Хитайда әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш мәсилиси йәнила еғир
2006.11.23

Хитайниң дуня сода тәшкилатиға әза болуп киргәнликигә 11 - декабир күни 5 йил толиду. Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка - хитай иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитети тәйярлиған бу һәқтики әң йеңи доклатта әскәртишичә, хитай дуня сода тәшкилатиға кириш алдида бәргән бәзи муһим вәдилирини һазирға қәдәр орундимиған. Болупму әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш қатарлиқ мәсилиләр йәнила еғир әһвалда кетиватиду.
Гәрчә,хитай сода министирлиқиниң хәлқара сода мәсилиләр мутәхәссиси мей шинйүй, йеқинда хитайниң дуня сода тәшкилатиға бәргән вәдилирини иҗра қилиш җәһәттики ипадиси "наһайити сәмимий вә мөтидил" дәп тәкитлигән болсиму, лекин америка - хитай иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитетидики мутәхәссисләр хитай вәдисини орундимиди, дәп қаримақта.
Хитай әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш һәққидики вәдилирини ада қилмиди
Америка - хитай иқтисади вә бихәтәрлик комитетиниң муавин рәиси каролин бартоломюв, сәйшәнбә күни америка мирас фонди җәмийитидә өткүзүлгән муһакимә йиғинида хитай иқтисади ахирқи 30 йилда зор илгириләшкә еришкән болсиму, лекин муһим "хәлқара мәҗбурийәтлирини" ада қилиш керәк, дәп көрсәтти. Бартоломюв, "иқтисади ислаһат хитай пуқралирини көзгә көрүнәрлик маддий мәнпәәткә игә қилған болсиму, лекин дөләт ичидә кәмбәғәлләр билән байларниң иқтисади пәрқи җиддий кеңәймәктә. Хитай пуқралириниң асасий кишилик һоқуқи, ишчилар һоқуқи, асасий сиясий әркинлик, диний әркинлик вә ахбарат әркинликидин бәһриман болуш йоли яритип берилмиди " дәйду.
Бартоломювниң әскәртишичә, хитай 5 йилниң алдида дуня сода тәшкилатиға бәргән өтәшкә тегишлик нурғун мәҗбурийәтлирини, болупму әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш һәққидики вәдилирини ада қилмиған. Бартоломюв, әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш буниң бир мисали. Әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси хитайда йәнила мәмликәт бойичә омумйүзлүк мәвҗут. Бәзи җайларда һәтта пүтүн йеза - базар бойичә товар тәқлид қилип ясаш вә сетиш билән җан беқиватиду. Лекин хитай һөкүмити буни көрмәскә салмақта " деди.
Бартоломювниң әскәртишичә, гәрчә хитай һөкүмити товарларни тәқлид қилип ясаш вә әқлий мүлүк һоқуқиға таҗавуз қилиш һәрикәтлирини контрол қилиш иқтидаримиз аҗиз, дәп тәкитлисиму, лекин америка - хитай иқтисади - бихәтәрлик күзитиш комитети бу йил 6 - айда хитайда тәкшүрүш елип берип, хитай һөкүмитиниң 2008 - йилдики бейҗиң олимпик мусабиқә маркиси чапланған мәһсулатларни тәқлид қилип ясашни мувәппәқийәтлик һалда тосиғанлиқини байқиған. Бартоломюв, мәзкур комитетниң бу йилқи доклатта америка дөләт мәҗлисигә хитайни дуня сода тәшкилатиға әрз қилиш тәклипи сунғанлиқини билдүрди.
Америка хитайни дуня сода тәшкилатиға әрз қилиду
Америка - хитай иқтисади вә бихәтәрлик комитетиниң әзаси патрик муллой мирас фонди җәмийитидики муһакимә йиғинида сөзлигән нутиқида, хитай дуня сода тәшкилатиға кириштин бурун америкиға експорт қилған мәһсулатлиридин 42 % тамоҗна беҗи елинидиғанлиқини, лекин дуня сода тәшкилатиға киргәндин кейин болса оттура һесаб билән 5.2 % Баҗ елинғанлиқини әскәртти. У, буни "америкиниң хитайға бәргән пәвқуладдә зор совғиси " дәйду. Муллой, "әмди биз елишқа тегишлик нәрсиләрни елишимиз керәк. Биз әқлий мүлүк һоқуқимизниң қоғдилишини тәләп қилимиз. Лекин бу тәлипимиз һазирға қәдәр қандурулмиди. Буни һәммә адәм билиду " деди.
Муллойниң әскәртишичә, йеқинда юқири дәриҗилик бир хитай сода әмәлдари "әгәр америка әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш мәсилисидә хитайни дуня сода тәшкилатиға әрз қилса, 'бу дүшмәнлик һәрикәт ' дәп қарилиду", дегән. Лекин муллой, америка дуня сода тәшкилатиниң низамнамисидики бәлгилимиләргә асасән иш қилидиғанлиқини билдүрди. У, "бизниң дуня сода тәшкилатини қурушимиз ихтилапларни қанун рамкиси ичдә һәл қилиш үчүндур. Мән америка вә явропа иттипақи оттуридики ихтилапни дуня сода тәшкилатида бир тәрәп қилмақчи болса, буни 'дүшмәнлик қилиш' дәп қаримаймән. Әмәлийәттә америка билән явропа иттипақиниң сода мәсилисидә бир - биригә қарши нурғун талаш тартишлири бар" дәп көрсәтти. Шуниң билән биргә муллой хитайниң хәлқ пули сиясити һәққидә тохтилип, хитай дуня сода тәшкилати вә хәлқара пул фонди тәшкилатиниң мунасивәтлик бәлгилимилиригә риайә қилиши керәк. Болупму хәлқ пулиниң қиммитини контрол қилишни бикар қилиш лазим, дәйду. Хәлқ пулиниң қиммити хитай - америка арисидики чоң ихтилапларниң бири. Бу мәсилә һәр қетим хитай - америка рәһбәрлири учрашқанда оттуриға қоюлидиған мәсилә болуп кәлмәктә.
Америка кеңәш палата әзаси чарлиз шумир вә линдсәй граһамлар бу йил 10 - айда хитай хәлқ пулиниң қиммити көрүнәрлик дәриҗидә өстүрмисә, хитай експорт товарлириға 27 % баҗ қоюш тоғрисида қанун тәклипи сунидиғанлиқини агаһландурған. Лекин кейинчә улар қанун тәклип лайиһиси сунушни келәр йилға кечиктүргән иди. Буш һөкүмити бу мәсилидә америка дөләт мәҗлисиниң җиддий бесимиға дуч кәлмәктә.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи хитайдин сода қизил рәқимини азайтип, кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашни тәләп қилди
- Хитайда ишләпчиқирилған оюнчуқлар хәвп яритиватиду
- Хитай билән америка оттурисидики сода маҗраси барғансери күчәймәктә
- Хитайда, сахта дорилар техиму көп адәмләрни һаятидин айримақта
- Хитайдики әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
- Хитайниң тәқлиди маллири германийә телевизорлрида
- Америка хитайдики әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси һәққидә мәхсус доклат елан қилди
- Йемәкликтин зәһәрлиниш вәқәси 3 кишиниң җениға замин болди
- Хитай маллири хәвпи түркийә парламентиниң күнтәртипидә
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң сода мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди
- явропа базарлиридики хәтәрлик буюмларниң 50% дин көпрәки хитайда ишләнгән
- Уйғур истималчиларниң өз һоқуқини қоғдаш еңи төвән болмақта
- "Җоңгода ясалмиған" тәкшүрүш басқучида