Әркин алиптекин әпәнди америка авам палатасиниң қарарини алқишлиди


2007.09.20

Erkin-Rabiye.bmp
Рабийә қадир ханим билән әркин алиптекин әпәндим биргә. UAA Photo

17 - Сентәбир күни чүштин кейин америка авам палатасида, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидики пәрзәнтлирини вә хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйин җелилни дәрһал қоюп бериш һәққидә хитай һөкүмитигә бесим ишлитидиған 497 - номурлуқ қарарниң мақулланғанлиқи, барлиқ уйғурларни хушаллиққа чөмдүрди.

Д у қ вә вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң сабиқ рәиси, мәшһур сиясийон әркин алиптекин әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға болған тәшәккүрини билдүрди вә рабийә қадир ханимға юқири баһа бәрди.

Бу қарар уйғур миллий һәрикити үчүн дәвр бөлгүч әһмийәткә игә

Әркин алиптекин әпәнди мундақ дәйду: " уйғурларниң мәниви аниси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси мөһтәрәм рабийә қадир ханимға йәнә бир мәртивә тәшәккүрүмни билдүримән! мөһтәрәм рабийә қадир ханим 2005 - йили хитай турмисидин азат қилинғандин буян, муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикити тарихида көрүлүп бақмиған, бүйүк ғәлибиләрни вуҗудқа кәлтүрди. Дуняниң сияситини бәлгиләватқан бирләшкән милләтләр тәшкилатида, яврупа парламентида вә америка коңгресидә уйғурлар мәсилисини әң җанлиқ бир рәвиштә аңлитип, бүгүн хитай зулуми астида мислисиз еғир зулум көрүватқан әзиз миллитимизгә һесдашлиқ қилғучи зор бир түркүм дуня җамаәт күчини барлиққа кәлтүрди. Америка авам палатасиниң бу қетим мақуллиған 497 - номурлуқ қарари буниң типик мисаллиридин бири һесаблиниду. Мөһтәрәм рабийә қадир ханимниң тиришчанлиқи билән америка һөкүмитиниң бу қарарни қобул көрүши, уйғур миллий һәрикити үчүн дәвр бөлгүч әһмийәткә игә һадисә һесаблиниду. Бу мунасивәт билән мөһтәрәм рабийә қадир ханимға чуңқур һөрмитимни вә рәһмитимни изһар қилимән! "

Рабийә қадир ханим пүткүл инсан һәқлири дунясиниң байрақдари һәм қәһримани

Әркин алиптекин әпәнди йәнә, рабийә қадир ханимниң дуня сиясий сәһниси вә уйғур миллий һәрикитидики орниға йүксәк баһа берип мундақ деди: "әлвәттә, америкида елип барған сиясий күрәшлири билән америка парламентиға күчлүк тәсир көрсәткән, америка президенти буш әпәндиниң қобул қилишиға вә мәдһийисигә сазавәр болған мөһтәрәм рабийә қадир ханим, өз нөвитидә йәнә бирләшкән милләтләр тәшкилатида, яврупа парламентида вә ғәрб әллиридә елип барған муҗадилиси билән, дуня сиясий сәһнисидә вә уйғур миллий һәрикити мусаписидә өзиниң йетилгән рәһбәрлик иқтидарини намайән қилип, бәхтсиз миллитимизни пүтүн дуняға тонутти. Бу, муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикити мусаписидә биз қолға кәлтүрүшкә муйәссәр болалмиған бир ғайә иди. Бүгүн рабийә қадир ханим ялғуз уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси салаһийити биләнла әмәс, бәлки пүткүл инсан һәқлири дунясиниң байрақдари һәм қәһримани сүпитидә чолпан кәби парлашқа башлиди. Бу, барлиқ шәрқий түркистан хәлқи үчүн зор шан - шәрәп вә бүйүк ғәлибә ! "

"Мән мөһтәрәм рабийә қадир ханимға өз намимдин вә алиптекин аилиси намидин тәшәккүр изһар қилиш, техиму зор нусрәт тиләш билән биргә, һазирға қәдәр болуп өткинидәк, алиптекин аилисиниң һәр қачан рабийә ханимниң йенида икәнликини вә пүтүн имканлири билән қоллап қуввәтләйдиғанлиқини тәкитләп өтимән!"

Уйғур миллий һәрикитиниң бөсүш характерлик йәнә бир ғәлибиси

Әркин алиптекин әпәнди рабийә қадир ханим америка президенти буш әпәнди билән көрүшкәндә йәнә бир мураҗиәт елан қилип, мундақ дегән иди: "хитай мустәбит һөкүмити шәрқий түркистандики әркинлик, демократийә вә кишилик һоқуқ күришини дәһшәтлик рәвиштә бастурупла қалмай, муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитини терроризм төһмити билән уҗуқтуруш, уйғур миллий муҗадилисиниң көзгә көрүнгән рәһбәрлирини йетим қалдуруш үчүн барлиқ сиясий, иқтисадий, депломатик васитилиригә мураҗиәт қилип теним тапмайватқан бир пәйиттә, рабийә қадир ханимниң америка президенти G. W. Bush Әпәнди һәм униң ханими билән хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мунбиридә дидар көрүшүп, шәрқий түркистан хәлқиниң дәрт - әләмлирини әслитиш пурситигә еришкәнлики бүгүнки заман тарихимиздики уйғур миллий һәрикитиниң бөсүш характерлик йәнә бир нусритидур!"

"Рабийә қадир ханимниң бу төһписи муһаҗирәттики миллий күришимизни йеңи бир дәвргә башлап кирди. Уйғур миллий һәрикитигә сувалған қара дағни тазилиди. Шәрқий түркистан хәлқиниң дәрт - әләмлирини һәққанийәт дунясиға тонутти. Уйғур миллитиниң әсли ирадисини етирап қилдурди. Шәрқий түркистан дәвасиниң һәқлиқ дәва икәнликини, 25 милйон хәлқниң бу муқәддәс дәвасиниң әбәдиликини, уйғур миллитиниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш күришиниң муқәррәр рәвиштә ғәлибә қазинидиған күрәш икәнликини пүтүн дуняға җакарлиди!"

"Мән мөһтәрәм рабийә қадир ханимниң уйғур хәлқигә, шәрқий түркистан миллий муҗадилисигә ата қилған бу шан - шәрәплири үчүн рәһмәт вә апирин ейтимән!" (әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.