Хитай даирилири әрздарларниң һоқуқиға дәхли - тәриз йәткүзмәктә
2007.05.16
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, дуняда кишилик һоқуқниң һәммидин үстүн туридиғанлиқини җакалаватқан бир пәйттә, хитайда кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүшни тәләп қиливатқан әрздарлар түрлүк қисмәтләргә дучар болмақта. Бирақ хитайдики әрздарлар һөкүмәтниң бесимиға қаримай, өз һоқуқини һимайә қилиш үчүн барлиқ тиршчанлиқларни көрситиватиду.
Ундақта уйғур әриздарларчу? улар һөкүмәткә өзлири йолуқиватқан мәсилиләр үстидики шикайәтлирини очуқ билдүрүшкә җүрәт қилаламду?
Хитай, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған әң начар дөләт
Америка вә яврупа әллиридә инсанларниң кишилик һоқуқи һәммидин әла һесаблиниду. Шуңа мәзкүр дөләтләрдә паалийәт елип бериватқан кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ялғуз өз дөләт тәвәсидики инсанларниң һоқуқи үчүн күрәш қилипла қалмастин, бәлки башқа әлләрдики инсанларниң кишилик һоқуқини һимайә қилиш, уларға һәқ вә адаләт елип келиш үчүн қолидин келидиған барлиқ васитиларни ишқа селип кәлмәктә.
Дәл буниң әксичә йәнә бир қисим дөләтләрдә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири еғир дәриҗидә садир болмақта. Буларниң ичидә болупму хитайға охшаш бир қисим дөләтләр, һәр йили хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин тәнқидкә учримақта.
Гәрчә хитай даирилири, олимпик тәнтәрбийә мурасими өткүзүш үчүн, пуқраларниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашқа вәдә бәргән болсиму, әмма нөвәттә хитайда йүз бериватқан һадисиләр хитайда кишилик һоқуқниң қилчиму өзгүрүш ясимиғанлиқини испатлайдикән.
11 яшлиқ вә 13 яшлиқ икки балиниң түрмидики анисини қутулдуруш үчүн көрсәткән тиришчанлиқлири
Йеқинда истансимиз 11 яшлиқ һәмдә 13 яшлиқ икки балиниң түрмидики анисини қутулдуруш үчүн, хитай сақчилири билән қаттиқ тиркишкәнлики һәққидики бир вәқәни ениқлап чиқти.
Вәқәлик мундақ йүз бәргән: хенәндә шиң җән исимлик бир бала бирқанчә йил илгири машина вәқәсигә учрап, еғир дәриҗидә яриланған. Балиниң аниси, шопурдин 40 миң йүән давалаш һәққи тәләп қилған, әмма қатнаш сақчисиниң рәт қилишиға учриған.
Буниңға наразлиқ билдүргән ана, тийәнмин мәйданида өзигә от қойған. Һөкүмәт әрзидар аниниң төләм төләп бериш тоғрисидики тәливини орундаш уяқта турсун бәлки уни қолға елип түрмигә ташлиған.
Шиң җән, анисиниң һәқсизликкә учриғанлиқини, өзиниң болса анисиз қелип, қийинчилиқларға дуч келиватқанлиқини шуниңдәк анисиниң еғир кесәл туруқлуқ түрмидә қаттиқ әмгәккә селиниватқанлиқини баян қилип, дөләт рәиси ху җиңтавға мәктүп сунған вә мушу айниң 7 - күни тийәнмин мәйданиға ачиси билән бирликтә берип": анамға увал болди " дәп қаттиқ товлиған.
Буниңдин хәвәр тапқан сақчи даирилири, шиң җән билән ши мейни сораққа тартип, сорақ хатириси турғузғандин кейин, уларниң дадиси вә тағисини тәкшүргән, вә оқутқучи вә савағдашлиридин улар һәққидә сүрүштүрүш елип барған. Буниң билән балиларниң роһий бесими техиму күчәйгән.
Сақчилар уларни сорақ хатирисигә қол қоюшқа қистиғанда, 11 яшлиқ кичик әрздар шиң җән сорақ хатирисигә қол қоюшни рәт қилған. Сақчилар униңға қол қойғузушқа амалсиз қелип, ахири кетип қалған.
"Сақчи бизни, раст гәп қилишимизни ейтти вә ейтқанлиримизни хатириливалди. Биздин тийәнминға нимә үчүн барғанлиғимизни, арқимизда мухбир бар - йоқлиқини вә түрмигә апамни көрүшкә барған - бармиғанлиқимни сориди. Сақчилар йәнә ентернеттики рәсим вә материялларни елип, бизни қол қоюшқа вә бармақ изи беришкә қистиди. Әмма мән уларға қол қоймудум."
Уйғур җәмийитидә буниңдин еғир вәқәләрниң йүз беридиғанлиқини, 11 яшлиқ бала әмәс, қурамиға йәткән кишиләрниң һәқсизлиқ алдида өз тәләплирини дадиллиқ билән оттуриға қоялмайдиғанлиқини инкас қилған, илгири уйғур елида сақчилиқ вәзиписи өтигән, дуня уйғур қурултийи яшлар комитетиниң рәиси, голландийә шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси бәхтияр шәмсидин әпәнди қарашлирини баян қилиду.
Бәхтияр әпәнди, кишилик һоқуқи дәпсәндичиликкә учриған уйғурларниң, өз наразилиқлирини һөкүмәткә билдүрүшкә җүрәт қилалмаслиқ сәвәблириниң амиллири тоғрисида тохтилиду.(Әқидә)