Явропа бихәтәрлик һәмкарлиқ тәшкилати уюштурған йиғинда уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди(2)


2006.10.12

Полшаниң пайтәхти варшава шәһиридә 4-9-өктәбир күнлири явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң инсан һәқлири мәсилиси бойичә муһакимә йиғини ечилди. 55 Дөләтниң вәкиллири иштирак қилған мәзкур йиғинда оттура асия җумһурийәтлири җүмлидин қирғизистан вә уйғур елидики уйғурларниң инсан һәқлири мәсилисиму тилға елинған.

явропа бихәтәрлики вә һәмкарлиқи тәшкилати оттура асиядики инсан һоқуқи , демократик тәрәққият мәсилилиригә йеқиндин көңүл болуватқан хәлқаралиқ орган болуп, уйғур мәсилиси җүмлидин уйғурларниң инсан һәқлириниң дәпсәндә қилиниш мәсилиси мәзкур органниң диққәт етибаридин орун алмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.