Дуня уйғур қурултийи җумһурийәт партийисигә доклат сунди

Дуня уйғур қурултейи муавин рәиси, түркийә шәрқий түркистан күлтүр һәмкарлиқ тәшкилати башлиқи сийит түмтүрк әпәнди хитай һөкүмити тәрипидин рәсмий зиярәткә тәклип қилинған җумһурийәт хәлқ партийиси рәиси кәмал қиличдароғлу әпәнди вә җумһурийәт хәлқ партийиси парламент әзаси фарук лоғоғлу әпәндигә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә доклат сунди.
Мухбиримиз әркин тарим
2013.01.11


У доклатида җумһурийәт хәлқ партийисини хитайға қарши шәрқий түркистан мәсилисини оттуриға қоюшқа тәклип қилди. Сийит түмтүрк әпәндидин игилигән мәлуматлиримизға қариғанда, кәмал қиличдароғлу тунҗи қетим хитайға барған өктичи партийә рәиси икән. У бу қетимлиқ зияритидә шаңхәй, бейҗиң вә үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрни айлинидикән.

Җумһурийәт хәлқ партийисигә сунулған доклат вә кәмал қиличдароғлиниң хитайға қилидиған зияритиниң уйғур дәвасиға болған тәсири һәққидә тәпсилий мәлуматқа игә болушни халисаңлар, диққитиңлар сийит түмтүрк әпәнди билән елип барған сөһбитимиздә болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.