Д у қ рәиси әркин алиптекин пан явропа бирликиниң йиғиниға қатнашти
2006.03.29
Пан явропа һәрикити явропа биликигә әза дөләтләрниң парламент әзалири, сиясий мутәхәссисләр вә зиялийлардин тәшкил тапқан бир тәшкилат болуп, д у қ ниң рәиси әркин алиптекин узун йиллардин бери пан явропа һәрикитиниң әзаси болуш билән биргә, бу тәшкилатниң аз санлиқ милләтләр мәсилиси бойичә алаһидә мәслиһәтчиси болуштәк вәзипини өз үстигә алған.
Русийә федератсийиси вә русийә федератсийиси ичидики аз санлиқ милләтләрниң вәзийити асаслиқ тема қилинған йиғинға, явропа парламентиниң вә явропа иттипақиға әза дөләтләрниң парламент әзалири , естонийә парламентиниң сабиқ рәиси, германийә һөр демократик бирлик партийисиниң әзаси, христиан демократ бирлик партийисиниң әзаси вә йешиллар партийисиниң әзалири қатнашқан.
Әркин алиптекин әпәнди йиғин җәрянида көплигән парламент әзалири , сиясий әрбаблар вә зиялийлар билән йүз көрүшүп, уларға д у қ ниң баш катиплиқи һазирлап бәргән енглиз, немис тилидики уйғурлар һәққидики материял вә китабларни тәқдим қилған.
Әркин алиптекин, йиғинда явропа парламентиниң һазирғичә хитайниң шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ сияситини әйибләп 2 қетим қарар чиқарғанлиқини әскәртип өтүп, явропа парламенти вә явропа миллий парламентилириниң шәрқий түркистандики инсан һәқлири вәзийитигә көңүл бөлүшини вә бу һәқтә қарар чиқиришини илтимас қилған.
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ ниң ислам кеңишигә хәт язғанлиқи мунасивити билән долқун әйсани зиярәт
- Әркин алптекин, уйғурларниң диний мәсилилири һәққидә дуня ислам йиғини тәшкилатиға мураҗәтнамә йоллиди
- яш – өсмүрләр тәлим – тәрбийә курси явропада кеңәймәктә
- Голландийә парламенти уйғурлар вә тибәтләр һәққидә қарар мақуллиди
- Голландийидә асия мәсилилири бойичә илмий йиғин өткүзүлди