Дуня уйғур қурултийи нур бәкриниң рабийә қадир һәққидики сөзлиригә рәддийә бәрди
2007.01.08

Уйғур аптоном райони парткоминиң муавин секритари нур бәкри аптоном районлуқ тәшвиқат бөлүм башлиқлири йиғини җәрянида уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирға һуҗум қилип, уни уйғурларниң "аниси" дәп аташқа қарши икәнликини билдүрди.
Хитай ахбарат васитилиридин бири һесаблинидиған "җуңго хәвәр агентлиқи" ниң тор бетидә (www.sina.com) Елан қилинған учурда көрситилишичә, нур бәкри чәтәлләрдики сиясий паалийәтчиләр вә уйғур җамаитиниң рабийә қадирни "уйғурларниң аниси" дәп атишиға рәддийә берип, "бу бимәнилик" дәп көрсәткән.
Нур бәкриниң сөзлири хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларниң вә чәт’ тәл мәнтбуатлириниң рабийә қадирни "уйғурларниң мәниви аниси" дәп тәриплишигә нисбәтән тунҗи қетим рәсмий рәвиштә инкас қайтуруши болуп һесаблинидикән.
Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса нур бәкригә рәддийә берип, рабийә қадирниң уйғурларниң рәһбири вә мәниви аниси икәнлики һәмдә уйғур хәлқиниң буниңдин һеч қачан янмайдиғанлиқини, дуня уйғур қурултийиниң рабийә қадир ханимни уйғурларниң мәниви аниси дәп аташни рәсмий қарар қилғанлиқини тәкитлиди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат решит болса, рабийә қадирниң уйғурларниң өзлири сайлиған вәкили икәнлики, әмма нур бәкриниң уйғурларға вәкиллик қилаламайдиғанлиқини, униң пәқәт хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш үчүн ишлитидиған "гумаштиси" икәнликини билдүрди шуниңдәк "нур бәкриниң рабийә қадир ханимға қаратқан һуҗуми уйғур сиясий дәвасиниң анимизниң рәһбәрликидә хәлқара сәһнидә күнсайин юқири көтүрүливатқанлиқиға чидимай қалғанлиқиниң нәтиҗиси" дәп көрсәтти.
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир америкиға кәлгәндин буян пүтүн күчи билән уйғур сиясий дәвасини хәлқара сәһнигә елип чиқиш үчүн күрәш қиливатқан болуп, у көп қетим америка дөләт мәҗлиси уюштурған испат бериш йиғинлириға қатнишип, уйғурларниң инсан һоқуқи мәсилиси һәққидә гуваһлиқтин өткән һәмдә явропа иттипақиға әза мәмликәтләрни зиярәт қилип, хәлқара сәһнидә уйғур мәсилисини үнүмлүк тонуштурған, техи йеқинда канадани зиярәт қилғанда канада баш министири степан харпәр билән көрүшкән иди. Рабийә қадирниң пидакарлиқлири нәтиҗисидә уйғур җамаити һәм уйғур тәшкилатлири бирдәк һалда уни "мәниви ана" дәп аташни қарар қилған.
Рабийә қадир нур бәкриниң сөзигә инкас қайтуруп, өзиниң һәқиқәтән нур бәкригә охшаш адәмләрниң аниси әмәсликини, өзиниң пәқәт азадлиққа интиливатқан хәлқниң аниси икәнликини, өз пәрзәнтлири милләт сөйәр, өз миллити үчүн җан пида қилидиған вәтәнпәрвәр қилип тәрбийилигәнликини көрситип, нур бәкриниң "рабийә һәтта өзиниң бир қанчә балилириниму яхши тәрбийәләлмигән адәм, қандақ қилип, нәччә милйон нопуслуқ уйғур хәлқиниң аниси болалисун?" дегән сөзлиригә рәддийә бәрди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Нур бәкри рабийә қадирни әйиблиди
- Нур бәкри "маарипни хитайчилаштурушни ахирғичә давамлаштуримиз", деди
- Америка хәлқара диний әркинлик кометити рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири һәққидә баянат елан қилди
- Рафто фонди җәмийити алим абдуреһимға җаза һокум қилинишиға қарита күчлүк инкас қайтурди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини рабийә қадир ханимниң оғли үстидин чиқарған сот һөкүми һәққидә қаттиқ әйиблиди
- Хитай рабийә қадир ханимниң оғуллири үстидин һөкүм чиқарди
- Хитай даирилири рабийә қадир ханимниң оғли алим абдуреһимни 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди
- Нур бәкри: қош тиллиқ маарипни қилчә иккиләнмәстин илгири сүримиз