Хитай, әдлийә мәсилилири бойичә әмгәк билән өзгәртиш лагирлирини ислаһ қилиду


2005.03.02

Хитай әдлийә министирлиқидики әмәлдарларниң ашкарилишичә, хитайниң йеңидин йолға қоюлидиған әмгәк билән өзгәртиш түзүми бойичә, мәһбусларни әмгәк билән өзгәртиш лагирлирида тутуп туруш муддити 18 ай билән чәклинидикән. Хитай, түрмидики мәһбуслар сани дуня бойичә әң көп дөләт. Бейҗиң һөкүмити һазирқи мәвҗут қанунлар бойичә мәһбусларни сот мәһкимисиниң һөкүмисиз 4 йилғичә әмгәк билән өзгәртиш лагирлирида тутуп туралайду.

Әмгәк билән өзгәртиш лагирлирида төмүр ишикләр болмайду

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай әдлийә министирлиқиниң әмәлдари ваң гоңйи, йеңи түзүм бойичә әмгәк билән өзгәртиш муддитиниң 18 ай билән чәклинидиғанлиқини шундақла мәһбусларниң әрз қилиш һоқуқи болидиғанлиқини билдүргән. Ваң гоңйиниң ашкарилишичә, буниңдин кейин "әмгәк билән өзгәртиш лагирлирида төмүр ишик вә төмүр деризиләр болмайдикән." Хитай һөкүмити әмгәк билән өзгәртиш лагирлириниң ислаһати, "мәһбусларға инсанпәрвәрләрчә муһит яритишни мәқсәт қилиду," дәп көрсәтмәктә.

Шинҗаң асаслиқ нуқта. Тарим дәрясиниң қирғиқидики җайларда үрүмчидин корлиғичә һәтта қәшқәр вә җәнуп тәрәптики чәрчәнгичә болған җайларда наһайити көп сандики әмгәк билән өзгәртиш лагирлириниң барлиқини көрүвелиш мумкин.

Харрий ву: әмгәк билән өзгәртиш лагирлириниң өзи бир мәсилә

"Әмгәк билән өзгәртиш лагирлириниң ислаһати, усул җәһәттики ундақ яки мундақ өзгүрүшләрни елип келиши мүмкин," дәйду америкидики "лаогәй фонди җәмийити" ниң рәиси харрий ву. Бирақ у, мәсилиниң буниң билән һәл болмайдиғанлиқини әскәртип, бу йәрдики мәсилә әмгәк билән өзгәртиш түзүминиң өзидә, дәп көрсәтти. У мундақ дәйду: " кишилик һоқуқ җәһәттә өзгириш ясаш үчүн, әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилишқа тоғра келиду. Чүнки бу түзүм асаси қанун тәрипидин йолға қоюлған дөләтни идарә қилиш қораллириниң бири қисими."

Б д т хитайдики әмгәк лагирлирини тәнқидлигән

Әмгәк билән өзгәртиш түзүми, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин хитай кишилик һоқуқ хатиридики еғир мәсилиләрниң бири сүпитидә тилға елинмақта. Б д т кишилик һоқуқ комитети йеқинда елан қилған хитай тоғрисидики тәкшүрүш доклатида, охшимиған көз- қараштики сияси вә диний затларниң хитай һөкүмити тәрипидин әмгәк билән тәрбийиләш лагириға ташниливатқанлиқини тәнқидлигән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики марк әллисен, хитайда кишиләрниң һөкүмәт тармақлири тәрипидин сотланмайла, әмгәк билән өзгәртиш лагирлириға йоллиниватқанлиқини тәкитләп, әмгәк билән өзгәртиш түзүминиң бикар қилинишини тәләп қилған.

Әмгәк билән өзгәртиш лагирлириниң базиси "шинҗаң" да

Бу йәрдики (уйғур елидики – тәһрирдин) хитай мәһбуслар мәвҗут түзүмниң зиянкәшликигә учриған кишиләр, амма улар шинҗаңниң өзидә, һакимийәтниң бир қисими сүпитидә уйғурларға дүшмәнлик билән қарайдиған күчкә айлиниду.

Харрий вуниң билдүрүшичә, хитайда әмгәк билән өзгәртиш лагирлириниң әң чоң базиси шинҗаң билән чиңхәйгә җайлашқан. У мундақ дәйду: "шинҗаң асаслиқ нуқта. Тарим дәрясиниң қирғиқидики җайларда үрүмчидин корлиғичә һәтта қәшқәр вә җәнуп тәрәптики чәрчәнгичә болған җайларда наһайити көп сандики әмгәк билән өзгәртиш лагирлириниң барлиқини көрүвелиш мумкин."

Уйғур аптоном районини русийиниң сибирийисигә охшатқан харрий ву, җинайәтчиләрни уйғур аптоном райониға палаш, райондики етник сүркилишкә яғ чачмақта, дәп көрсәтти. У мундақ дәйду: " бу йәрдики хитай мәһбуслар мәвҗут түзүмниң зиянкәшликигә учриған кишиләр, амма улар шинҗаңниң өзидә, һакимийәтниң бир қисими сүпитидә уйғурларға дүшмәнлик билән қарайдиған күчкә айлиниду."

Б д т: хитай әмгәк лагирлирини ислаһ қилиш вәдисигә әмәл қилмиди

Хитай хәлқ қурултийи өткән йили кишилик һоқуқни асаси қанунға киргүзгән. Амма көзәткүчиләр, хитай кишилик һоқуқ хатирисидә һазирға қәдәр чоң өзгүрүш болмиғанлиқини билдүрмәктә.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бейҗиң һөкүмити илгири әмгәк билән өзгәртиш түзүмини ислаһ қилидиғанлиқи тоғрисида көп қетим вәдә бәргән. Амма б д т кишилик һоқуқ комитети бу һәқтики доклатида, " хитай һөкүмити мәзкур түзүмни ислаһ қилидиғанлиқини билдүриватиду, бу түзүмниң қачан, қандақ усулда ислаһ қилинидиғанлиқини билмәймиз," дәп тәкитлигән иди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай түрмилиридики бир милйон 500 миң мәһбусниң 26 миңини әмгәк билән өзгәртиш лагирлиридики тутқунлар игәнләйдикән.

"Бейҗиң гезити", хитай әдлийә министирлиқиниң әмгәк билән өзгәртиш лагирлирини ислаһ қилиш тоғрисидики йеңи қанун лайиһисини, бу йил 4 - айда хитай хәлқ қурултийиниң тәстиқлишиға сунилидиғанлиқини хәвәр қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.