Уйғурлар мәсилиси явропа парламентида


2007.02.08

Вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң 2007 - йили 1- нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини 2 - айниң 1 - күнидин 3 - күнигичә белгийә пайтәхти брюсселдики явропа парламентиниң йиғин залида өткүзүлди. Йиғинға уйғурларға вәкалитән долқун әйса әпәнди иштирак қилди.

Д у қ баш катипи, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди, өз нөвитидә йәнә UNPO (вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати) ниң даими һәйәт әзаси болуп һесаблиниду. 2006 - Йили 11 - айда, вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң тәйвәндә чақирилған омуми қурултийида, долқун әйса әпәнди UNPO ниң тоққуз нәпәр иҗраийә комитети әзасиниң бири болуп сайланған иди.

Уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан тәшкилат

Дунядики 250 милйондин артуқ инсанға вәкиллик қиливатқан UNPO болса йиллардин бери уйғурлар мәсилисини әң актип қоллап келиватқан хәлқаралиқ тәшкилатлардин бири болуп һесаблиниду. Д у қ ниң баш мәслиһәтчиси вә сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди UNPO ниң қурғучилиридин бири болуп, у баш катип болуп вәзипә өтәватқан мәзгилидә, явропа парламенти вә дөләтләр парламентлириниң сәккиз қетим уйғурлар һәққидә мәхсус қарар қобул қилишиға түрткә болған иди.

UNPO Ниң бу қетимқи йиғинида уйғурлар мәсилиси йәнә бир қетим нуқтилиқ темиларниң бири болуп оттуриға қоюлған. Йиғинниң 1 - күнидики ечилиш мурасимиға явропа парламентиниң милләт вәкиллири, либерал партийиниң көплигән рәһбәрлириму иштирак қилған. UNPO Ниң баш катипи Marino Basduchen әпәнди ечилиш мурасимида қилған сөзидә, явропа парламентиниң милләт вәкили Nirj Deva ниң хитайниң алдам халтисиға чүшүп, д у қ вә униң рәиси рабийә қадир ханим һәққидә, шундақла уйғурлар мәсилиси һәққидә явропа парламентиниң милләт вәкиллиригә сәпсәтә түсини алған хата хәтләрни йоллиғанлиқини, буниңға қарши UNPO ниң дәрһал инкас қайтуруп, явропа парламентиниң 700 дин артуқ милләт вәкилигә хәт йезип, д у қ вә рабийә қадир ханим һәққидә чүшәнчә бәргәнликини һәмдә уйғурлар мәсилисини қайтидин аңлатқанлиқини оттуриға қойған. Бу сәвәблик явропа парламентидики 150 дин артуқ милләт вәкилиниң UNPO ға рәһмәт хети йоллап, уйғурларниң, д у қ вә рабийә қадир ханимниң һәқиқи әһвалидин хәвәрдар қилғанлиқиға тәшәккүр билдүргәнликини әскәртип өткән.

Маринодин кейин сөз қилған явропа парламентиниң әзаси һәм явропа демократийә вә либерализм иттипақиниң рәиси Istvan Szent Ivanyi әпәнди, сөзидә нуқтилиқ һалда дуня уйғур қурултийи вә рабийә қадир ханим һәққидә тохталған. У сөзидә 2006-йили 11-айда рабийә қадир ханим билән явропа парламентида көрүшкәнликини, рабийә қадир ханимниң өзидә чуңқур тәсират қалдурғанлиғини вә рабийә қадир ханимниң җасарити, ғәйрити һәм инсаний пәзилитигә һәйран болғанлиқини, бундақ бир инсанни терроризм билән бағлашқа урунушниң интайин әпсуслинарлиқ бир һадисә икәнликини, парламинет әзаси Nirj Deva ниң хитайниң алдишиға ишинип, парламент әзалириға әвәткән хетидин хәвәр тапқандин кийин, дәрһал Nirj Deva ниң хетигә қарши, уйғурларниң тарихи вә һазирқи вәзийәтлирини, һәқиқи әһвалини әкс әттүргән асаста хәт тәйярлап, барлиқ парламент әзалириға әвәткәнлигини оттуриға қоюп өткән.

Долқун әйса әпәнди уйғурлар һәққидә доклат бәргән

Бу хусуста UNPO иҗраийә комитети әзаси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, явропа парламентида чақирилған йиғин һәққидә тәпсили мәлумат бәрди. Д у қ рәиси рабийә қадир ханим алдинқи һәптилири Nirj Déva ниң сәпсәтисигә дәл вақтида җавап қайтуруп, уйғурлар мәсилисиниң явропа парламентида йәнә бир қетим ғулғула қозғушиға сәвәпчи болған иди.

UNPO Ниң явропа парламентида чақирилған бу қетимқи йиғинида, долқун әйса әпәнди 5 - феврал ғулҗа вәқәси һәққидә мәлумат бәргән вә бу вәқәниң 10 йиллиқи мунасивити билән пүтүн дунядики уйғур тәшкилатлириниң кәң көләмлик хатириләш паалийәтлири елип баридиғанлиқини әскәртип өткән.

Буниң билән йиғин әһли ғулҗа вәқәсини хатирилигән вә шеһитларниң һөрмити үчүн бир минут сүкүттә турған. UNPO Ниң бу қетимқи йиғинида йәнә, UNPO билән д у қ ниң 2007 - йиллиқ паалийәтлириниң планлири музакирә қилинған болуп, икки тәшкилатниң өз-ара һәмкарлишип, уйғурлар мәсилисиниң дуня миқясидики тәсир күчини йәниму ашуруш һәққидә келишимләр қобул қилинған. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.