Шаңхәйлик әрз қилғучи өлгәндин кейин, вәзийәт техиму җиддийләшмәктә
2007.01.11
Радиомизниң игилишичә, 2 - январ күни шаңхәйлик дәвагәр дүән хүймин сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлгәндин буянқи 9 күндин бери, мәйли дүән хүйминни тонуған яки тонумиғанлар болсун, нурғунлиған шаңхәйлик давагәрләр униң өйигә келип матәм билдүрмәктә. Шуниң билән бир вақитта, дүән хүйминниң өйи алдиға йиғилған сақчилар саниму һәссиләп көпийишкә башлиған. Сақчилар матәм тутушқа кәлгәнләрни қаттиқ назарәт қилипла қалмай, һәтта уларни уруп, қоллиридики гүлчәмбирәкләрни йәрләргә етип, уларни сақчи машинисиға бесип тутуп кәтмәктә.
Матәм тутушму тосқунлуққа учриған
Чаршәнбә күни, дүән хүйминниң сиңлиси дүән чунфаңниң радиомизға мәлум қилишичә, 5 - январ күни сақчилар матәмгә кәлгәнләрниң тәзийә билдүрүш үчүн әкиливатқан гүлчәмбирәклиридин 39 ни тартивелип бузувәткән. Һәтта өй ичидә тизиқлиқ турған гүл вә гүл чәмбирәк, тәзийә билдүрүш хәтлириниму йиғиштуруп елип кәткән.
Радиомизниң игилишичә, чаршәнбә күни әттигәндин башлапла, нурғунлиған сақчилар шаңхәй шәһәрлик хәлқ һөкүмити алдиға йиғилған шикайәт қилғучиларни қаттиқ назарәт қилишқа башлиған. Чүш мәзгилидә, дәвагәрләр 4 тин 5 тин болуп, хәлқ һөкүмитигә йеқин болған дүән хүйминниң өйигә қарап тәзийә билдүрүшкә маңған. Дүән хүйминниң ишик алдиға йиғилған адәмниң көплигини көргән йәрлик һөкүмәт, сақчи әвәтиш арқилиқ, рәсмий һәркәт елип беришқа башлиған. Мәсилән, сақчилар бир тәрәптин хәлқ һөкүмити алдидики тәзийә билдүрүшкә маңмақчи болған кишиләрниң алдини тосуп, йәнә бир тәрәптин дүән хүйминниң өйи алдиға келип нәқ мәйдандин нурғунлиған кишиләрни тутуп кәткән.
Һазирдарлар сақчиларниң назаритидә
Дүән хүйминниң өйидикиләрниң мәлум қилишичә, ишик алдиға йиғилған сақчиларниң сани 300 дин артуқ болуп, улар аз дегәндә 200 дин көп адәмни тутуп кәткән. Дүән хүйминниң сиңлиси дүән хүйфаңниң чаршәнбә күни кәчтә радиомизға мәлум қилишичә, 300дин артуқ сақчи арисида, сақчи формиси кийгән қураллиқ сақчилардин башқа пуқрачә кийинивалған сақчиларму нурғун икән, улар дүән хүйминниң өйи әтрапидила әмәс, бәлки йеқин аридики бина - өйләрниму ахтуруп, давагәрләрни издәп йүргән икән:
"Бүгүн чүштә йетип кәлгән сақчиларниң өзила 300 ға йәтти. Уларниң көп сандикиси сақчи формиси кийивалған һәм қораллиқ иди. Йәнә бир қисимлири пуқрачә кийинивалған сақчилар болуп, улар бәкму қопал, бәкму вәһши. Мән өй ичидә идим. Туюқсиз сирттики кишиләрниң вақириған авазлирини аңлидим. Деризидин қарисам, ишик алдида акамға матәм тутуватқанлар нурғун иди. Сақчилар у баштин, бу башқичә бир - бирләп тәкшүрүп, әрз қилғучиларни тутуп, машиниға бесип әкитивататти. Бир қисим дәвагәрләр сақчилардин өзини далдиға елип, өйгә кирип мөкүвалмақчи болди. Уларниң дейишичә, сақчилар пәқәт бизниң өйимизниң әтрапидила әмәс, бәлки бу райондики һәрбир биналарниң ичигә кирип, адәм тутуп йүргән икән. Көплигән кишиләр сақчилар тәрипидин қолға елинип, хуаң пуҗаң районидики бир мәктәпкә апирип қамап қоюлған. Кишиләрниң ейтишичә, сақчилар 200дин артуқ адәмни тутуп кәткән".
Чаршәнбә күни сақчилар тәрипидин тутуп кетилип, кәч саәт 8 дә аран қоюп берилгән шин юңмейниң радиомизға мәлум қилишичә, сақчилар уни дүән хүйминниң өйидин тамақ йәватқан чеғида тутуп кәткән. Униң билән биллә тутулған йәнә 3 адәм болуп, сақчилар уларни мәктәпкә апирип қамап қойған. Сақчилар шин йүңмейни айрим сорақ қилған һәмдә униң дегәнлирини хатириләп, уни қол қоюшқа мәҗбурлиған. Шин юңмей имза қоюшқа унимай уларниң тәлипини рәт қилғинида, сақчилар хатирә дәптиригә өзи қол қойған. Сақчилар йәнә шен юңмейни шуар товлашқа йетәкчилик қилған дәп әйиблигән.
Дүән хүйминниң сиңлиси дән чүнфаңниң ейтишичә: матәм билдүрүп келиватқан давагәрләрниң көп сандикилири дүәнниң өйини билмәйдиғанлар икән. Улар дүән хүйминниң сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлгәнликини аңлап, сақчиларға қаттиқ наразилиқ билдүргән һәмдә дүән аилисигә чоңқур һесдашлиқ билдүрүп, өзликидин һал сарап кәлгәнләр икән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәйлик дәвагәр бейҗиңда сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлди
- Йеңи йил күни нәччә йүзлигән адәм бейҗиңда қолға елинди
- Дуня кишилик һоқуқ күни йетип келиш һарписида бейҗиңдики давагәрләр қолға елинмақта
- Бейҗиңда кишилик һоқуқ муһакимә йиғини җәрянида, һәрби һаләт елип берилмақта
- Бейҗиңдики кишилик һоқуқ көргәзмисидә әрздарлар сақчилар тәрипидин тутуп кетилмәктә
- Шаңхәй партком секретариниң хиянәтчиликкә четилип қелиш дилоси кеңәймәктә
- Хитай һөкүмити бейҗиңда вәзийәтни техиму җиддийләштүрмәктә
- Тйәнәнмин мәйданида, әрз қилғучи өз қарнини йерип өлүвелишкә урунди
- Хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң аилә тәвәлири кофи аннанға хәт язди
- Хитайдики қанун - түзүмниң йетәрсизлики деһқанларниң наразилиқини күчәйтип муқимсизлиқни пәйда қилмақта
- Сәндуң университетидин хәлқ вәкиллири түзүмини өзгәртиш һәққидә тәклип
- Икки чоң йиғинниң сиртида дөләт пуқралириниң һәрхил намайишлири давамлашмақта