Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
2007.09.25
9 - Айниң 24 - күни б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғини шиветсарийиниң җәнвә шәһридә башланди. Бу йиғинға д у қ рәһбәрлиридин иҗраийә комитетиниң муавин рәиси абликим идрис әпәнди риясәтчиликидики қурултай рәһбәрлири иштирак қилди.
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң һәр йили чиқириливатқан йиғинлириға д у қ рәһбәрлири изчил қатнишип кәлмәктә вә шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичиликини оттуриға қоюп, һәрқайси дөләт вәкиллириниң диққитини өзигә тартмақта. Шәрқий түркистандики хитай зулмиға аит йиллиқ материялларни йиғин әһлигә тәқдим қилип, дуня дөләтлириниң хитайға бесим ишлитиши үчүн асас һазирлимақта һәмдә б д т кишилик һоқуқ кеңиши арқилиқ, б д т ниң уйғурлар һәққидә қарар қобул қилишини қолға кәлтүрүшкә тиришмақта.
Йиғиндин бир күн бурун, йәни 9 - айниң 23 - күни вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати вә д у қ ниң тәшкиллиши билән, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиға әза болған милләтләрниң вәкиллири һәм шветсарийә уйғур җәмийити әзалириниң иштиракида җәнвәниң шәһәр мәркизидә коча йүрүши елип берилған һәмдә б д т ниң җәнвәдики хизмәт бинаси алдида намайиш қилинған.( Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бермидики будда раһиплири намайишта әркинлик марши ейтти
- 'Шинҗаң' сақчи-әдлийә мәктипидә йүз бәргән тоқунушниң түп сәвәби
- Хитай мәтбуатлири ваң лечүәнниң "ашнидарчилиқ сәтчилики" гә четилип қалғанлиқини илгири сүрди
- Норвигийидики уйғурлар нобил сарийида өткүзүлгән паалийәткә иштирак қилди
- Хитай америкиниң дини етиқад әркинлики доклатиға наразилиқ билдүрди
- Америка дөләт мәҗлисидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати мәсилиси һәққидә испат бериш йиғини ечилди
- Қирғизистан президенти қолдин кәткән һоқуқлирини қайтурувалди
- Австралийидә көп тәшкилат бирликтә өткүзгән намайишларда уйғур мәсилиси асасий орунға қоюлди
- Йопурғиниң ешәк базисиға айлиниши йәрлик деһқанларға немә елип кәлди?
- Буш билән ху җинтав сәзгүр мәсилиләрдә пикир алмаштурди
- Түркийә парламент әзаси танәр йилдиз әпәндиниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Д у қ вәкиллири түркийә парламентини зиярәт қилди