Б д т кишилик һоқуқ комитети хитайдики әдилийә сестимисини тәнқидлиди
2005.02.28
Б д т кишилик һоқуқ комитети халиғанчә тутқун қилишқа қарши хизмәт гурупписи өткән йили синтәбирдә хитайни зиярәт қилғандин кейинки байқашлири асасида, хитайдики әдилийә системиси һәққидә мәхсус доклат елан қилди.
Доклатта көрситилишичә, хитайда пуқраларни халиғанчә тутқун қилиш әһваллири йәнила еғир болмақта. Б д т кишилик һоқуқ комитети халиғанчә тутқун қилишқа қарши хизмәт гурупписи 1997 - йили өктәбирдә түнҗи қетим хитайни зиярәт қилған болуп, шундин бери, хитайдики әдилийә органлири пуқраларниң кишилик һоқуқини қоғдаш җәһәттә түпки өзгириш ясимиған.
Доклатта ейтилишичә, хитай әдилийә органлири "әмгәк билән өзгәртиш" түзүмидин пайдилинип, пуқраларни һечқандақ сотлимастинла түрмигә ташлайдикән. Хитайниң җинайи ишлар қанунида йәнә ениқлимиси ғува сөзлүкләр бар икән. Мәсилән: "дөләт бихәтәрликигә тәһдид селиш", "җәмийәт тәртибини қалаймиқан қилиш" қатарлиқ сөзләрниң ениқлимиси бәкла кәң болуп, бундақ сөзлүкләрдин пайдилинип, өз сиясий вә диний әркинликини ипадилигән пуқраларни җазалашқа болмайдикән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклати һәққидә хитай һөкүмитиниң инкасини елиш үчүн, хитайниң америкида турушлуқ баш әлчиханисиға телефон қилғинимизда, чу фамилилик баянатчи хадим вақтиниң йоқлиқини билдүрүп, зияритимизни қубул қилмиди.
Сотланмай туруп җазалиниду
Җинайи ишлар қануний җәһәттики йәнә бир әндишимиз, хитайда сот мустәқил болмиғачқа, сотчилар һөкүм чиқиришта түрлүк сиясий бесимларниң тәсиригә учрайду.
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин болған хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң шәрқий җәнубий асия ишлириға мәсул хадими марк әлисин, хитайдики әдлийә системисидин өзлириниң узундин буян әндишә қилип келиватқанлиқини билдүрүп, мундақ деди:
" Биз хитайда кишиләрниң адаләтсиз сотлиниватқанлиқи һәққидә нурғун дилоларни тапшуруп еливатимиз. Нурғун кишиләр сотланмайла, сақчилар вә яки башқа һөкүмәт тармақлири тәрипидин әмгәк билән өзгәртиш лагириға ташлиниватиду. Шуңа, әмгәк билән өзгәртиш системиси б д т халиғанчә тутқун қилишқа қарши хизмәт гурупписиниң доклатида алаһидә тәкитләнгән. Биз хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә хилап болған әмгәк билән өзгәртиш сестимисини бикар қилишни тәләп қилип келиватимиз. Хитай һөкүмити бу системини ислаһ қилидиғанлиқини билдүриватиду. Әмма, биз бу системиниң қачан , қандақ шәкилдә ислаһ қилинидиғанлиқини билмәймиз. Җинайи ишлар қануний җәһәттики йәнә бир әндишимиз, хитайда сот мустәқил болмиғачқа, сотчилар һөкүм чиқиришта түрлүк сиясий бесимларниң тәсиригә учрайду. Болупму паалийәтчиләрни сотлиғанда өз алдиға һөкүм чиқиралмайду. Буниңдин срт, мәһбуслар аилидикилири вә адвукатлири билән дәрһал учришалмиғачқа, уларниң сотланмай турупла һәр хил қийин - қистақларға учраш иһтималлиқи көп болиду.
Вәдисидә турмаслиқ
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң доклатида, хитай әмәлдарлириниң б д т хадимлириниң өткән йили 9 – айда, тибәтниң түрмисидә тәкшүрүш елип беришиға дәхли тәрүз йәткүзгәнликидин нарази болғанлиқини билдүргән. Доклатта ейтилишичә, хитай һөкүмити б д т хадимлириниң әркин һалда тәкшүрүш елип беришиға қошулған. Бирақ б д т хадимлири тибәттики бир түрмидики мәһбусларни зиярәт қилишни тәләп қилғинида, хитай түрмә хадимлири уларни бир қисим мәһбуслар билән учраштурмиған.
Уйғур елидә әһвал еғир
Хәлқара җәмийәт хитай һөкүмитиниң тибәттики сиясий вә диний өктичиләрни даим түрмигә ташлайдиғанлиқини әйибләп кәлмәктә иди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хадими марк әлисин, тибәткә охшашла уйғур елидики кишилик һоқуқ вәзийитиниңму интайин начарлиқини билдүрүп, мундақ деди:
"Уйғур елидә бастуруш еғир болғанлиқи үчүн, уйғур елидин учур алмақ интайин тәс. Биз игилигән бәзи дилоларға қариғанда, кишиләр пәқәт уйғур елидики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә чәтәлгә учур йәткүзгәнлики үчүнла тутқун қилиниватиду. Мәсилән, абдуғени мәмтимин исимлик мухбир һазир түрмидә йетиватиду. У пәқәт уйғур елидики хизмәт тепишта кәмситилиштәк кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә чәтәлгә учур йәткүзүшкә тиришқан. Хитай һөкүмити пәқәт мушундақ сөз әркинликини қоғлашқан яки тинчлиқ билән өз пикрини оттуриға қоймақчи болған уйғурларниму тутқун қиливатиду.
Б д т ниң тәклип-пикирлири
Б д т кишилик һоқуқ комитети доклатида шундақла, хитай һөкүмитиниң 1998 - йили б д тниң хәлқара сиясий вә пуқралар һоқуқи әһдинамисиға қол қойғанлиқини, өткән йили болса кишилик һоқуқни қоғдашни асасий қанунға киргүзгәнликини қарши алидиғанлиқини билдүргән. Доклатта улар йәнә, хитай һөкүмитигә пуқралириниң кишилик һоқуқини техиму яхши қоғдаш һәққидә бир йүрүш тәклип- пикирләрни бәргән. Буниң ичидә, әмгәк билән өзгәртиш сестимисини еслаһ қилиш, қолға елиш буйруқини чоқум соттин чүшүрүш, бирсини ирадисигә хилап һалда нерва кесәлләр дохтурханисиға әвәткәндә, чоқум қанун бойичә бир тәрәп қилиш, кишиләрни диний, сиясий қарашлири үчүн җазалимаслиқ, җинайи ишлар қанунидики ениқлимиси ғува болған сөзләрни ишләтмәслик қатарлиқларни өз ичигә алиду.
Б д т кишилик һоқуқ комитети халиғанчә тутқун қилишқа қарши хизмәт гурупписиниң елан қилған бу доклати йеқинда хитайдики кишилик һоқуқ һәққидә елан қилинған доклатларниң бири. Хитай һөкүмити хәлқарадики иқтисадий вә сиясий тәсир күчини ашуруш үчүн, хәлқара билән болған һәмкарлиқни күчәйтмәктә. Бир қисим анализчилар, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисидиму хәлқара билән қәдәмму- қәдәм һәмкарлишиватқанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң б д т хадимлириниң зияритини қубул қилиши буниң бир ипадиси дәп қаримақта.
Америка уйғур җәмийитиниң баш катипи алим сейитоф әпәнди, б д т хадимлириниң хитайни зиярәт қилишиниң хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини илгири сүрүштә әһмийәтлик икәнликини билдүрди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклати: хитай чағанниң алдидики 2 һәптидә 200 кишини атти
- Кишилик һоқуқ күзитиш тәшкилатиниң 2004 - йиллиқ доклати
- Хитай сақчи даирилири нурмуһәммәт ясинниң қолға елинғанлиқини етирап қилди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйиплиди
- Хитай кишилик һоқуқ хатирисини ақлиған шинхва агентлиқи инсанпәрвәрләрниң тәнқидигә учриди