Уйғурларда әхлақ тәрбийиси


2007.12.12

Әхлақ - адәмниң иш - һәрикити, гәп - сөзи, идийиси, миҗәз - хулқи, муамилә, мунасивити, өрп - адитини өлчәмләштүрүп қелипқа салидиған мизан. Әхлақ күндилик турмушта четилидиған даирисиниң кәңлики, омумлиқи, роли, тәсири, тәрбийиси җәһәттин мәниви күчләрниң сәрхили һесаблиниду.

Балиларни тәрбийиләш ата - аниларниң бурчи

Адәм әхлақий тәрбийә арқилиқла һәқиқий адәм болуп йетилиду. Әвладларға елип берилған әхлақ тәрбийиси қәйәрдә яхши елип берилса, шу йәрдики адәмләрниң идийиви сапаси, мәдәнийәт сапаси, әхлақ сапаси, тән сапаси яхши болиду. Әхлақий тәрбийә арқилиқ әвладларға қандақ адәм болуш, қандақ ғайә турғузуш, дәвргә мас қәдәмдә қандақ илгириләш, қандақ қиммәт яритиш, немини қилиш, немини қилмаслиқ, немини сөйүш, немиләрдин нәпрәтлиниш тоғрисида тәлим берилиду.

Сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридә турушлуқ уйғур алими муһәммәд нияз һаҗим гүзәл әхлақ тәрбийиси тоғрулуқ тохтилип мундақ диди: "әвладларни гүзәл әхлақлиқ қилип тәрбийиләш һәр бир ата аниниң мәсулийити, мәҗбурийити, әң қаттиқ вәзиписидур. Балилирини тәрбийисиз қойғанлар тәрбийигә көңүл бөлмәйдиған ата - анилар гунаһкар вә зиянкарлардур."

Балилар ата -аниларниң йүрәк париси

Муһәммәд нияз һаҗимниң ейтишичә, балилар ата - аниларниң йүрәк париси, көз қариси, нәсәб уруқи, милләтниң үмид юлтузлири, вәтәнниң кәлгүси игиси. Әвладларни яхши тәрбийиләш балиниң тәқдири, аилиниң тәқдири, милләтниң тәқдири, вәтәнниң кәлгүсигә мунасивәтлик чоң иш. Балилар аллаһниң аманәтлири. Уларни яхши тәрбийилимигәнләр аллаһниң алдида җазаға тартилиду.

Муһәммәд нияз һаҗим гүзәл әхлақниң әң бүйүк мирас икәнликини баян қилип йәнә мундақ диди: "пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдисидә: 'һеч қандақ ата - ана пәрзәнтлиригә яхши хулқ, гүзәл әдәп - әхлақтин бүйүкрәк мирас қалдуралмайду' дәп көрсәткән. Мәрһум абдуқадир дамоллам : 'аллаһ инсанға ата қилған немәтләр ичидә әқил билән әхлақ әң яхши немәттур. Бу иккиси яшларниң зиннитидур' дегән икән. Һәқиқәтән гүзәл әхлақ инсанниң һәқиқий зиннити, роһий байлиқидур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам:' мал - дуня һәқиқий байлиқ әмәс, роһий байлиқ һәқиқий байлиқтур,' дәп көрсәткән."

Вәтән сөйгүси гүзәл әхлақтур

Ата - анилар балилирини вәтәнни, хәлқни сөйидиған, әдәп - әхлақлиқ, есил пәзиләтлик қилип йетиштүрүп чиқиштин мәсулдур. Вәтән сөйгүсини балиларниң қәлбигә мөһүрдәк бесиш вәтәнниң ғемини йейишни өгитиш ата - аниларниң биринчи вәзиписидур. Чүнки вәтән сөйгүси иман билән мунасивәтлик мәсилидур.

Әхлақлиқ вә виҗданлиқ болуп йетишкән бала чоқум вәтинини сөйиду вә униң келәчики үчүн баш қатуриду. (Өмәрҗан )

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.