Дуня уйғур қурултийи вен җябавниң германийә зиярити һарписида уйғур мәсилисини оттуриға қойди


2006.09.05
wenjiabao-german-150.jpg
2006 – Йили 22 – май күни хитай баш министири вен җябав хәлқ сарийида хитайни зиярәт қилған германийә баш министири ангела маркел вә германийә вәкиллири (рәсимдә йоқ) билән ечилған йиғинда. AFP

Хитай баш министири вен җябав келәр һәптә германийә қатарлиқ үч явропа дөлити вә уйғур аптоном райониниң қошниси таҗикистанни зиярәт қилип, германийидә баш министир ангела маркел билән сөһбәт өткүзиду вә 13 - сентәбир күни һамбургда хитай-явропа сода саһәсиниң йиғиниға қатнишиду.

Германийә баш министири маркелниң баянатчиси улрих велһелмниң ашкарилишичә, вен җябав 14 - сентәбир күни ангела маркел билән сөһбәт өткүзгәндин сирт, германийә президенти хорст кохлер вә иқтисад министири майкел глослар билән учрушидикән. Тәрәпләр һазирғичә финландийә вә германийидә өткүзүлидиған сөһбәтниң конкрет темисини ашкарилимиди.

Кишилик һоқуқ мәсилиси асаслиқ тема әмәс

Кишилик һоқуқ мәсилиси хитай - германийә вә явропа башлиқлар сөһбитидә һәр йили оттуриға қоюлидиған мәсилә болсиму, лекин көзәткүчиләр бу қетимқи хитай - явропа йиғини вә германийә - хитай башлиқлар сөһбитиниң муһим темисини сода вә иқтисади мәсилиләр игилләйдиғанлиқини пәрәз қилишмақта. Вен җайбавниң германийә зиярити униң 9 - сентәбирдин -16 сентәбиргичә финландийә, әнгилийә, германийә вә таҗикистанларда елип баридиған бир һәптилик зияритиниң бир қисими.

Хитай ташқи ишлар министирликиниң елан қилишичә, вен җябав германийини зиярәт қилиштин бурун финландийидә 9 - нөвәтлик хитай - явропа сөһбити вә 6 - нөвәтлик асия - явропа йиғиниға қатнишиду. Хитай кишилик һоқуқ хатириси шиддәтлик тәнқидкә учраватсиму, лекин явропа иттипақиниң бу нөвәтлик рәис дөлити финландийә өткән җүмә күни елан қилған баянатта, хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң хитай - явропа сөһбитидә күнтәртиптики әң түп мәсилә һесабланмайдиғанлиқини билдүрди. Финландийиниң бейҗиңдики баш әлчиси антти косманән хелсинки йиғини һарписида мухбирларни күтүвелип, " кишилик һоқуқ мәсилисиниң назук вә сәзгүр мәсилә икәнликини тонушимиз керәк, " дәп тәкитлигән болсиму, лекин у, "йиғинда кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә пикир алмаштурушимиз мумкин, бирақ бу тема йиғиндики түп мәсилә, дәп қаралмаслиқи керәк, " дәйду.

Д у қ германийә даирилирини уйғур мәсилиси һәққидә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилған

Мәркизи мюнхендики дуня уйғур қурултийи болса вен җайбавниң германийә зияритини германийиликләрниң шәрқий түркистан мәсилисигә диққитини тартишниң муһим пурсити, дәп қаримақта. Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйсаниң әскәртишичә, улар вен җябавниң германийә зиярити мунасивти билән баш министир ангела маркелға хәт йезип, уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә ятидиған бәзи конкрет мәсилиләр үстидә вен җябавға бесим ишлитишни тәләп қилған.

Хитай даирилири рабийә қадирниң пәрзәнтлирини бу йил 6 - айда қолға алғандин кейин рәсмий әйибләйдиғанлиқини җакарлиған болсиму, лекин уларниң сотини өткән айда муддәтсиз кечиктүргән. Америка дөләт мәҗлисиниң 72 нәпәр әзаси 8 - айда хитай дөләт рәиси ху җинтавға хәт йезип, рабийә қадирниң пәрзәнтлирини шәртсиз қоюп беришкә үндигән иди.

Сөһбәттә сода мәсилиси муһим орунни игиләйду

Финландийә баш әлчиси косманән, " биз кишилик һоқуқ мәсилисини туюқ йолға кирип қалмайдиған, нәтиҗилик бир тәрәп қилишниң ортақ йолини тепишимиз керәк, " дәйду. Вен җябав сәйшәнбә күни чәтәллик мухбирларниң зияритини қобул қилғанда демократийә мәсилисини тилға елип, хитайда "юқири қатлам һөкүмәтләрни бивастә сайлап чиқишниң шәрт - шараити техи пишип йетилмиди, " дәп көрсәтти.

явропа иттипақиниң истатистика қилишичә, хитай билән явропа иттипақиниң 2005 - йилдики омуми сода һәҗими 158 милярд явро болуп, буниң 52 милярд явросини явропа иттипақиниң експорт соммиси игилигән. Германийә болса явропа иттипақидики дөләтләр ичидә хитай билән болған сода һәҗими әң чоң дөләт һесаблиниду.

Вен җябавниң германийә баш министири маркел билән елип баридиған сөһбити, хитай пулиниң ислаһати вә хитайда омуми йүзлүк мәвҗут һадисә - холливуд филимлирини көчүрүштин тартип, чамадан лаһийиләшкичә болған әқлий мүлүк һоқуқини оғрилаш мәсилисигә мәркәзлишиши мумкин.

Вен җябав сәйшәнбә күни мухбирларға хитайни ақлап, "гәрчә җоңго әқлий мүлүк һоқуқи, патент вә тавар маркисини қоғдаш үчүн қанун турғузған болсиму, лекин буни әмилиләштүрүшкә вақит кетиду, " дәп көрсәтти. Финландийә баш әлчиси косманән, хитай - явропа сөһбити енергийә, муһит, қанунсиз көчмәнләр, шималий корийә вә иран мәсилисини өз ичигә алған хәлқара мәсилиләр үстидә музакирә елип баридиғанлиқини, лекин явропа иттипақдики дөләтләрниң қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиш мәсилисидә пикир ихтилапи еғир болғанлиқи үчүн бу мәсилә сөһбәт күнтәртипидики муһим темилар қатариға кирмәйдиғанлиқини билдүргән.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, хелсинкий йиғинида явропа иттипақи хитайдин иран вә шималий корийини ядро қораллар пиланидин ваз кечишкә қисташ йолида техиму көп күч чиқиришни тәләп қилиши мумкин. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.