Д у қ рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат болғанлиқи мунасивти билән очуқ хәт елан қилди


2006.09.12
duq-yighin.jpg
Рабийә қадир ханим 2005 – йили 15 - июл күни германийиниң мюнхен шәһиридә башланған дуня уйғур қурултийиниң 2 - нөвәтлик кеңәйтилгән йиғинида.

9 – Айниң 12 – күни, д у қ рәиси әркин алиптекин әпәнди рабийә қадир ханимға очуқ хәт йоллап "уйғурларниң мәниви аниси, шәрқий түркистан миллий һәрикитиниң рәһбири, хәлқара инсан һәқлири көришиниң байрақдари болған мөһтәрәм рабийә қадир ханимниң нобил тинчлиқ мукапати намзатлиқиға көрситилиши тарихи әһмийәткә игә зор һадисә." Дәп көрсәткән.

Бу очуқ хәттә, "рабийә ханимниң 2006 - йиллиқ нобәл тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилиши шәрқий түркистан дәваси үчүн зор утуқ болуп һесаблиниду. Бу, өз нөвитидә уйғурларниң инсан һәқлири вә демократийә күришиниң дуня җамаити тәрипидин қануний рәвиштә тонулғанлиқиниң бир намайәндиси. Шундақла, уйғур миллий һәрикитиниң хитайлар тәриплигәндәк қандақтур террор вә башқа зораванлиқ билән алақиси болмиған һәқлиқ бир һәрикәт болғанлиқиниң рошән дәлили. Уйғурларниң әркинлик вә азадлиқ ирадисиниң хәлқ`араниң етирап қилишиға еришкәнликиниң ярқин бир ипадиси!" дәп йезилған.

Мәзкур очуқ хәттә, рабийә қадир ханимниң нобил тинчлиқ мукапатиға еришишиниң, шәрқий түркистан миллий муҗадилисиниң хәлқ`ара сиясәтниң күн тәртибигә елинишидин дерәк беридиғанлиқини, шәрқий түркистан хәлқиниң әзәлдин вә әбәдил армани болған һөрлүк ирадисиниң қанунлашқанлиқидин вә униң әмәлгә ешиш басқучиға қәдәм қойғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини, шәрқий түркистан дәвасиниң хәлқ`ара бир дәваға айланғанлиқидин дерәк беридиғанлиқи, шундақла, рабийә ханимниң мадди вә мәнивий пидакарлиқларға көкрәк керип, шәрқий түркистан дәвасини дуня җамаәтчиликигә тонуштуруш үчүн елип бериватқан паалийәтләриниң техиму юқири пәллиләргә көтүрүлүватқанлини испатлайдиғанлиқи әскәртилгән.

Бу очуқ хәтниң давамида йәнә "бугүн бирләшкән милләтләр тәшкилатиға 200гә йеқин дөләт әза. Бу дөләтләрниң қармиғида 6500 милләт яшайду. Уйғурларға охшашла, бу милләтләрму өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн муҗадилә қиливатиду. Бу 6500 милләт вәкиллири ичидә рабийә ханимниң 2006 - йиллиқ нобәл тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилишиниң өзи, зор бир мувәппәқийәт болуп һесаблиниду." Дейилгән.

Д у қ рәиси әркин алиптекин әпәнди, бу очуқ хетидә мундақ дегән: "рабийә ханимниң 2006 - йиллиқ нобәл тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилиши, шәрқий түркистан хәлқигә қарши ғәйри инсаний сиясәт йүргүзүватқан, әзиз миллитимизни дуня җамаәтчиликигә "тәррорист" дәп тонуштурушқа теришиватқан вә рабийә ханимниң ана вәтәндики бала-чақа һәм уруғ - туғқанлириға һәр түрлүк зулумни рава көриватқан хитай һөкүмдарлириниң йүзигә урулған бир шапилақ болуп һесаблиниду". (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.