Уйғур давасиға төһпә қошқанлар д у қ тәрипидин мукапатланди
2008.01.31

Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлириниң тиришчанлиқи вә түрк аммиви тәшкилатлириниң ярдими билән түркийидики паалийәтләр барғансери күчәймәктә. Болупму түркийиниң қәйсәри шәһридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә 2001 - йили шөбисини ачқандин бери, уйғурларниң йеқинқи заман тарихидики муһим күнләрдә хитайниң әнқәрәдики әлчиханисиниң алдида намайишлар өткүзүлмәктә, шундақла әнқәрәдә һәрхил йиғинлар уюштурулуп уйғур мәсилиси аңлитилмақта.
Бу паалийәтләргә түркийидики аммиви тәшкилатларниң мәсуллири вә бәзи парламент әзалири актип һалда қатнишип кәлмәктә. Бу кишиләргә рәхмәт ейтиш шундақла әнқәрәдики шөбә тәшкилат ечилғанлиқиниң 6 - йиллиқи мунасивити билән д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң йолйоруқиға бинаән, әнқәрә кадирлар уюшмисиниң залида 1 - айниң 30 - күни уйғур давасиға төһпә қошқанларни мукапатлаш мурасими өткүзүлди.
Бу мурасимға түркийидики әң чоң аммиви тәшкилатларниң мәсуллири, кона парламент әзалири вә әнқәрәдә яшаватқан уйғурлардин болуп, 200 әтрапида киши қатнашти. Йиғин рабийә қадир ханимниң уйғур мәсилисигә төһпә қошқан кишиләрни тәбрикләп әвәткән тәбрик хетини оқуш билән башланди. Д у қ тәптиш һәйити әзаси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи һайруллаһ әфәндигил әпәнди ечилиш нутқини қилди. Кейин 2001 - йилидин бүгүнгичә уйғур мәсилисигә төһпә қошқан 7 кишигә медал берилди. Булар сабиқ парламент әзаси орхан қавунчу, түркийә кадирлар уюшмиси башлиқи бирҗан ақйилдиз әпәнди, түрк оҗақлири җәмийити аяллар комитети башлиқи филиз авшар ханим, түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди, түркийә кадирлар уюшмилири бирлики мәсули әһмәт ақсу, уйғур дости али метин әпәнди вә әркин асия радиосиниң әнқәрә ишханиси.

Кейин һайруллаһ әфәндигил әпәнди йиғинда ечилиш нутқини қилди. У мундақ деди:"бүгүнки йиғинимизға җәмийитимизниң башлиқи сейит түмтүрк әпәнди кәлмәкчи иди. Әпсуски қар йеғип қәйсәри әнқәрә йоли етилип қалғачқа келәлмиди, һәммиңларға салам йоллиди. Һәммиңларға мәлум әнқәрәдә тәшкилатимизниң шөбиси ечилғандин тартип, силәр бизгә ярдәм қилдиңлар, бизни қоллап қуввәтлидиңлар. Биз силәр билән бүгүн бу йәрдә җәм болғанлиқимиз үчүн өзимизни бәхитлик һес қилимиз. Биз узун йиллардин бери бәзи муһим күнләрдә хитай әлчиханисиниң алдида намайиш қилип келиватимиз, һәр хил паалийәтләр билән университетларда вә түркийә парламентида шәрқий түркистан мәсилисини аңлитишқа тиришиватимиз. Бу паалийәтлиримизгә силәр актипчанлиқ билән қатнишип бизгә ярдәм қилдиңлар. Әнқәрәдә уйғурларниң сани аз болсиму, силәрниң ярдимиңлар билән шәрқий түркистан хәлқиниң дәрдини мувәппәқийәтлик бир шәкилдә аңлитип келиватимиз. Шуңа биз д у қ иҗраийә һәйити вә җәмийитимиз силәргә бу мукапатни беришни мувапиқ көрдуқ, бу медал пүтүн шәрқий түркистан хәлқиниң көңлидур."
Кейин медал тарқитиш мурасими башланди. Биринчи болуп мукапат, сабиқ парламент әзаси орхан қвунчу әпәндигә берилди. У медални алғандин кейин өз туйғулирини баян қилип мундақ деди:"түрк дунясидики мустәқиллиқини қолға кәлтүрәлмигән йәрләрдин бири шәрқий түркистандур. Әмма 20 - 30 йил бурун түркийидә нурғун инсанлар совет иттипақиниң йимирилип түркий милләтләрниң мустәқил болидиғанлиқини ойлапму бақмиған иди, әмма бу һәқиқәткә айланди. Мәнчә шәрқий түркистанму мустәқил болиду, хитайниң зулумиму түгәйду. Биз силәрни қоллап қуввәтләшни давам қилимиз."
Кейин түркийә кадирлар уюшмиси башлиқи бирҗан ақйилдиз әпәндигә мукапат берилди. У өз туйғулирини баян қилип мундақ деди:"мән шәрқий түркистан һәққидики паалийәтләрниң бәлки бир иккисигә қатнишалмиған болушум мумкин, униңдин башқа һәммисигә қатнаштим. Мән бу паалийәтләрдә изчил һалда бир күн әмәс бир күн шәрқий түркистан чоқум мустәқил болиду дәп кәлдим. Биз шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини чоқум көрәләймиз. Бизниң кадирлар уюшмисиниң изники көк йәни шәрқий түркистанниң байриқиниң рәңги, қачан шәрқий түркистан мустәқил болса изникимизниң рәңгини түрк байриқиниң рәңги болған қизилға өзгәртимиз."
Түрк дуняси инсан һәқлири башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди вә әнқәрә әтимәсқут районлуқ һөкүмәтниң муавин башлиқи али метин әпәндигә мукапат берилгәндин кейин, түрк оҗақлири аяллар комитети башлиқи филиз авшар ханимға медали берилди. У медални алғандин кейин сөз қилип мундақ деди:"бу медални бәргәнликиңлар үчүн көп рәһмәт. юқиридикиләрниң сөзигә қетилимән. Әмма шуни қошуп қоймақчимәнки, рабийә қадир ханимни америкидиму раһәт яшиғили қоймайватиду, һәтта хитайлар уни өлтүрүш үчүн қәст қиливатқанлиқиниму билимән, силәрниң рабийә қадир ханимға шу гепимни йәткүзүп қоюшиңларни үмид қилимән, түркийидә 70 милйон инсан бар, буниң 35 милйони аял. Бу аялларниң әң аз 30 милйони рабийә қадир ханим үчүн ишләшкә тәйяр, биз түрк аяллири болуш сүпитимиз билән уни қоллап қуввәтләймиз." (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Индианлар чиңгизхандин қачқан уйғурларму?
- Өктичи партийә муавин мәсули д у қ һәйитини қобул қилди
- Д у қ һәйити түркийә рәис җумһури билән көрүшти
- Д у қ һәйитини түркийә җумһурийити алий рәһбәрлиридин буләнт аринч әпәнди ишханисида қобул қилди
- Дуня уйғур қурултейи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти
- Дуня уйғур қурултейи һәйәтлири түркийә парламентида
- Түркийә вәтәндеши болуш асанлашти
- Түрк дуняси мукапатиға еришкәнләр елан қилинди
- Истанбулда йеңи йил хатириләнди
- Рабийә қадир: "2007 - йили уйғурлар үчүн нәтиҗилик йил"
- Уйғурлар 2008 - йилидин немиләрни күтмәктә
- Түрк мәтбуатида хитай һәққидә муназирә
- Түрк дуняси ортақ елипбәси түзүлмәкчи
- Истанбулниң җаваһер меһманханисида ечилған хәлқаралиқ йиғинда уйғурларниң әһвали тонуштурулди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири