Д у қ германийә һөкүмәт даирилириниң җавабини тапшуруп алди
-
2006-07-05 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
6 – Ай ичидә, д у қ германийидики уйғур сияси панаһлиқ тилигүчиләр мәсилиси тоғрулуқ германийиниң һәр дәриҗилик һөкүмәт рәһбәрлири вә министирлириға мәктуп йоллап, уйғурлар мәсилисигә җидди һәм иҗабий көңүл бөлүшни тәләп қилған иди.
Д у қ йеқинқи бирқанчә күндин буян, германийә баш министирлиқидин, баварийә парламентидики һөкүмәт рәһбири клотз әпәндидин, федерал һөкүмәт муһаҗирлар оргининиң мәс`ули гөсман әпәндидин вә баварийә ички ишлар министири доктор Günther Beckstein әпәндиләрдин җавап хәтлири тапшуруп алған. Бу хәтләрниң һәммисидила иҗабий мәзмунлар әкис әткән болуп, д у қ илтимасиға җидди қарайдиғанлиқини вә уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүватқанлиқини билдүрүшкән. Д у қ рәһбәрлири бу мәсилиләр һәққидә мәлумат берип, германийә уйғурлириниң тәқдиридә йеқин кәлгүсидә яхши өзгүрүшләр болидиғанлиқини ашкарилиди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- NED Ниң д у қ ға ярдәм бәргәнлики мунасивити билән әркин алиптекинни зиярәт
- Д у қ рабийә ханимниң пәрзәнтлири һәққидә чегрисиз инсан һәқлири тәшкилатиға мәктуп йоллиди
- Д у қ хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрди
- Д у қ рәиси әркин алиптекин белгийидә "хитайдики диний әркинлик" темисидики йиғинға қатнашти(2)
- Д у қ рәиси әркин алиптекин белгийидә "хитайдики диний әркинлик" темисидики йиғинға қатнашти(1)