Д у қ қазақистан һөкүмитиниң қилмишлириға қарита һәрикәт қолланмақта
2006.06.01
Д у қ қазақистан һөкүмитиниң икки нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликни мунасивити билән, қазақистан һөкүмитигә наразилиқ билдүрүш йүзисидин кәң көләмлик бир һәрикәт қозғашқа һазирлиқ қилмақта.
Д у қ ниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, қазақистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилгән йүсүпқадир сидиқ вә абд у қадир тохтиларниң һаяти өлүм тәһдити астида қалған болуп, қазақистан һөкүмитиниң уйғурларға қилған бу қетимқи хиянити, вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң йәнә бир қетим қаттиқ наразилиқини қозғиған.
Қазақистан һөкүмити 1997 – йили хәмит муһәммәд қатарлиқ үч уйғурни хитайға қайтуруп бәргәндин тартип һазирға қәдәр, уйғурларға қарита бу хил дүшмәнлик һәрикәтлирини көп қетим садир қилған. Хитайға қайтуруп берилгән бу уйғурларниң мутләқ көп қисми хитай һөкүмити тәрипидин етип өлтүрүлгән иди.
Д у қ бу мунасивәт билән қазақистанниң германийидики баш әлчиханисиға вә әлчихана арқилиқ қазақистан һөкүмитигә наразилиқ мәктуби йоллиған болуп, баш әлчи билән җидди көрүшүшни тәләп қилған вә өзлириниң явропа миқясида қазақистан һөкүмитигә қарши омуми һәрикәт қозғитидиғанлиқини тәкитлигән.
Өз қериндашлириға қилинған хиянәт
Д у қ ниң қазақистан баш әлчисигә йоллиған мәктубида, қазақистан хәлқиниң рус империйисиниң ишғалидин қутулуп мустәқил бир дөләтлик шәрипигә еришкәнлики ялғуз қазақ хәлқинила әмәс, қазақистандики йүз миңлиған уйғурни вә мустәқиллиқ арзусида биһесаб бәдәлләр төләп кәлгән шәрқий түркистан хәлқиниму иптихарландурғанлиқини, қазақистанниң әркин, демократик бир дөләтлик нопузи билән дуня сиясий сәһнисидә өз мәвҗудлуқини намайән қилип келиватқиниға 15 йил болған бүгүнки күнлүктә, өз миллитиниң инсаний һәқ – һоқуқи үчүн күрәш қилип, һаяти хәвпкә йолуққанда қазақистанда панаһлинишқа мәҗбур болған шәрқий түркистан уйғурлирини тутуп қамаш вә уни хитайға өткүзүп бериштәк инсанийәтсиз қилмишлардин қолини үзмәслики, б д т инсан һәқлири баяннамисиға хилап болупла қалмастин, қазақистан дөлитиниң сиясий шәрипи үчүнму бир номус вә өз қериндашлириға қилған зор хиянәт болуп һесаплинидиғанлиқи шәрһилән`гән.
Д у қ ниң бу мәктубида, әйнән һалда мундақ сөзләр йәр алған: қазақистан һөкүмити қазақ хәлқи билән уйғур хәлқиниң қан қериндашлиқини нәзәргә алмиған, дин қериндашлиқини нәзәргә алмиған, зәмин қошнидарчилиқини нәзәргә алмиған тәқдирдиму, б д т ниң кишилик һоқуқ принсиплириға әмәл қилиши вә хәлқара инсан һәқлири баяннамилириға һөрмәт қилиши керәк иди.
Қазақистан икки милләт оттурисидики иттипақлиқни көздә тутуши керәк
Техиму муһими, шәрқий түркистанни өз вәтини санап яшаватқан милйон нопусқа игә қазақ хәлқи билән милйонлиған уйғур хәлқиниң иттипақлиқини көздә тутуши керәк иди. Қазақистан һөкүмитиниң иқтисади мәнпәәт үчүн инсан һәқлирини дәпсәндә қилидиған бу хил қилмишлири дуня сиясий сәһнисидә қазақистан дөлитиниң шәрипини сундурупла қалмай, уйғур хәлқиниң қазақистан һөкүмитигә болған ғәзәп вә нәпрәтлириниң өрлишигә сәвәп болиду. Муқәррәки, қазақистан дөлити пәйда қилған бу җараһәт, келичәктики мустәқил шәрқий түркистан дөлити билән қазақистан дөлитиниң депломатик сорунида орун тутиду. Бу мәктуп: "қазақистан дөлитиниң бу қәтимқи инсанийәтсиз қилмишиға қарита бизниң һәрқайси әлләрдә қозғайдиған һәрикәтлиримизни қазақистан һөкүмити шәрқий түркистан хәлқиниң ғәзәплириниң бир ипадиси, дәп чүшинишкә вә инсан һәқлири дунясиниң наразилиқ инкаслириниң бири дәп қобул қилишқа мәҗбур", дегәндәк қаттиқ ибариләр билән ахирлашқан.
Д у қ ниң баш катипи, яврупа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси долқун әйса әпәнди, қазақистан һөкүмитигә қарши пат арида явропада бир һәрикәт қозғимақчи боливатқанлиқини тәкитлимәктә.
Долқун әйса әпәндиниң пикригә асасланғанда, бу хил наразилиқ һәрикәтлири ялғуз явропадила әмәс, мәркизи асия әллиригиму кеңийиши мумкин икән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистанда қолға елинған икки уйғурниң аяли йолдашлириниң хитайға қайтурулғанлиқини ейтти
- Түркийидики уйғурлар қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан әлчиханилири алдида намайиш қилди
- Һүсәйин җилил ишлар министирлиқи түрмисидин айрим ханиға йөткәлди
- Канада һөкүмити дипломатик йоллар арқилиқ һөсәйин җилил мәсилисидә өзбекистанға бесим ишләтмәктә
- Уйғур мусапирлириниң хитайға өткүзүп берилиш хәвпи хәлқара кәчүрүм тәшкилатини һәрикәткә кәлтүрди
- "Шәрқий түркистанниң бүгүни вә өтмүши" мавзулуқ йиғинниң ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулди