"Улуғ шаир вә дөләт әрбаби әлишир навайи" мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилди


2006.04.06
elishir-nawayi-yighin.jpg
Йиғин сәһнисидин көрүнүш

Өзбекистан җумһурийитиниң түркийидә турушлуқ әлчиханиси вә әнқәрә университети ортақлишип даңлиқ шаир, дөләт әрбаби әлишир навайиниң туғулғанлиқиниң 565 йиллиқини хатирләш илмий муһакимә йиғини өткүзди.

"Улуғ шаир вә дөләт әрбаби әлишир навайи" намлиқ илмий муһакимә йиғиниға, оттура асия түркий җумһурийәтлири баш әлчилири, билим адәмлири вә оқутқучи оқуғучилардин болуп миңға йеқин киши қатнашти.

Бу илмий муһакимә йиғинида әлишир навайиниң һаяти, униң түрк дуняси әдәбиятидики орни, кишилики вә әсәрлири көздин кәчүрүлүп, баһа берилип өтүлди.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.