Дуня уйғур қурултейи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти


2008.01.08

Дуня уйғур қурултейи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди, тәптиш һәйити әзаси хәйруллаһ әфәндигил әпәнди, д у қ яшлар комитети түркийә вәкили абдуллаһ турсун, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити қурғучи әзалири мәсули абликим һаҗим қатарлиқ кишиләрдин тәркип тапқан һәйәт бүгүн түркийә парламенти бинасида түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған, сабиқ парламент башлиқи, парламент әзаси буләнт аринч, бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғли қатарлиқ кишиләр билән көрүшүп уйғурларниң бүгүнки вәзийити вә түркийә җумһурийитигә болған тәләплирини аңлатти.

Икки күндин бери түркийә парламентида паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултейи һәйитидики кишиләр бу қетимқи учришишларниң наһайити нәтиҗилик өткәнликини, 2008- йили дуня уйғур қурултейи елип бармақчи болған паалийәтләр үчүн наһайити яхши бир башланғуч болғанлиқини ейтишти.

Абликим һаҗи радиомизға қилған сөзидә, бу учришишлардин уйғурларниң дуняда ялғуз әмәсликини, бу һәқлиқ даваниң чоқум ғәлибә қилидиғанлиқиға ишәнчисиниң техиму күчәйгәнликини ейтти. Биз түркийә парламентида паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултейи һәйәт әзалири билән сөһбәт елип берип, уларниң бу қетимқи зиярәткә болған көз қарашлирини елишқа тириштуқ. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.