Уйғур тиятиршунас әхмәтҗан қадирофқа алтун бүркүт медали берилди
2005.12.28
Йеқинда аламатида уйғур тиятиршунас, профессор әхмәтҗан қадирофниң туғулғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән паалийәтләрдә, униң германийидики хәлқара явропа университети тәрипидин шәнәтшунаслиқ докторлуқ унваниға вә алтун бүркүт медалиға еришкәнлики, қазақистан мәдәнийәт министирлиқи тәрипидин шәрәп мукапатиға еришкәнлики елан қилинди.
Бу һәқтики мәлуматларни, қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулланиң уйғур сәнәт алими әхмәтҗан қадирофниң иҗадий паалийәтлири һәққидә тәйярлиған программисидин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia