Торонтода бүйүк мутәпәккур шаир әлишир навайи тәвәллутиниң 569 йиллиқи хатириләнди

RFA File
Бу тәшкилатни бундин бирқанчә йил илгири өзбекистанда йүз бәргән әнҗан қанлиқ вәқәсидә, өзбекистан даирилири тәрипидин һаяти хәвп астида қалғандин кейин, канадаға келип йәрләшкән өзбек зиялийлири тәшкиллигән.
Хатириләш мурасимиға торонтода яшаватқан түркләр, өзбекләр, түркмәнләр, әзәрбәйҗанлар, қазақлар вә уйғурлар болуп 200 дин артуқ киши қатнашти. Хатириләш мурасимида мутәпәккурниң 15 - әсир түрк әдәбиятиға қошқан аләмшумул төһпилири мәдһийиләнди вә униң шеирлири оқуп өтүлди.
Улуғ мутәпәккур шаир әлишир навайи тәвәллутиниң 569 йиллиғини хатириләш мурасимиға, торонто шәһәр башлиғиниң ярдәмчиси җон паркерму қатнашти вә сөз қилди. У, сөзидә инглизлар үчүн шекиспер вә җеофферий чосер (Geoffrey Chaucer ) қанчилик муһим болса, түрки милләтлири үчүнму әлишир навайиниң шунчилик муһимлиқини муәййәнләштүрди.
Хатириләш мурасимида түркистан юртдашлар җәмийитиниң торонтодики башлиқи пәхирдин таҗимурат сөз қилип, тарихта түркистан дәп аталған бу кәңри җуғрапийилик земинниң әлишир навайидәк аҗайип бүйүк алим вә мутәпәккурларни йетиштүргән бир земин болғанлиқини әслитип өтти.
Әлишир навайини өз нөвитидә уйғурларму өзлириниң улуғ мутәпәккури сүпитидә улуғлап кәлмәктә. Әлишир навайиниң әсәрлири әйни йилларда оттура вә алий мәктәпләр дәрсликлиригә киргүзүлгәндин башқа, 80 - йиллардин етибарән уйғур диярида униң әсәрлирини топлаш, рәтләш, вә тәрҗимә қилиш ишлириму системилиқ елип берилған.
Уйғур зиялийлиридин тейипҗан елиюп, абдурешит ислам, қурбан барат вә рәһмутулла җари қатарлиқлар әлишир навайиниң әсәрлиридин "хәмсә 1" вә "хәмсә 2" ләрни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилип нәшр қилдурған.
Торонтода өткүзүлгән улуғ мутәпәккур мирза әлишир навайи тәвәллутиниң 569 йиллиғини хатириләш мурасимиға, торонтода яшаватқан уйғур сәнәткарлириму қатнашти вә нәпс уйғур долан усулини орунлап мурасимниң кәйпиятини юқири басқучқа көтүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.