Ирақтики ал қаидә тәшкилатиниң йеңи рәһбири әлмуһаҗир ким?
2006.06.13
Ирақтики әлқаидә тәшкилатиниң, өткән һәптә өлтүрүлгән тәшкилат рәһбири әбу мусаб әлзәрқавийниң орниға әбу һәмзә әлмуһаҗирниң тәйинлгәнликини елан қилиши, дунядики террорчилиқ мутәхәссислири вә ахбарат тәшкилатлирини һәйран қалдурди.
Ирақтики әлқаидә тәшкилатниң интернет тор бетидә елан қилған баянатиға асасланғанда, январ ейида әлзәрқавий тәрипидин қурулған вә алтә ирақ қораллиқ сүнний һәрикитидин тәшкил тапқан муҗаһитлар кеңиши бирдәк аваз билән әбу һәмзә әлмуһаҗирни әлзәрқавийниң орниға әмир сайлап чиққан.
Дәсләптә бәзи мулаһизичиләр, бу баянатниң ялған икәнликини, һәтта әбу һәмзә әлмуһаҗир исимлик бир кишиниң мәвҗут әмәсликини билдүрди. Әмма кейинрәк террорчилиқ мутәхәссислири әлмуһаҗир исимлик бир кишиниң мәвҗут икәнликини, униң ирақтики әлқаидә тәшкилатниң ахбарат ишлириниң башлиқи икәнликини ениқлиди.
Бин ладин билән алақиси бар
Асия вақти гезитиниң хәвәр қилишичә, радикал исламий тәшкилатлар билән йеқин алақиси болған мисирлиқ адвокат вә әлқаидә мутәхәссиси мунтәсир әлзәйят әлмуһаҗирниң бин ладин билән биргә паалийәт елип берип, 1995 йилиғичә суданда бин ладин билән биргә турғанлиқини, андин пакистанниң пишавәр шәһиригә көчүп берип, у йәрдин афғанистанға йөткәлгәнликини вә 2001 - йили болса ираққа келип орунлашқанлиқини баян қилмақта.
Хәвәрләргә қариғанда, әбу һәмзә әлмуһаҗир, әбу мусаб әлзәрқавийниң йеқин адәмлиридин болуп, 2001- йилидин бери униң билән бирликтә паалийәт елип барған. 1965 Вә яки 1966 йилида туғулған әлмуһаҗир ирақниң пайтәхти бағдадниң 400 километир ғәрбий шимали райониға җайлашқан сурийиниң кичик бир чегра шәһири болған әлқайим шәһиридә туруп, бу йәрдә йеңи кәлгән милитантларни әлқаидәниң һәрикәтлири вә мәқсәтлири һәққидә тәрбийиләйдикән.
Әмма йеқинда у сурийидин ирақниң кәркүк шәһиригә йөткәлгән. Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, әгәр әлмуһаҗир һазирму кәркүк шәһиридә туруватқан болса, сәйшәнбә күни кәркүк шәһиридә йүз бәргән партлашларда униң қоли бар болуши мумкин икән. Бу партлашларда 24 киши өлгән, 40 әтрапида адәм яриланған.
Дөләт тәвәлики намәлум
Әлмуһаҗирниң қайси дөләтниң пуқраси икәнлики мәлум әмәс. Бәзиларниң ейтишичә, у ливийә пуқраси икән. Әмма башқилар униң йәмән пуқраси икәнликини баян қилмақта. Йәнә бәзиләр униң афғанистан урушиға қатнашқан бир ирақлиқ икәнликини билдүрмәктә.
Әмма нурғун мутәхәссисләр, униң ирақ пуқраси икәнликини рәт қилмақта. Уларниң ейтишичә, әлзәрқавий һечқачан ирақлиқларға ишәнмигән. Шуңа өз әтрапиға пәқәтла йәмәнлик, сурийилик, ливийилик вә сәуди әрәбистанлиқ милитантларни топлиған. Шуниң үчүн әгәр әлмуһаҗир әлзәрқавийға йеқин биркиши болса, униң ирақлиқ болуши мумкин әмәс.
Әмма бәзи мулаһизичиләр, әлмуһаҗирниң, осама бин ладин тәрипидин ирақтики әлқаидә тәшкилатиниң рәһбәрликигә тәйинләнгән болуши мумкинлиқини билдрүмәктә. Уларниң билдүрүшичә, усама бин ладин, әлзәрқавийниң рәһбәрлики дәвридә ирақтики қаршилашқучи күчләр оттурисида пәйда болған ихтилапларни вә суннийләр билән шийәләр арисидики тоқонушни азайтиш үчүн әлзәрқавийниң орниға бир ирақлиқни тәйинлигән болуши мумкин. Йәнә бир тәрәптин әмуһаҗиргә охшаш тонулмиған бир кишиниң әлзәрқавийниң орниға ирақтики әлқаидә тәшкилатиниң рәиси болуп тәйнлиниши, усама бин ладинниң ирақтики һәрикәтләргә бивастә арилишишиға шараиит яритип беридикән.
Уларниң ейтишичә, әбу һәмзә әлмуһаҗир, әлзәрқавийға охшаш ирақтики һәрбий һәрикәтләргә актип қатнашмиған, шуңа у бир һәрбий рәһбәр әмәс, сиясий ишларға рәһбәрлик қилиши мумкин. Һәрбий ишлар саддам һүсәйинниң сабиқ генирали 62 яштики әбу әсил қатарлиқ кишиләр тәрипидин елип берилиши мумкин. Сиясий истратегийә вә күнлүк сиясий паалийәтләр әлмуһаҗир һәтта әлқаидә тәшкилатиниң рәһбири усама бн ладин тәрипидин йүзгүзүлүши мумкин. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш ирақни туюқсиз зиярәт қилди
- Ирақтики әлқаидәниң йеңи рәһбири бәлгиләнди
- Ирақтики әнгилийә қошунлири билән исянчилар арисида тоқунуш йүз бәрди
- Әл зәрқавиниң өлүми пүтүн дуня хәлқини хуш қилди
- Ирақтики партлитиш вәқәлиридә аз дегәндә 40 нәччә киши өлди
- Америка вә әнгилийә рәһбәрлири ирақ мәсилиси үстидә пикирләшти
- Ирақта һәрбий тоқунушлар давамлашмақта