Америка ташқи ишлар министирлиқи хитайдики диний әркинлик һәққидә доклат елан қилди


2004.09.15
powell_colin_200.gif

Америка ташқи ишлар министирлиқи димократийә, инсан һоқоқи вә әмгәк башқармиси чаршәнбә күни елан қилған йиллиқ доклатида, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний әркинликини давамлиқ боғиватқанлиқини вә уларға диний сәвәбтин зиянкәшлик қиливатқанлиқини ашкарилиди.

Хитай һөкүмитини террорчилиққа қарши көрәштин чәтнәп кетиватиду

Америка ташқи ишлар министири колин павил чаршәнбә күни мәзкүр доклатни елан қилиш мунасивити билән өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғинида, уйғур мусулманлириниң мәсилиси һәққидә тухтилип мундақ диди:

- Биз хәлқара террорчилиққа қарши көрәшни қоллаймиз. Бирақ хитай һөкүмитини террорчилиққа қарши көрәштин чәтнәп кетиватқандәк һис қиливатимиз. Улар тинч һалда диний вәзипилиригә әмәл қиливатқан мусулманларни бастуриватиду. Бәзидә мусулманлар һәтта бәш вақ намаз өтигәнлики вә яки мәсчиткә барғанлиқи үчүнла " террорчи " дәп гуман қилиниватиду. Уларниң қиливатқини өз динидики әмәлләрни биҗа кәлтүрүштин башқа нәрсә әмәс. Биз пүтүн дуняда мусулманларға ярдәм бериш үчүн теришиватимиз. Уйғур мусулманлири буларниң бири. Әмәлдарлиримиз хитай һөкүмити билән бу мәсилә һәққидә сөһбәт өткүзүш үчүн шинҗаңға барғинида, у йәрдики мәсҗитләргә " 18 яштин төвәнләрниң киришигә йол қоюлмайду" дигән хәт йезилған тахта есилған. Хитай һөкүмити гәрчә бу сияситини өзгәртидиғанлиқи һәққидә маңа вәдә қилған болсиму, әмилийәттә бу шинҗаңда әмәлгә ашмиди.

Хитайдики диний әркинлик вәзийити өткән йили интайин начар болған

Америка ташқи ишлар министирлиқи доклатида, хитайдики диний әркинлик вәзийитиниң өткән йили җәрянида йәнила интайин начар болғанлиқини билдүрди. Доклатта" гәрчә хитайниң асасий қанунида диний әркинликкә капаләтлик қилиш бәлгиләнгән болсиму, әмма хитай һөкүмити диний паалийәтләрни һөкүмәтниң башқуруши астидики органлар вә ибадәт қилиш орунлири арқилиқ чәкләйду" дәп көрситилгән.

Мәзкүрдоклатта йәнә, " хитайниң омомий нопуси 1.3 Милярд болуп, хитай һөкүмити елан қилған истатистекиларға асасланғанда, һазир хитайда динға етиқад қилғучиларниң омомий сани 200 милйондин ашиду. Буларниң ичидә мусулманлар пәқәт 1.4% Ни игәлләйду" дийилгән.

Доклатта ийтилишичә, хитайниң ислам диниға етиқад қилидиған уйғурлар вә туңганларға қаратқан сиясити алаһидә пәрқлиқ болуп, хитай һөкүмити ниңшиядики туңганларниң мәсҗид селишиға йол қойсиму, әмма уйғурларниң мәсҗид селишини қаттиқ чәклигән. Буниңдин сирт, уйғурларниң диний тәлим ـ тәрбийә елип бериши вә имамларни тәрбийилишини чәкләпла қалмастин, һөкүмәт хадимлири, оқутқучи- оқуғучилар вә профессорларниң диний паалийәт елип беришини мәни қилған.

Доклатта тәкитлинишичә, хитай һөкүмити болупму 1997 - йилидики " ғулҗа вәқәси" дин кийин, диний паалийәтләрни "бөлгүнчилик" һәрикәтлиригә четип, уйғур мусулманлириниң диний паалийәтлирини чәклигән һәмдә диний сорунларни қаттиқ контрол астиға алған. Хитай һөкүмити шундақла милли мустәқиллиқни қоллайдиған паалийәтләр, аталмиш "қанунсиз" диний паалийәтләр билән зораван террорлуқ һәрикәтләрни ениқ пәрқләндүрмәй, тәқвадар диний затлар вә яки тинч һалда өз сияси көз қаришини ипадилигән уйғурларни халиғанчә тутуп, солап җазалиған.

"Қанунсиз" диний паалийәтләр билән зораван террорлуқ һәрикәтләр пәрқләндүрмигән

Америка ташқи ишлар министирлиқи доклатида йәниму илгирлигән һалда хитай дөләт ишлар комисари исмайил әмәтниң 2002 - йили хитайниң мәмликәтлик хәлқ қурултийида сөзлигән диний етиқатни дөләт мәнпәәтигә буйсундуруш һәққидики сөзини нәқил кәлтүрүп, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики диний сияситиниң маһийитини көрсүтүп бәргән.

Башқа дин муритлириниң әркинликиниму қаттиқ дәпсәндә қилинмақта

Бу доклатта америка ташқи ишлар министирлиқи йәнә, хитай һөкүмитиниң тибәт буддистлири, хитай хиристянлири, католиклири, фалүнгуң муритлириниң диний әркинликиниму охшашла қаттиқ дәпсәндә қиливатқанлиқини билдүргән.

Америка ташқи ишлар министирлиқи доклатиниң ахирқи қисмида, америка ташқи ишларминистирлики вә америкиниң хитайдики һәр қайси әлчихана, консолханилириниң хитай һөкүмитигә бесим ишлитиш вә хитайдики диний паалийәтләрни қоллаш қатарлиқ вастиләрни қоллинип, хитай һөкүмитини пуқраларға диний әркинлик беришкә дәвәт қиливатқанлиқини көрсәткән.

Америка ташқи ишлар министирлиқи 1999 - йилидин боян хитайни " алаһидә диққәт қилишқа тигишлик дөләт" қатариға киргүзүп, хитай һөкүмитиниң диний гуруппилар вә аз санлиқ милләтләргә қаратқан кәмситиши вә диний бастурушлирини қаттиқ әйипләп кәлмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.