Хитай нефит ширкити петро қазақистанни сетивалди


2005.08.22

Дөләт игиликидики хитай нефит ширкитиниң дүшәнбә күни ашкарилишичә, қазақистанда мәшғулат елип баридиған канада игидарчилиқидики нефит ширкити петро қазақистан, мәзкур ширкәтни җоңго дөләтлик нефит ширкитигә 4 милярд 180 милйон долларға сетишни қарар қилған. Бу хитай даирилириниң йеқинқи бир ай ичидә җоңго деңиз - окян нефит ширкиниң америка юникал UNOCAL нефит ширкитини сетивелиш арзуси мәғлубийәткә учриғандин кейин, хитай иқтисадиниң нефиткә болған еһтияҗини қамдаш йолида чәтәл нефит әслиһәлирини сетивелиш үчүн атқан 2 - қәдими.

Хитайлар нефит содисида һиндистанни йәңди

Җоңго нефит ширкити петро қазақистанни сетивелиш содисида һиндистан нефит копиратипи билән риқабәтләшти. "Ню - йорк вақти гезити" ниң хәвәр қилишичә, һиндистан нефит копиратипи петроқазақистанға 3 милярд 600 милйон доллар баһа қойған. Әмма хитайлар бу қетимқи содида һиндистан нефит копиратипини йеңип, петро қазақистанни илкигә алди. Җоңго нефит ширкити әсли петроқазақистанға 3 милярд 200 милйон доллар баһа қойған. Әмма ахири әслидики баһаға аз кәм бир милярд доллар қошти.

Петро қазақистанниң ашкарилишичә, җоңго нефит ширкити петро қазақистанниң һәр бир пай чекини55 доллардин сетивалған болуп, җүмә күнгичә 4 милярд 180 милйон долларниң 21 ٪ ни нәқ пул билән өтәйдикән. Бу сода петро қазақистанниң дирокторлар кеңиши тәрипидин мақулланди. Әмма дирокторлар кеңишиниң қарари петро қазақистанниң пай игилири тәрипидин тәстиқлиниши керәк. Пайчиклар йиғини бу йил 10 - айда чақирилиду. Әгәр мәзкур сода әмәлгә ашса, бу хитайларниң тунҗи қетим бир чәтәл нефит ширкитини мувапиқийәтлик һалда сетивелиши болуп қалидикән.

Петро қазақистанни сетивелиш хитайниң истратегийилик пилани

Мутәхәссисләр хитайларниң петро қазақистанни наһайити юқири баһада сетивалғанлиқини әскәртип, бу сода хитайлар үчүн истратегийилик бир селинма, дәп көрсәтмәктә.

Америка милвакий университитиниң хәлқара мунасивәтләр кәспидики қилич қанат бу һәқтики суалимизға җаваб берип, хитайниң оттура асия вә башқа җайлардики америка билән болған мунасивити бәк йеқин болмиған дөләтләрдә өз тәсирини күчәйтишкә теришиватқанлиқни оттуриға қойди.

Қазақистан билән хитай шаңхәй һәмкарлиқ гуруһидики" истратегийилик шерикләр." Хитай дөләт рәиси ху җинтав бу йил 7 - айда астанани зиярәт қилғанда қазақистан президенти нәзәрбайев билән, икки дөләтниң " истратегийилик шериклик" мунасвитини күчәйтиш келишими түзгән.

Хитай дуня бойичә америкидин кейинки 2 - чоң нефит истимал қилидиған дөләт шундақла җоңго дөләтлик нефит ширкити дуня бойичә 10 чоң нефит ширкитиниң бири. Петро қазақистанниң мәркизи канадада болсиму әмма униң асаси кәспий мәшғулати қазақистанда. Петро қазақистанниң ашкарилишичә, мәзкур ширкәтниң хам нефит записи 550 милйон варилға йетидикән. 2004 - Йилда күнлики 150 миң варил нефит ишләпчиқарған.

Чәтәл нефит әслиһәлирини сетивелиш пилани гуман қозғиди

Җоңго дөләтлик нефит ширкити қазақистанда нефит ишләпчиқириш рухсәтнамисигә игә болуп, қазақмунайгаз ширкити билән атису- алатав нефит туруба қурулушини ясимақта. Бу қурулушқа 700 милйон доллар мәбләғ селиниду.

Милвакий университитидики қиличниң тәкитлишичә, петро қазақистанни сетивелиш қазақистан билән хитай мунасивитини қоюқлаштуруш ролини ойнисиму, әмма бу йәнила америкиниң райондики сиясити билән алақидаркән.

Бу арида хитайниң чәтәл нефит әслиһәлирини сетивелиш пилани, сияси өктичиләрниң қаршилиқиға шундақла май баһаси өрләп кетиш сәвәбидин нефит ширкәтлирини қиммәт баһада сетивелиш вәзийитигә дуч кәлмәктә.

Йеқинда хитайниң 3 - чоң нефит ширкити җоңго деңиз окян нефит ширкити америкиниң юникал нефит ширкитини 18 милярд 500 милйон долларға сетивелишни пиланлиған иди. Әмма америка дөләт мәҗлисидики затлар, бир хитай ширкитиниң америка енергийә әслиһәлирини сетивелиш пилани, америка дөләт бихәтәрликигә тәһдит, дәп қарши турди. Бу әһвалда җоңго деңиз окян нефит ширкитиниң юникални сетивелиш пилани әмәлгә ашмиди.

Қазақистанниң хитай үчүн сияси җуғрапийиви әһмийити зор

Мутәхәссисләрниң көрситишичә, хитайларниң петро қазақистанни юқири баһада сетивелиштики амилларниң бири қазақистанниң сияси җуғрапийиси билән алақидаркән.

Қазақистан хитайға нефит вә тәбиий газ експорт қилишни, хитайлар қазақларниң шәрқий түркистан күчлиригә қарши бейҗиң һөкүмити билән һәмкарлишишини үмид қилиду. Хитай дөләт рәиси ху җинтав бу йил 7 - айда қазақистанни зиярәт қилғанда, астана һөкүмити хитай билән аталмиш террорчилар, бөлгүнчиләр вә диний әсәбиликкә қарши һәмкарлишидиғанлиқини җакарлиған.

Мутәхәссисләрниң тәкитлишичә, хитай билән қазақистан мунасивитиниң келәчикини қазақларниң уйғурлар мәсилисидә бейҗиң һөкүмити билән қайси дәриҗидә маслишиши бәлгиләйдикән.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.