Мюнхенда уйғур яш өсмүрлири курси ечилди

21-Авғуст күни германийиниң мюнхен шәһиридә дуня уйғур қурултийиниң яш - өсмүрләр тәлим – тәрбийә курси рәсми дәрс башлиди.

Дуня уйғур қурултийиниң хизмәт орнида тәсис қилинған мәзкур курсқа үч нәпәр оқутқучи тәклип қилинған болуп, улар уйғур яш - өсмүрлиригә ана тил, диний тәрбийә вә миллий мәдәнийәт саһәлиридә дәрс өтидикән.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org