Нахша чолпини әркин абдулла йеңи албуми һәққидә чиққан талаш-тартишлар мунасивити билән зияритимизни қобул қилди
2006.04.28
яш музикант, нахшичи әркин абдулланиң бир қанчә йиллардин бери уйғур хәлқигә явропа услубидики музикилар билән уйғур музика услубини зич бирләштүрүп йеңичә услубта ишлигән иҗадий әсәрлирини соға қилип кәлмәктә. Униң аҗайип маһарәт билән гитар арқилиқ орунлиған музикилири алаһидә юқири авазлиқ нахшилири наһайити қишқа вақитта уйғуряшлири тәрипидин қобул қилинип, уйғур сәнәт асминидики йеңи чолпанға айланған.
Йеқинда әркин абдулла бир қанчә уйғур тор бәтлиригә әркин палван намлиқ йеңи нахшисини синақ тәриқисидә қойған. Әмма өткән бир һәптә издиниш, шәбнәм қатарлиқ уйғурчә тор бәтләрдә, әркин абдулланиң нәшир қилмақчи болған "дөңкөврүк һәққидә параң" намлиқ йеңи пиластинкисидики "әркин палван "нахшиси һәққидә алаһидә зор бәс муназириләр болған.
Әркин абдулла тор бәтләрдики муназирә мәйданлирида пикир қатнаштурғучиларниң "әркин палван" дегән нахшисида садир палван қошиқини өзгәртип ейтқанлиқи хәлқ мираслириға һөрмәт қилмиғанлиқ, хәлқ палванлириға һөрмәт қилмиғанлиқ, хәлқниң мәдәний мираслириға халиғанчә қопаллиқ билән чақ чақ қилғанлиқ, садир палван һәм униң қошақлириға дағ кәлтүргәнлик" дегәндәк қаттиқ тәнқидләргә учриған. Һәмдә униң мәзкур нахшини йеңи пиластинкидин чиқириветиш һәққидә пикирләр болған.
Әркин абдулла тордашлар һәмдә аңлиғучиларниң елип барған қопал яки илмий йосундики талаш тартишлири һәм пикирлирини соғаққанлиқ билән қобул қилип торда очуқ хәт йезип изаһ бәргән роһий һәмдә иқтисади җәһәттики зиянлирини қайрип қоюп базарға селиниш алдида турған йеши пиластинкиниң һәммини бикар қилип, муназирә қозғиған әркин палван нахшисини чиқириветип, пиластинкини қайта ишләйдиғанлиқини елан қилған. Биз әркин абдулла пиластинкисини тарқитишқа мәсул ширкәтниң бир мәсулини бу һәқтә зиярәт қилдуқ.
"Әркин палван" ғәвғасиниң сәвәб нәтиҗилири һәққидә биз йәнә әркин әпәнди билән сөһбәт өткүзүш пурситигә игә болдуқ. Кичик пеиллик билән зияритимизни қобул қилған әркин абдулла бу ишта пәқәт милләт алдидики мәҗбурйитини ада қилғанлиқини, бу иштин кейин өзиниң кәспи җәһәттики сәвийисинила өстүрүп қалмай, хәлқ сәнәткари болуш сүпити билән унверсал билимләргә игә болушниң муһимлиқини тонуп йәткәнликини билдүрди.
Бу иштин кейин нөвәттә тор бәтләрдә "әркин палван" нахшиси түпәйли пәйда болған талаш тартишлар бесиқип, униң орниға бу яш сәнәткарниң сәнәт һаятидики бир муһим таллашқа йолуққанда тоғра йол тутқанлиқи мәдһийиләнгән. Гәрчә бу қетим униңға нәччә түмәнләп зиян болған болсиму, әмма әркин абдулла мушу пул билән сетивалғили болмайдиған абройни, хәлқниң майиллиқини қолға кәлтүрди. Әркинниң иҗадийәт йолиниң йәниму раван болишиға тиләкдашлиқ билдүримиз " дегәндәк мәдһийиләрму оттурға чиқмақта. (Гүлчеһрә)
Әркин абдулла нахшилиридин
on The Web
Тордики параңлар
Мунасивәтлик мақалилар
- Атақлиқ нахшичи мурат насирофниң нахша кечилики өткүзүлди
- Үзүлмәс күй
- Үзүлмәс тар
- Күрәш күсән әпәндиниң йеңи CD пластикиси нәшр қилинди
- Қирғизистанда уйғур рәссам тәләт рәхимоф әсәрлири көргәзмиси өткүзүлди
- Султан муһәммәтниң "вәтән" намлиқ CD пиластинкиси нәширдин чиқмақчи
- Уйғур мәктәплиридә музика дәрслириму хитайчә өтүлмәктә