"Әпиюн тамиқи" йийиш хитайда мода бопту


2006.11.09

Хитайда кәң көләмдә рай синаш елип барғандин кейин "миниң арзуюм‏-‏ қайта төрәлгәндә җуңголуқ болуп төрәлмәслик" дегән обзорни язған, һазир шималий яврупада туруватқан хоңкоңлуқ җуң зукаң әпәндиниң "әпиюн тамиқи хитайда ямрап кетипту" намлиқ тәтқиқат мақалиси 11 ‏- айниң 8 ‏- күни "йеңи әсир журнили" да елан қилинди.

Коммунист партийә рәһбәрликидики хитайда "әпиюн салған даңқан шорписи" иҗад қилинипту

‏‏- Әпиюнниң кесәл давалайдиған дориларға арилаштурилидиған дора материяли икәнлики һәммә кишигә аян, әмма бизниң җуңголуқларда һазир , ‏-‏-‏- дәп язиду аптор мақалисиниң алдинқи сөзидә, ‏‏- әпиюн тамиқи йийиш мода болупту. Заманимизда әпиюн терип игилик тиклигән коммунист партийиниң рәһбәрликидә, хитайда "әпиюн салған даңқан шорписи" дегән тамақ иҗад қилинипту. Хитайда һазир бундақ йеңи тамақниң мәстанилири көпийип кетипту.

Хитайдики әпиюнкәшликни әҗнәбийләргә дөңгәп қойғили болмас

‏‏-"Әпиюн уруши" дегән урушта әҗнәбиләр милтиқини җуңголуқларниң пишанисиға тәңләп туруп "буни чәк" дегәнгә пакит йоқ. Әмма әпиюн мәлһими яки әпиюн комулиси ясашниң яки әпиюнни қандақ чекиш яки қандақ соқуп яки қайнитип ичишниң хилму-хил шәкиллирини җуңголуқлар өзи иҗад қилғанлиқиға даир пакит бар, ‏- дәйду хитайда әпиюн һадисилирини өз көзи билән көзәткән бу аптор. Униң мулаһизә қилишичә,‏- һазир хитайда әпиюнда тамақ қилип йәйдиған "тарихта мисли көрүлмигән мәдәнийәт" пәйда болупту. Буни һазир һәтта һөкүмәтму чәкләп кетәлмәйватқандәк. Шуңлашқа әмди хитайдики әпиюнкәшликни әҗнәбийләргә дөңгәп қойғили болмас.

Һазир тәйвәндә туруватқан мулаһизичи лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, хитайда дең шавпиң дәвридила шаңхәй, сичуәнләрдә әпиюнни қайнитип тәйярлайдиған даңқан шорписи пәйда болған иди. Коммунист партийиниң кона әпиюнкәшлири буниңға көнүк.

Биһудә тапқан байлиқни сиңдүрәлмигәнләр яки намратлиқта үмидсиз ликкә патқанлар һазир әпиюнға хумар ‏

-‏‏ Җуңголуқлар қәдимдә өлмәслик комулиси ясап чиқиш яки аялларниң путини теңип қачалмайдиған қилиш дегәндәк бирмунчә мәнисиз ишлар билән мәшғул болған болса, заманимиздиму хитайда биһудә тапқан байлиқни сиңдүрәлмигәнләр яки намратлиқта үмидсиз ликкә патқанлар, өзлирини биһуш қилип күн өткүзүш үчүн әпиюнға хумар болған, дәп тәһлил қилиду җуң зукаң әпәнди "әпиюн тамиқи хитайда ямрап кетипту" дегән мақалисидә. Униң баян қилишичә, ‏-‏-‏- "җуңгочә дора ретсиплири" дегән журналниң 1992 ‏- йил 3 - санида, бәзи җайларда кокнар постини соқуп, уни тәм пәйда қилидиған дора-дәрмәкләргә қошқанлиқи яки уни даңқа шорписиниң хуруҗи қилип, хиридарларни хумар қилиш арқилиқ көп пул тапқанлиқи тәпсилий паш қилинған иди. 2000 ‏- Йили 6 ‏- айда "сүпәт гезити" дә хенән өлкисигә киргән йемәкликләрниң үчтин бир қисми әпиюн арилаштурулған йемәклик икәнлики, лояң шәһиридә бәзи ашханиларда алаһидә тамақ түри дәп сетилидиған "дағлиған белиқ", "дүмлигән тоху" дегән тамақ түрлириниң тәркибидә әпиюн барлиқи паш қилинған иди. 2001 ‏- Йили фуҗәндә ишләпчиқирилған тетитқуларда әпиюн барлиқи вә униң йүннәнгә көпләп киргүзүлгәнлики паш қилинған иди. 2005 ‏- Йили "шәрқ гезити"дә "әпиюн қошиқан даңқан шорпииси" дегән йеңи тамақ түриниң хоңкоңда кеңәйтиливатқанлиқи паш қилинған иди. 2006 ‏- Йили гуаңшиниң нәнниң шәһиридә "тәмләр падишаһи" дегән даңқан шорписи хуруҗиниң мәмликәтниң һәммә җайлириға тарқиливатқанлиқи паш қилинған иди. Һәтта тибәттиму бултур 11 ‏- айда, бундақ "даңқан шорписи" пәйда болғанлиқи ашкариланди.

Хуҗинтав техи "әпиюнкәшлик номус" дегини йоқ

Лекин һазирғичә қәдәр хитайда техи , ‏-‏ дәйду аптор,‏- 1930 ‏- йилларда йәнәндә әпиюн терип, униң билән японийиниң таҗавузиға қарши турған җуңголуқларни зәһәрләш арқилиқ пул тепип игилик тиклигән коммунист партийиси, хитайда паш қилинған бундақ яман илләтләрни мәнбәсидин башлап чәклигәнликигә даир ениқ пакит йоқ. Ху җинтав гәрчә "сәккиз шәрәп" , "сәккиз номус"ни тәкитлигән болсиму, әмма әпиюнкәшликни техи номус дегини йоқ. Хитайлар бурун әпиюнкәшликни әҗнәбийләргә дөңгәп қойған болса, һазир әпиюн афғанистанда ишләпчиқириливатиду, у хитайға кириватиду, дәп йәнила башқиларға дөңгәп қоюватиду, пүтүн чеграни хитайлар өзлири тосуп туруп, әпиюн йөткәшни уйғурларға дөңгәп қоюватиду. Хитайлар әпиюнкәшликни пәқәт өзидин көрмәйду. Һәтта ху җинтавму "сәккиз шәрәп" , "сәккиз номус" дәп сөзлигән билән, әпиюнкәшликни техи номус дегини йоқ. Бурун әпиюнкәшләр әпиюнни изләштин номус қилип "маңа дора болди" дәйтти, һазир хитайда "тамақ қилип йәймән" дәп ашкара сөзләйдиған болди. Мушундақ сәвәбләр түпәйлидин, һазир хитайда алтә адәмниң бәши җуңголуқ болуп турушни номус дәп белидиған болуп қалди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.