Қәшқәрдә оқуғучиларниң диний түс алған кийимләрни кийиши чәкләнгән


2005.09.21

"Қәшқәр гезити" 21 -сентәбирдики хәвиридин мәлум болушичә, хитай даирилири қәшқәр вилайитидики һәр қайси мәктәпләрдики яш- өсмүрләр арисида идийә- әхлақ қурулушини давамлиқ чиң тутуш баһаниси билән милләтләр иттипақлиқи вә җәмийәт муқимлиқ хизмитини асасий нуқта қилип, оқуғучиларда сотсиялизмни сөйүш вә милләтләр иттипақлиқи идийиси тәрбийиси елип бармақта.

Даириләр оқуғучиларниң миллий бөлгүнчилик вә диний радикаллиққа қарши туруш идийисини йетилдүрүшкиму алаһидә әһмийәт берилидиған болуп, "шинҗаңниң қәдимдин тартип хитайниң айрилмас бир бөлики" икәнлики вә миллий бөлгүнчиләрниң һәр қайси милләт хәлқиниң ортақ дүшмини икәнлики оқуғучиларға муһим нуқта һесабида чүшәндүрилидикән. Буниңдин сирт, диний еқимларниң сиңип киришигә қарши туруш баһаниси билән миллий оқутқучи-оқуғучиларниң диний паалийәтләргә қатнишиши чәклинип, уларниң "диний түс алған кийимләр" ни кийишигиму йол қоюлмайдикән.

Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз пәридәниң мәхсус программисидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.