Д у қ түрлүк паалийәтләр билән рабийә қадир ханимни риғбәтләндүрмәктә


2006.10.13

Атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң 2006 – йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати намзатлиқиға көрситилиши мунасивити билән д у қ 10 - айниң 12 – күни чақириқ елан қилип, рабийә қадир ханимни "уйғур мукапати" билән мукапатлайдиғанлиқини ашкарилиған иди.

Нобил теничлиқ мукапати елан қилиништин бир күн илгири ашкариланған бу чақириқта "рабийә қадир ханим бу йил мәйли бу мукапатқа еришсун яки әришмисун, униң 2006 – йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати намзатлири ичидики үч муһим шәхсниң биригә айланғанлиқи, бу мукапатқа һаман мутләқ рәвиштә еришидиғанлиқиниң бишарити вә бу саһәдә ғәлибә қилғанлиқиниң дәлили болуп һесаплиниду" дейилгән вә барлиқ уйғурларни "уйғур мукапати" кампанийисигә бир үлүш һәссә қошушқа чақирған иди.

Бүгүн 10 – айниң 13 – күни, нобил теничлиқ мукапатиниң нәтиҗиси елан қилинғандин кейин, д у қ рәиси әркин алиптекин әпәнди рабийә қадир ханимға қарита йәнә бир һәт елан қилип, рабийә қадир ханимға болған тәсәлли вә үмидлирини оттуриға қойди.

Әркин алиптекин әпәндиниң 13 – өктәбир күни елан қилған хетидә "мөһтәрәм рабийә қадир ханимниң әркин дуняға қәдәм басқиниға икки йил болмайла, уйғур миллий муҗадилисини хәлқара җәмийәт тәрипидин қанунлаштуруп вә уйғур мәсилисини дуня сиясий сәһнисигә көтүрүп чиқип, 190 дин артуқ нобил тинчлиқ мукапати намзатлири арисидики алдинқи үч кишиниң бири болуштәк зор ғәлибини қолға кәлтүргәнлики, нобил мукапатиниң һаман рабийә қадир ханимға мәнсуплиқини испатлайду" дейилгән, шундақла "мөһтәрәм рабийә қадир ханим бу мукапатқа наил болған болса, бешимиз көккә йәткән болар иди. Униң бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатидин мәһрум қелиши әлвәттә, бу мукапатқа еришәлмәйдиғанлиқиниң ипадиси әмәс, бәлки алдимиздики йиллири мутләқ рәвиштә бу мукапатниң саһиби болидиғанлиқиниң ениқ бир дәлилидур!" дәп йезилған.

Бу һәқтики мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.