Украинийә билән русийә газ мәсилисидә келишим һасил қилди
2006.01.04

1-Айниң 4-күни украинийә билән русийә газ баһаси бойичә сөһбәт өткүзүп, ахири келишим һасил қилди.
Украинийә билән русийиниң арисидики мәзкур газ вәқәси, йәни москваниң украинийәгә беридиған газни бирдинла тохтитиветишидин кейин, пәқәт украинийидиила әмәс бәлки, ғәрб дөләтлириниң наразилиқ инкаслири мәйданға чиқип, русийиниң бу қилмиши тәнқид астиға елинди.
Икки тәрәпниң келишимигә бинаән Rosukreenorgo ширкити украинийини русийә билән оттура асияниң арилашма гези билән тәминләшкә һәмдә һәр миң куб метирниң баһасини 95 доллар қилип бекитишкә пүтүшкән.
Мәзкур Rosukreenorgo ширкити русийиниң газпром ширкити билән австрийиниң Raiffeisenbank ширкитиниң бирләшмә пай чеки асасида қурулуп, шивитсарийидә тәсис қилинған икән.
Б б с агентлиқиниң учуридин қариғанда, русийә тәрәп илгирики һәр миң куб метир газниң баһасини әслидики 50 доллардин 230 долларға көтүрүш нийитидин янған болуп, түркмәнистан вә қазақистандин әрзан сетивелинған газ билән русийә гезини арилаштуруш чариси қоллинилиш арқилиқ баһа чүшүрүлгән икән. Әмма, йәнә Rosukreenorgo ширкити кәлгүсидә украинийини техиму әрзан болған түркмәнистан гези билән тәминләйдиғанлиқини билдүргән.
Ғәрб немә үчүн бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлди
Русийә билән украинийиниң арисидики газ мәсилисигә ғәрб дөләтлири алаһидә диққәт қилди һәтта ғәрб мәтбуатлирида русийиниң газни сиясий васитигә айландурғанлиқи тәнқид қилинди. явропа енергийә бирләшмисиниң әмәлдарлири һәмдә явропа бирликиниң мунасивәтлик әмәлдарлири бу мәсилидә җиддий йиғин чақирип, мәзкур енергийә кризисини музакирә қилди. Көзәткүчиләрниң қаришичә, явропаниң мәзкур кризисқа мунчивала диққәт қилишидики сәвәб шуки, явропаға йәткүзүлидиған газниң 25%нии русийә тәминлигәнлики, униң үстигә бу газларниң украинийидин өтидиған туруба линийиси арқилиқ явропаға йәткүзилидиғанлиқи үчүн, әгәрдә буниңда чоң мәсилә көрүлсә, буниң явропаниң енергийә еһтияҗиға сәлбий тәсир көрситиши мумкинлики пәрәз қилинған. Йәнә бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, ғәрбниң диққәт қилған нуқтиси русийиниң газни сиясий васитигә айландурғанлиқидур. Бирақ, қазақистан дөләт университетиниң иқтисадшунас профессори шерипҗан надиров бу мәсилидә башқичә көз қаришини оттуриға қоюп" русийиниң мәқситиниң илгиридин украинийини тәминләп кәлгән газлириниң баһасини дуняви базардики җүмлидин явропа бериватқан баһаға йәткүзүш икәнликини" көрсәтти.
Газ мәсилиси украинийә билән русийә арисидики сиясий мунасивәткә бағлиқ
Русийә-украинийә газ кризисиға мунасивәтлик йәнә бир көз қараш шуки, өткән йили украинийидә йүз бәргән сериқ рәңлик инқилаб нәтиҗисидә русийә пәрәс һакимийәт йимирилип, униң орнини виктор юшенко башчилиқидики демократик өктичиләр җүмлидин русийиниң зомигәрликигә қарши күчләр игилиди. Украинийидики демократик инқилабниң ғәлибисидин кейин, русийиниң мәзкур райондики тәсири аста-аста тазилинишқа башлиди һәмдә бу дөләттә русийигә қарши кәйпиятлар әвҗи алди. Һәтта буниңдин бир ай илгири украинийә, грузийә, латвийә, литва вә естонийә қатарлиқ дөләтләрниң вәкиллири кийев шәһиригә җәм болуп, демократик бирлик қурушни қарар қилиш билән украинийә сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлириниң үзүл-кесил русийә тәсиридин қутулушиға һәм демократийилишишиға тәсир көрситидиған бир мәркәзгә айланди. Шуңа бу қетим, русийиниң бирдинла газ баһасини өстүрүп, украинийигә юқири баһада зорлап сетишқа урунуши, ақивәттә украинийиниң буни қобул қилмаслиқи билән русийиниң газни тохтитиветишидин келип чиққан ихтилапни украинийә президенти виктор юшенко "украинийиниң русийидин мустәқил болуш күриши дәп атиди".
Русийә билән украинийә арисидики газ ихтилапи оттура асияға қандақ тәсир көрситиши мумкин?
Украинийә билән русийиниң газдин келип чиққан бу қетимқи ихтилабиниң оттура асия дөләтлиригә көрситиши мумкин болған тәсири һәққидә түрлүк көз қарашлар мәвҗут. Гәрчә, түркмәнистан вә қазақистан қатарлиқ дөләтләрниң русийиниң енергийә җәһәттики бесимидин қутулушқа тиришиватқанлиқи билдүрүлсиму, әмма профессор шерипҗан надиропниң ейтишичә, бу қетимқи русийә-қазақистан газ ихтилапи оттура асия дөләтлиригә биваситә тәсир көрситәлмәслики мумкин. Бу җайларда русийиниң тәсири чоң болғанлиқи үчүн түркмәнистан, қазақистан қатарлиқ оттура асия дөләтлири өз газлирини биваситә украинийигә бәрмәйду. Гәрчә оттура асия җумһурийәтлири сиясий җәһәттин мустәқил болған болсиму, бирақ иқтисадий вә енергийә саһәсидә изчил түрдә русийигә бағлинип кәлмәктә. Шуңа украинийә президенти буниңдин бир қанчә айлар илгири түркмәнистанға келип, газ мәсилисидә сөзләшкән болсиму, әмма баһада келишәлмәй, нәтиҗә чиқмиған.
Русийә-украинийә газ ихтилапи, русийиниң әтрапидики енергийә дөләтлири вә енергийигә муһтаҗ мәмликәтләрниң сиясәт һәм енергийә саһәсидики әрбаблириниң бәс -муназирисини қозғиди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә билән украинийә газ мәсилисидә келишим һасил қилди
- Русийә билән украинийә тәбиий газ мәсилиси бойичә сөһбәт елип бариду
- Хәлқара җәмийәт русийини әйиблиди
- Украинийә һөкүмитидә парчилиниш йүз бәрди
- Русийидә фашистлиқ һәрикәтләр күчәймәктә
- Тибәтниң диний даһиси далай лама қалмақистанға қилған зияритини башлиди