Тйәнәнмендики әрзийәтчиләрниң йеқинқи әһвали
2005.04.28
"Улуғ ира гезити" ниң хәвәр қилишичә, 4 - айниң 27 - күни әтигән саәт 9 әтрапида, мәмликәтниң һәр қайси җайлиридин бейҗиңгә әрз қилғили кәлгән дәрдмән хәлқтин 400 дин артуқ адәм охшимиған йөнилиштин бейҗиңниң чаңән кочисиға келип топланған.
Әрзийәт қилғучилар қолға елинған
Нәқ мәйдандин тартилған фото сөрәтләрдин мәлум болушичә, аяллар үстигә "кишилик һуқуқимизни қайтуруп бәрсун" дегән хәтләр йезилған пәштама кейгән. Әрләр һәрхил бәлгиләрни тақиған. Улар сәп түзгәндә қолидики бәлгиләр пилакат болуп көриниду. Улар тйәнәнмен мәйданида намайиш қилмақчи болған. Бу намайишчилар шәрқий чаңән кочисиға кәлгәндә коммунист сақчилири тәрипидин тосуп қоршивелинған. Сақчилар йолларни тосуп, намайишчиларға һуҗум қилған, 300 дин артуқ адәмни тутқун қилип аптомобилларға селип елип кәткән.
Хәвәрдә баян қилинишичә, 4 - айниң 20 күнидиму, кишиләр "мәмликәтлик әрзийәт идаирси" дегән органға барғанда, ғәзәпгә чидимай "хәлқниң әрзини аңлаш-күтивелиш ишханиси" дәп хәт йезилған вивискини тартип чүшүривәткән кишиләрни сақчилар урған. "Бу вевиска хәлққә қилинған алдамчилиқ" дегән кишиләрниму урған икән.
4 - Айниң 27 - күни тйәнәнмен мәйданида намайиш қилмақчи болған әрзийәтчиләрниң өзлири телефон қилип радиомизниң мухбири линдиға сөзләп беришичә, бейҗиңдики әрзийәтчиләр дуняниң уларниң һазирқи мүшкүл әһвалиға көңүл бөлишини үмид қилмақта.
"Йиғивелиш орни"
Тйәнҗиндин бейҗиңгә кәлгән бир әр кишиниң мухбиримизни телефон арқилиқ чақирип сөзләп беришичә, у хиянәчликкә қарши туруш үчүн юқуриға әрз қиливатқили 3 йил болған. У өзиниң турмушшини қамдайған мәнбәәдин айрилип қалған. Униң баһа беришичә, һөкүмәтниң бәзи рәһбәрлири бандитниң өзи. У бу қетим йәнә әрз ейтқили бейҗиңгә кәлгәндә, сақчилар тутивелип мушу "йиғивелиш орни" ға әкилип қойған. Бу кишини фуюҗе кочисидин тутуп кәлгән. Сақчилар бу җайда халиған вақитта "тазилаш" елип бариду. Уларниң пәрәз қилишичә, бу қетим һөкүмәт "1 - май күни"дин еһтият қилған. Тәйвәндики гоминдаңниң рәиси лйәнҗәнниң кәлгәнликиму сәзгүр мәсилә болса керәк. Һазир "маҗалу әрзийәт мәһәллиси" дәп атилидиған орунни кишиләр "йиғивлиш орни", "тутуп кетиш орни" яки "өз юртидики сақчиларға тутуп бериш орни" дәп атайду. Бу җайда 1000 дин артуқ адәм бар. Бу кишиләрниң һәммисини сақчилар тутуп мушу җайға әкилип қойға кишиләр. Бу җайда адәм ятидиған чоң ятақлар бар. Әмма бүгүн ятақ йетишмигәнликтин кишиләрниң толиси һойлида олтурушқан.
Мухбиримиз телефон арқилқ зиярәт қилған вақит кечә саәт 3 әтрапида болсиму, кишиләр техичә ухлимиған. Саламәтлики яхши әмәсләр өзигә бир җай тепип ятқан. Әмма толиси өз- ара дәрт төкишип олтурған. Бәзиләр өзлири йезип аһаңға салған "хиянәтчиликкә қарши туруш" нахшисини ейтиватқан.
Хәлқниң зари
Бу нахшида һәй хиянәтчи әмәлдарлар, сәнләр хәлқни зар-зар қақшаттиң, дәртмәнләр айиғи үзүлмәй тйәнәнменгә кәлмәктә. Һәй хиянәтчиләр, сәнләр хәлқни ханивәйран қилдиң, ғәзинини сәнләр қуруттиң, әрләрни қараңғу җәмийәткә, аялларни сәрсанлиққа башлидиң. Һәй хиянәтчи, сәнләр хәлққә апәт яғдурдиң... Дейилгән.
Нахша ейтқан аялниң ейтишичә, у хилоңҗаңдин, өзи шәхси тиҗарәтчи, йәрлик һөкүмәт уни мүлүккә игидарчилиқ һоқуқидин мәһрум қалдурған. Униң әрзини соримиған. Сақчилар бөгүн бу аялни партийә мәркизий комиетет интизам тәкшүрүш идарисиниң алдидин тутуп мушу җайға әкәлгән. Бу җайға әкилип қойған кишиләрни, сақчилар бу җайдин халиса әмгәк билән өзгәртиш орниға әвәтиду, халиса бивастә қолға елип кетиду, халиса уруп зәрбә бериду.
Бу кишиниң ейтишичә, улар "коммунист партийини йоқитимиз" дегән гәпниму техи қилмиған, улар "хиянәтчиләрни җазалайли" десиму, һөкүмәт уларни чәклигән.
Мухбиримиз әрзийәтчиләр билән сөзлишиватқанда аллиқачан саәт 4 болуп, таң етишқа аз қалған вақит болсиму, әрзийәтчиләр техи һәммси ухлимиған.
Бу кишиниң ейтишичә, дәртмәнләр техичә ухлимай өз ара дәрт төкүшмәктә. Әмилийәттә, ятидиған җай йоқ, мушу соғуқ күндә һойлида орундуқларда олтурушқан. Бәзиләр дақ йәрдила олтурған.
Бу кишиниң ейтишичә, у һазир һечнимидин қорқмайду, әндишисиму йоқ, бәрибиз җанға тойған. Уларниң ейтишичә, һазир сиртта бир нәччә он аптомобил туриду, у сақчи, топилаңни бастуруш әтрити дегән һөкүмәтниң қораллиқ хадәмлириниң адәм тутуш җабдуқлири.
Биркиши мухбиримизға миниң авазимни беривириң, мәндә тартишидиған нәрсә йоқ, линди сизгә рәхмәт, дегән. (Вәли)