Д у қ ниң қурулғандин буянқи хизмәтлиригә охшаш болмиған баһалар


2006.11.28

2 - Нөвәтлик дуня уйғур қурултийи германийиниң мюнхен шәһиридә мувәппәқийәтлик һалда ахирлашқан иди. Һәммимизгә мәлум болғандәк, 2004 - йили 4 - айниң 16 - күнидин 19 - күнлиригичә германийиниң мюнхен шәһиридә чақирилған қурултайда, шәрқий түркистан милли қурултийи билән дуня уйғур яшлири қурултийи бирләшкәнликини елан қилип нәтиҗидә шәрқий түркистан милли һәрикитиниң әң йүксәк оргини болған дуня уйғур қурултийиниң қурулғанлиқи тәнтәнә билән җакарланған иди. Мана бу аридин өткән икки йерим йиллиқ бу җәрянда ишләнгән хизмәтләрдин бу қетимқи қурултайда доклати берип өтүлди.

Хизмәт доклатида, дуня уйғур қурултийи қурулғандин кейин шәрқий түркистан милли һәрикитидә йиллардин бәри еһтияҗ туюлуп кәлгән сияси вә тәшкили җәһәттин бир мәркәзлик системисини шәкилләндүрүп, милли һәрикәттә тәшкили җәһәттин мустәһкәмләш йолида көп мусапирларниң бесилғанлиқи тәкитләнди. Һазирғичә мәвҗут болуп кәлгән тәшкилатлардики тарқақлиқ әһваллириға хатимә берилип паалийәтләрдә бирдәкликниң ишқа ашурулғанлиқи, йәни шәрқий түркистан милли һәрикитигә бир мәркәздин рәһбәрлик қилидиған тәшкили қурулминиң асаси җәһәттин шәкилләнгәнлики тәкитләнди.

Доклатта йәнә бу қурулмини техиму мустәһкәмләш вә күчләндүрүшниң қурултайға бундин кейин йүкләнгән мәҗбурийәт икәнлики тәкитләнди. Дуня уйғур қурултийиниң хизмәт доклатини дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса оқуп өтти. Доклат төвәндики бөлүмләрдин тәркип тапқан.

1. Тәшкили қурулмини күчләндүрүш вә ички хизмәтләр саһәси 2. Сияси вә иҗтимаий паалийәтләр саһәсидә 3. Хәлқаралиқ йиғинлар вә хәлқаралиқ тәшкилатлар билән болған мунасивәтләр 4. Хәлқара мәтбуат билән болған мунасивәтләр 5. Тәшвиқат хизмәтлири саһәсидә 6. Демократик дөләтләрниң һөкүмәт вә парламентлири болған мунасивәтләр 7. Муһаҗирлар хизмити саһәсидә 8. Мәдәнийәт маарип саһәсидә 9. Дуня уйғур қурултийида елип барған паалийәтлири

Бу доклат дуня уйғур қурултийиниң һәрқайси дөләтләрдин кәлгән вәкиллирини наһайити мәмнун қилди. Бәзи вәкилләр дуня уйғур қурултийиниң бу ики йиллиқ хизмитиниң йетәрлик икәнликини баян қилса, йәнә бәзи вәкилләр бу хизмәтләрниң йетәрлик әмәсликини, техиму коп хизмәтләрниң ишлиниши керәкликини дейишти. Биз дуня уйғур қурултийиниң хизмәтлири һәққидики көз қарашлирини елиш үчүн дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән вәкилләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.