Америка хитайдики әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси һәққидә мәхсус доклат елан қилди


2006.05.04

Америка сода вәкиллири ишханиси елан қилған 2006 - йиллиқ доклатта көрситилишичә, хитай, дуня бойичә әқлий мүлүк һоқуқи әң зор дәпсәндә қилиниватқан дөләт болуп һесаблинидикән. Мәзкур доклатта йәнә "хитай, америкиниң нәшр һоқуқиға игә болған әқлий мүлүккә аит материял, кәшпият, марка, тиҗарәт мәхпийәтлики қатарлиқ җәһәтләрдики әқлий мүлүк һоқуқини қоғдимиған һәмдә оғрилиқчә нәшр қилидиған, сахта мал ясайдиған һәрикәтләргә үнүмлүк зәрбә бәрмигән" дәп хитай һөкүмитини қаттиқ тәнқидлигән.

Америка сода вәкиллири ишханисиниң мәлум қилишичә, америка пат арида хитайдики әқлий мүлүк һоқуқ мәсилиси һәққидә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әрз сунушни ойлашмақта икән. Лекин бир қисим сода мутәхәссислири " бу хил усул арқилиқ хитайдики әқлий мүлүк һоқуқ мәсилисини бир тәрәп қилиш анчә асанға тохтимайду" дәп көрсәтмәктә.

Йеқинда хитай дөләт рәиси ху җинтав америкини зиярәт қилиш җәрянида, хитайдики әқлий мүлүк һоқуқи мәсилисиниң һәқиқәтән наһайити еғир икәнликини етирап қилған һәмдә бу һәқтә чоқум йетәрлик чарә -тәдбирләрни қоллинишқа вәдә бәргән. Лекин көплигән анализчи вә зиялийлар " гәрчә хитай һөкүмити әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш мәсилиси һәққидә хәлқарада көп қетим вәдә берип, нурғун келишимиләргә қол қойған болсиму, мәзкур мәсилә һечқачан һәқиқий бир тәрәп қилинмиди, шуңа һазир пәқәт америкила әмәс, бәлки пүтүн дуня җамаити бирликкә келип хитай һөкүмитигә бу һәқтә йетәрлик қаттиқ бесим қилиши керәк " дәп көрсәтмәктә.

Бу мунасивәт билән, америкида турушлуқ уйғур зиялийси сидиқ һаҗи рози әпәнди зияритимизни қобул қилип, қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.