Дуня уйғур қурултийиниң 2 – нөвәтлик омуми вәкилләр қурултийи рәсмий башланди
2006.11.24

Д у қ ниң 2 – нөвәтлик омуми вәкилләр қурултийи бүгүн - 2006 – йили 11 –айниң 24 – күни кәч саәт 19:00 билән, германийиниң мюнхен шәһиридики әдән меһманханисиниң явропа залида дағдуғилиқ башланди.
Йиғинға һәрқайси дөләтләрдин кәлгән вәкилләр қатнашти
Қурултайниң ечилиш мурасимиға америка, канада, австралийә, түркийә, сәуди әрәбистан, франсийә, шветсарийә, белгийә, голландийә, норвигийә, шветсийә, әнгилийә, қазақистан, қирғизистан вә германийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғур тәшкилатлириниң вәкиллири вә рәһбәрлири иштирак қилғандин сирт, германийә фәдәрал җумһурийитиниң парламент вә һөкүмәт хадимлири, баварийә штатиниң һөкүмәт, парламент вә партийә вәкиллири, хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң рәһбәрлири, германийә мәтбуат саһәсиниң хадимлири һәмдә йүзлигән уйғур җамаити иштирак қилди.
Атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә сидиқ һаҗи рози әпәнди шундақла, германийидики түрк, ислам тәшкилатлириниң рәһбәрлириму бу қетимқи қурултайға шәрәп меһмини сүпитидә қәдәм тәшрип қилди.
Йиғиниң ечилиш мурасими "алиптекин тәлим – тәрбийә мәркизи" оқуғучилири иҗрасидики шәрқий түркистан җумһурийитиниң истиқлал марши вә германийә федерал җумһурийитиниң дөләт марши билән, гүлдүрас алқиш садалири ичидә башланди.
Ечилиш мурасимида тунҗи болуп д у қ ниң рәиси әркин алиптекин әпәнди нутуқ сөзләп, бу қетимқи қурултайға дахил болған рабийә қадир ханим башчилиқидики һәр қайси дөләтләрдин кәлгән уйғур тәшкилатлириниң вәкиллирини, германийиниң һәр дәриҗилик һөкүмәт хадимлирини, инсан һәқлири тәшкилатлириниң рәһбәрлири, шәрәп меһманлири вә уйғур җамаитини бу сорунға басқан қәдәмлири үчүн д у қ намидин қутлуқлиди вә улардин һал сориди.
Уйғурларниң нөвәттики вәзийити шәрһләнди

Әркин алиптекин әпәнди өз нутиқида, д у қ ниң барлиққа келишини тәқәзза қилған амиллар, уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә д у қ ниң паалийәтлири һәққидә қисқичә мәлуматлар берип өткәндин кейин, атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим тәклипкә бинаән сөз елип, д у қ ниң 2-нөвәтлик омуми қурултийиға нусрәтләр тилиди вә д у қ ниң икки йерим йилдин буян яратқан нәтиҗилиригә йүксәк баһа бәрди. Әркин алиптекин әпәнди башчилиқидики д у қ хадимлириниң көрсәткән пидакарлиқлириға апирин ейтти.
Рабийә қадир ханимниң нутиқидин кейин, д у қ ниң пәхри рәиси муһәммәд ризабекин, „чегрисиз инсан һәқлири тәшкилати" ниң баш катипи Sophia Freitas ханим, "хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати" ниң муавин рәиси Ulrich Délius әпәнди, "вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати" ниң баш катипи Marino Basduchen әпәнди, исраилийә һайфа университетиниң профессори Yitzhak Sicor әпәнди, германийидики уйғур мәсилилири мутәхәссиси, адвукат Albéricht Göring қатарлиқлар нутуқ сөзләп, шәрқий түркистан хәлқиниң сиясий, иҗтимаий, диний, мәдәний вә иқтисадий саһәләрдә хитайниң дәһшәтлик зулумлириға дучар боливатқанлиқини статистикилиқ мәлуматлар асасида шәрһиләп өтти вә дуня җамаитиниң, инсан һәқлири һимайичилириниң уйғур миллитиниң тәқдиригә җиддий көңүл бөлүши керәкликини мураҗиәтләр қилишти.
Уйғур мукапати тарқитилди
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбәрлири вә хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири мәс`уллириниң тәсирлик нутуқлиридин кейин, д у қ ниң рәиси әркин алиптекин әпәнди атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға "уйғур мукапати" тәқдим қилип, мурасим әһлиниң қәлбидә зор һаяҗан пәйда қилди. Йиғин әһли күчлүк алқиш садалири яғдурди.
„Уйғур мукапати" мурасими ахирлашқандин кейин, уйғур сән`әткарлар қатарлиқлар уйғурчә сәнәт номурлирини орунлап, йиғин залини байрам кәйпиятиға чөмдүрди.
Д у қ рәһбәрлириниң ейтишичә, 2 – нөвәтлик омуми вәкилләр қурултийи 11 – айниң 25 – 27 – күнлири, 15 дөләттин кәлгән уйғур тәшкилат вәкиллириниң иштиракида шәрқий түркистан миллий һәрикитиниң стратегийилири, пилан – программилирини музакирә қилидикән вә зөрүр қарарларни қобул қилидикән. Бу қетимқи вәкилләр қурултийида йәнә, д у қ ниң йеңи рәһбәрлик аппарати сайлап чиқилидикән. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим д у қ қурултийиға қатнишиш үчүн германийидә
- Уйғурларниң чәтәлләрдики миллий һәрикитиниң тәрәққият тарихиға қисқичә нәзәр
- Д у қ 2 - нөвәтлик вәкилләр қурултийи һәққидә ахбарат баяннамиси елан қилди
- Д у қ рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат болғанлиқи мунасивти билән очуқ хәт елан қилди
- Д у қ баянатчиси дилшат ришит чәтәлләрдики тәшвиқат хизмәтлири һәққидә тохталди
- Дуня уйғур қурултийи вен җябавниң германийә зиярити һарписида уйғур мәсилисини оттуриға қойди
- Д у қ ниң баш катипи долқун әйса әнқәрәдә муһим учришишларни елип барди
- Д у қ вәкили 2 - нөвәтлик дуня мусулманлири қурултийиға қатнашмақта
- Д у қ ниң ваң лечүәнниң чәтәлләрдики хитай әлчиханилири хадимлириға ейтқан сөзлиригә инкаси
- Д у қ рәиси әркин алиптекин әпәнди хәлқаралиқ үч йиғинға қатнашти
- явропа парламентида хитайниң диний әркинлик әһвали һәққидә йиғин өткүзүлди
- Д у қ қазақистанниң германийидики әлчиханиси хадимлири билән көрүшүп наразилиқини билдүргән