөкүмәт вә парламентлириниң инсан һәқлири комитетларниң мәсуллири, атағлиқ сиясәтчиләр вә инсан һәқлири, демократийә паалийәтчилири булуп нурғунлиған муһим әрбаблар қатнашти. Йиғинда тәйвән президенти вә тәйвәнниң мустәқиллиқини тәрғип қиливатқан тәйвән демократийә партийисиниң рәиси чен шуйбйән вә муавин прәсидәнт анато лиу ханимму иштирак қилған
Бу мунасивәт билән мухбиримиз әркин, д у қ ниң рәиси әркин алиптекин әпәндини телефон арқилиқ зиярәт қилди.