Америка авам палатаси хитай түрмилиридики мәҗбурий әмгәкни әйибләйдиған қарар мақуллиди


2005.12.19
CHINA-PRISON-TEXTILE-200.jpg
2005-Йили 30-өктәбир күни түрмә хадими шиәндики бир мәһбуслар кийим –кечәк завутида назарәт қилмақта. AFP

"Әмгәк билән өзгәртиш" хитайниң барлиқ мәһбусларға мәҗбурий елип баридиған әмгәк билән өзгәртиш түзүми. Бу, мав зедоң дәвридин қалған мәһсулат болсиму, лекин һазирму йәнила хитай һөкүмитиниң һакимийәт апаратидики муһим бир тәркип болуп сақланмақта . "Әмгәк билән өзгәртиш" адәттә хитайниң түрмилири, әмгәк билән тәрбийиләш орунлири вә назарәтхана қатарлиқ җинайәтчиләр вә җинайити бар дәп гуман қилғучиларни солайдиған җайларда елип берилиду.

Хитай һөкүмити гәрчә хәлқара образини нәзәрдә тутуп, һазир "әмгәк билән өзгәртиш" дегән аталғуни ишлитишни тохтатқан болсиму, лекин бу "әмгәк билән өзгәртиш" түзүми йәнила мәвҗут болуп турмақта.

Хәлқара базардики бир қисим хитай маллириға хорланған мәһбусларниң әмгики сиңгән

Америкидики кишилик һоқуқ тәшкилати болған "әмгәк билән өзгәртиш фонди җәмийити" тор бетидә, хитайниң әмгәк билән өзгәртиш түзүмини йолға қоюшта икки хил мәқсити бар дәп көрсәткән. Бири, мәһбусларни һөкүмәтниң һәқ бәрмәйдиған әмгәк күчи мәнбәси қиливелиш. Йәнә бирси, мәҗбурий әмгәк арқилиқ мәһбусларниң идийисини өзгәртиш.

Мәзкур "әмгәк билән өзгәртиш қарар лайиһиси" авам палатасида 413 авазниң қошулуши вә 1 авазниң қарши чиқиши билән мақуллуқтин өтти. Америка авам палата әзаси вирҗинийә штатиниң җумһурийәтчи вәкили фрәнк волф бу лайиһини тәшәббус қилғучиларниң бири. У "әркин асия радиоси" ниң зияритини қобул қилип, бу лайиһә һәққидә тохтилип мундақ деди:

"Хитайниң хәлқара базарға експорт қиливатқан бир қисим мәһсулатлирини, хитайниң әмгәк билән өзгәртиш лагирлиридики озуқлуқ йетишмигән вә хорланған мәһбуслар ясиған. Бу бир әшәддий әһвал. Шуңа биз буниңға мувапиқ тәдбир қоллинишимиз керәк дәп ойлидуқ".

Хәлқара қанунға вә хәлқара әмгәк өлчимигә хилап

Хитайдики түрмиләрниң көпи икки хил исим билән атилиду. Бири, түрмә, әмгәк билән өзгәртиш орни вә назарәтханә дегәндәк болса, йәнә бирси, резинка завути, палани көмүр кан дегәнгә охшаш кархана исимлири билән аталған. Бу йәрдики мәһбуслар резинка аяқларни вә пластик гүлләрни ясашдин тартип, һәтта кан қезиш ишлириғиму селиниду. Шундақла улар ишләпчиқарған мәһсулатларниң көп қисми чәтәлләргә експорт қилиниду.

Америка дөләт мәҗлисидики көп қисим парламент әзалири бирдәк, түрмидики җинайәтчиләргә мәһсулат ишләпчиқарғузушниң, хәлқара қанунға вә хәлқара әмгәк өлчимигә хилап икәнликини билдүрди. Шундақла улар йәнә, бундақ қилишни бир адаләтсиз сода усули дәп қариди.

Америка дөләт мәҗлисиниң хитайниң әмгәк билән өзгәртиш түзүмини әйиблишидики йәнә бир сәвәб, хитай һөкүмитиниң бу түзүмдин пайдилинип, сиясий өктичиләрни вә диний әрбапларни бастуриватқанлиқи болди. Парламент әзаси фрәнк волф бу һәқтә мундақ деди:

"Хитай һөкүмити һазир диний әркинликни тәрғип қилғучи христианларни, буддистларни вә мусулманларни бастуриватиду. Улар һәтта өлгән мәһбусларниң органлирини сетиш биләнму шоғуллиниватиду. Мәсилән сиз 50 нәччә миң доллар хәҗлисиңиз, улар сизниң қениңизни тәкшүриду. Андин түрмидин өлүм җазаси берилгән бирсини тепип, шуни атиду. Шуниң билән сиз бир адәм бөрикигә еришәләйсиз".

Бәзи даңлиқ маркилардиму мәһбусларниң әмгики бар

Әмгәк билән өзгәртиш хитайниң һәммә йеридә омумлашқан болуп, буниң қатарида уйғур елидиму бу әһвал йәнила мәвҗут болуп турмақта. Атақлиқ уйғур паалийәтчиси рабийә қадир бу мунасивәт билән радиомизниң зияритини қобул қилип, өзиниң түрмидики вақтида көргәнлирини ейтип бәрди.

Рабийә ханимниң ейтип беришичә йәнә, түрмидики мәһбуслар ишләпчиқарған мәһсулатларниң көпчилики даңлиқ маркилиқ нәрсиләр болуп, булар һәтта чәтәлләргичә експорт қилинидикән.

Америка тәрәп җидди позитсийә тутуши керәк

Хитайдики әмгәк билән өзгәртиш әһвалини америка вә башқа ғәрб әллиригә тонуштурушта көп рол ойниған "әмгәк билән өзгәртиш фонди җәмийити" ниң мәсули ву хоңда әркин асия радиосиға бәргән мәлуматида , хитайда "әмгәк билән өзгәртиш" мәвҗут болупла туридикән, у һалда хитайда демократийә болмайдиғанлиқини ейтти.

"Әмгәк билән өзгәртишниң өзи бу дөләтниң асасий түзүлмисигә вәкил қилиду. Мәйли бу дөләтниң һазирқи иқтисад вә содиси қанчилик тәрәққий қилсун, бу йәрдә "әмгәк билән өзгәртиш" мәвҗутла болғандикин, бу дөләт, демократик, әркин дөләт әмәс. Чүнки әркинлик билән "әмгәк билән өзгәртиш" тәң мәвҗут болуп туралмайду".

Хитайдики "әмгәк билән өзгәртиш" әһвали 10 нәччә йилдин бурунла америкиниң диққитини тартқан болуп, америка һәтта хитай билән 1992 ‏- йили түрмиләрдики әмгәк мәсилисидә меморандум түзгән иди. Кейин 1994‏-йилиға кәлгәндә икки тәрәп келишип, хитай түрмилиридә ишләпчиқирилған мәһсулатларни америка базириға киргүзүшни чәклигән. Әмма әмәлийәттә болса, бу хилдики хитай мәһсулатлири тохтимай америкиға кирип кәлди. Ву хоңда бундақ болушидики икки хил сәвәбни көрсәтти. Бири, хитай америкини хитайға берип мәһсулатларниң келиш мәнбәсини тәкшүрүшкә йол қоймиған. Йәнә бири болса, америка тәрәп буниңға җиддий позитсийә тутмиған.

Америка дөләт мәҗлиси чиқарған бу қарар лайиһисидә, хитайниң әмгәк билән өзгәртиш түзүмини әйибләштин сирт йәнә, америка һөкүмитидин қанунни яхшилашни вә нөвәттики қанунни қайтидин көзитип чиқип, түрмиләрдә ясалған мәһсулатларниң америкиға киришини қәтий чәкләшни тәләп қилиду. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.