Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетидикиләр голландийидики паалийәтлирини башливәтти

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети кеңәйтилгән йиғини 22-сентәбирдин 25-сентәбиргичә үч күн голландийиниң пайтәхти амистердамда чақирилмақчи. Йиғинға қатнишиш үчүн дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим вә башқа алақидар рәһбәрләр голландийә пайтәхти амистердамға йиғилди.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2012.09.21
gollandiye-musapirlar-komititi-305.jpg Рабийә қадир ханим башлиқ д у қ рәһбәрлири голландийә панаһлиқ тилигүчиләргә ярдәм бериш кеңиши билән сөһбәттә. 2012-Йили 21-сентәбир, голландийә.
RFA/Erkin Tarim

Йиғиндин бир күн бурун, йәни 21-сентәбир күни рабийә қадир ханим башлиқ дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири голландийә панаһлиқ тилигүчиләргә ярдәм бериш кеңиши билән сөһбәт елип барди. Бир саәтлик бу сөһбәттә панаһлиқ тилигүчиләргә ярдәм бериш комитети рәһбири дөләткә сунған доклатлириниң уйғур сәргәрданлирини вәтәнгә қайтурмаслиқ мәсилисидә актип рол ойниғанлиқини ейтип өтти вә бу һәқтә хизмәтлирини тонуштуруп өтти.

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң бу қетимқи көрүшүши толиму муһим әһмийәткә игә. Чүнки, хитайлар уйғурларниң панаһлиқ тиләш мәсилисидә дуня уйғур қурултийи билән тиғму-тиғ күрәш қилиду. Буниңға қарши рабийә қадир ханимниң зиярәт қилғанлики дөләтләрниң муһаҗирлар органлири билән көрүшүп уйғур мәсилиси һәққидә музакирә елип бериши вә уйғурларниң тартиватқан зулумини, хитайларниң мустәмликичилик сияситини уларға чүшәндүрүши нәтиҗисидә, нурғун дөләтләр уйғур муһаҗирлириға қайтидин көңүл бөлгән. Алайлуқ, америкидики уйғур һәрикәтчилириниң хизмити нәтиҗисидә шветсийә һөкүмити бундин кейин панаһлиқ тилигән уйғурларни қайтурувәтмәйдиған болғаниди. Демәк рабийә қадир ханимниң голландийә панаһлиқ тилигүчиләргә ярдәм бериш кеңиши билән көрүшүши униң бу һәқтики хизмәтлириниң бир бөликидур.

Бу көрүшүш һәққидә техиму тәпсилий мәлуматларға игә болушни халисиңиз, диққитиңиз рабийә қадир ханим билән елип барған сөһбитимиздә болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.