Қазақистан - хитай туруба йолида нефит еқитилишқа башлайду
2005.12.14
Қазақистанниң оттура қисимидин уйғур аптоном райониниң майтағ нефит базисиғичә тутушидиған атасу - алатав туруба йолиниң рәсмий пүткәнлики пәйшәнбә күни елан қилиниду. Франсийә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, бу қурулуш қазақистанниң нефит ишләпчиқарғучи чоң дөләтләр қатаридин орун елиш йолида атқан муһим қәдими болуп қалидикән.
Алматадики хитай - русийә институтиниң мудири камал бурһановниң бирләшмә ахбарат агентлиқиға тәкитлишичә, "бу туруба йоли арқилиқ қазақистан өзиниң көп қирлиқ сияси җуғрапийиви истиратегийисини толуқлиялайду" шундақла " өз нефитини сияси бесимлардин хали һалда өзи халиған йоллар билән саталайду"
Қазақистан хитайниң муһим нефит мәнбәәлиридин бири болуп қалғуси
Хитай вә қазақистан пәйшәнбә күни оттура қазақистандики атасудин алатавғичә тутушидиған 1000 километир узунлуқтики нефит турубиси қурулушиниң пүтүш мурасимини өткүзиду. Бу қурулуш қазақмунай газ ширкити билән җоңго мәмликәтлик нефит ширкитиниң ортақлишип мәбләғ селиши билән қурулған болуп, пүтүн қурулушқа 700 милйон доллар мәбләғ селинған. Мәбләғниң 50%ни қазақлар,50% ни хитайлар чиқарди. Туруба йоли йилиға 20 милйон тонна нефит еқитиш иқтидариға игә қилип лаһийиләнгән болуп, һазирчә йилиға 10 милйон тонна нефит бу туруба йоли арқилиқ майтағ райониға тошилиду.
Қазақистан пайтәхти астананиң 280 километир җәнубиға тоғра келидиған атасу райониниң қумқул нефитликидин келәр йилниң оттурилири рәсмий нефит еқитилишқа башлайдикән.
Қазақистан - хитай нефит туруба йоли һәмкарлиқи буниң билән чәкләнмәслики мумкин. Қазақистан даирилири 2011 - йилғичә атасу- алатав турба йолини каспий деңизи бойидики нефитлиқларға қәдәр узартип 3000 километирғичә йәткүзүшни пиланлимақта. Шуниң билән биргә даириләрниң пилани бойичә 2011 - йилдин кейин йиллиқ нефит тошуш миқтари 20 милйон тонниға чиқирилмақчи. Бу әһвалда қазақистан хитайниң муһим нефит мәнбәәлиридин бири болуп қалиду.
Хитай уйғур елида нефит ечиш қәдимини тизләтмәктә
Уйғур аптоном райони хитай - қазақистан нефит һәмкарлиқида интайин муһим истиратегийилик өткәл болуп һесаблиниду. Бу хитай даирилириниң уйғур аптоном районини хитайниң әң асаслиқ нефит мәнбәси қилип қуруп чиқиш қәдимини тезлитиш ролини ойнимақта.
Уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалдиниң тәкитлишичә, бейҗиң даирилири аптоном районниң йиллиқ нефит ишләпчиқириш миқдарини 2020 - йилғичә 100 милйон тонниға йәткүзүшни пиланлиған. Шу чағда мәзкур район хитайға керәклик нефитниң 60 % тәминләйдиған әһвалға келиду.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, президент назабайев қазақистан, хитай вә русийиниң райондики мәнпәәт тоқунушини тәңпуңлаштуруш сияситини йолға қоюп кәлмәктә.
Назарбайев "көп қирлиқ ташқи сиясити" ни давамлиқ йолға қойиду
Қазақистанда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлириниң хитайға қарши паалийитини чәкләш, президент назарбайевниң "көп қирлиқ ташқий сиясити" ниң бир қисими болуп кәлди.
Назарбайев өткән һәптә елип берилған сайламда ғәлибә қилғандин кейин, өзиниң " көп қирлиқ ташқи сиясити" ни давамлиқ йолға қоюдиғанлиқини җакарлиған. Назарбайев, " қазақистанниң нефит туруба йоллири буниңға бағланған" дәйду.
Түркийә һаҗи төпә университетиниң истиратегийә вә тарих пәнлири ярдәмчи профессори әркин әкрәмниң тәкитлишичә, назарбайевниң һазирқи ташқи сиясити хели бир мәзгилгичә давам қилиши мумкин.
Алматадики, хәвп - хәтәрләрни мөлчәрләш, учур вә мәслиһәт бериш оргининиң мудири досим сатбайевниң франсийә ахбарат агентлиқиға әскәртишичә, бейҗиң " қазақистанға алаһидә қизиқидикән. У, "чүнки у тез баш көтүриватқан дөләт вә явропадин кейинла туридиған енергийә җәһәттики риқабәтчи" дәйду.
Хитай қудрәт тапқансири қазақистан үчүн тәһдиткә айлинамду?
Хитай, қазақистан нефит - енергийә санаитигә мәбләғ селишни қәдәмму - қәдәм күчәйтмәктә. Йеқинда хитайлар канада игидарчилиқидики нефит-қазақистан ширкитини сетивалди. Хәвәрләргә қариғанда җоңго мәмликәтлик нефит ширкити қазақистандики бир канада нефит ширкитини сетивелиш пилани үстидә тәтқиқат елип бармақта.
Әркин әкрәмниң тәкитлишичә, хитай қазақистан үчүн бир тәһдит әмәс, әмма хитай қудрәт тапқансири униң қазақистанға салидиған тәһдити көзгә көрүнүшкә башлайдикән. Шуңа қазақистан көп линийилик нефит експорт қаналлирини ечишқа әһмийәт бәрмәктә.
Қазақистанниң һазирқи әң чоң нефит експорт қанили ғәрбий қазақистандики тәңгиз нефитликидин русийиниң қара деңиз бойидики новорусийк портиға баридиған каспий деңиз нефит туруба йолидур. Әмма назарбайев һөкүмити атасу - алатав нефит туруба йоли билән биргә, каспий деңизи арқилиқ азарбайҗанниң баку шәһири вә бу йәрдин грузийә арқилиқ түркийигә тутушидиған баку - җәйһан нефит туруба йоли пиланиға иштирак қилди. Қазақистан баш министири даниял әхмәдовниң тәкитлишичә, қазақлар баку -җәйһан турубиси арқилиқ йилда 8 милярд 800 милйон галон нефит експорт қилалайдикән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати хитай иқтисадиниң тәрәққий қилишидики сәвәбләр һәққидә мәхсус доклат елан қилди
- Хитайниң һазирқи иқтисадий тәрәққияти кейинки әвладлар бәдәл төләватқан тәрәққият
- Русийә билән оттура асия хитайниң кәлгүсидики әң муһим енергийә мәнбәси
- Хитайниң канада игидарчилиқидики қазақистан нефит ширкитини сетивелиши тохтитилди
- Хитайниң көзи қазақистанда
- Хитай канаданиң енергийә мәнбәлиригә көз тикмәктә
- Хитай чәтәлләрдики енергийә мәнбәлиригә тәшна