"Әйдиз ашханиларда "дин сарасимгә чүшүшниң һаҗити барму?
2007.06.29
Уйғур ели нөвәттә хитайдики әйдиз әң тез тариливатқан шундақла нопусқа нисбәтән әйдизләр саниму бир қәдәр көп һесаблинидиған район болуп қалди. Шу сәвәблик уйғур елидә әйдиздин мудапиәлиниш һәққидики тәшвиқатлар елип бериливатқан болсиму, әмма уйғур елидә тарқалған мәлум сахта учурниң уйғурларда кәлтүрүп чиқарған вәһимиси арқилиқ, уйғурлардики әйдизгә болған тонушниң кәмлики һәм хаталиқи, HIV вирусидин юқумлиништин сақлиниш еңиниң төвәнлики шундақла җәмийәттики әйдиз бимарлири яки әйдиз вируси юқумдарлирини кәмситиш хаһишиниң йәнила еғирлиқи ашкариланди, мутәхәссисләр әйдизгә болған бу хил хата тонушларниң әйдиз вәзийитини йәниму кәскинләштүридиғанлиқини оттуриға қоймақта.
Уйғур җәмийитини сарасимигә салған гуманлиқ учур
Йеқиндин буян бәзи интернет уйғурчә тор бәтлиридә" әйдиз ашханиларда" ға охшаш темида таралған учур әң көп мулаһизә қозғиған тема болуп қалди. Мәзкүр учурда ейтилишичә, әйдиз вируси юқтурувалған төт нәпәр қиз йеқинда ғулҗа шәһиридики мәлум уйғурчә тез тамақханисиға кирип җәмийәттин өч елиш мәқсидидә, бармақлирини қанатқандин кейин ширәгә қоюлған лаза қутиси, аччиқсу қутиси вә чиш колиғучларға қан темитқанмиш, уларниң гуманлиқ һәрикити паш болуп сақчи даирилири уларни әйдиз вирусини башқиларға қәстән юқтуруш җинайити билән әйибләп қолға алған, дегәндәк мәзмунлар йезилған болуп, мәзкүр учур тор бәтләр арқилиқ тез арида тарқилип тордашлардила әмәс бәлки, уйғур җәмийитидә бәлгилик вәһимә һәмдә әндишә пәйда қилған.
Бу һәқтә тор бәтләрдә елан қилиниватқан мулаһизә яки инкасида көпрәк салмақни игиләйдиғини, мәзкүр вәқәдин кейин әйдизниң ямрап кетишидин вәһимә һес қилиш, аталмиш вәқә садир қилғучилардин нәпрәтлиниш, ашханиларға кириштин агаһландуруш, әйдиз бимарлиридин нәпрәтлиниш, һақарәтләш, кәмситиш, әйдизниң юқуш йоллиридин гуманлиниш, сарасимигә чүшүш, иккилиниш, вәқәдин гуманлиниш, ишәнмәслик,әйдизниң тарқилишини контрол қилишта һөкүмәт сияситидин нарази болушқа охшаш қарашлар.
Әйдиз вируси тез һәм кәң тарқиливатқан уйғур елидики мана бу хил вәһимә һәмдә һодуқуш, уйғур җәмийитидә әйдизгә болған чүшәнчиниң мукәммәл әмәслики, әйдиздин мудапиәлиниш еңиниң төвәнлики, муһими әйдиз бимарлириға болған кәмситишниң еғирлиқи, уларға көңүл бөлүш, ярдәм қилишниң орниға, җәмийәтниң әйдизниң зиянкәшликигә учриғучиларға йәниму зор роһий бесимларни,зиянкәшликләрни кәлтүрүп чиқириватқанлиқи ипадиләнди.
Чүнки HIV вирусиниң адәм бәдинидин айрилғандин кейин охшаш темпираторидиму узунғичә һаят туралмайдиғанлиқи униң башқиларға юқуши үчүн қан томурға, һормунға яки яра еғизлири арқилиқ қан айлиниш сестимисиға еқип киришидин ибарәт шәртләрни һазирлиши керәклики хели бурунла әйдиз мутәхәссис алимлири тәрипидин испатлинип хуласиланған. Бу әйдизниң әң әқәлли саватлири һесаблиниду.
Или сақчи даирилири: бу иғва
Шундақтиму биз уйғур җәмийитини сарасимигә салған бу төт намәлум әйдиз бимариниң җәмийәттин өч елиш вәқәсини ениқлап, һодуққан кишиләрни хатирҗәм қилиш мәқсидидә областлиқ җамаәт хәвпсизлик идариси билән алақилаштуқ, мәзкүр вәқә йүз бәргән тез тамақхана җайлашқан коча сақчиханиси қатарлиқ җайлардики сақчилар бундақ бир вәқәниң йүз бәрмигәнликини, буниң бир иғва икәнликини билдүрди.
Биз йәнә ғулҗа шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси башлиқи дилшат билән алақилаштуқ.
Уйғурларниң әйдизгә болған тонуши
Зияритимизни қобул қилған уйғур аммисиниң ичидә бу кишиниң әйдизгә болған чүшәнчилири бәлким уйғурларниң әйдизгә тутқан муамилисини мәлум тәрәпләрдин ипадиләп бәрсә керәк.
Әйдизгә қарши туруш үчүн авал уни чүшиниш керәк
Әйдиз мутәхәссислири "әйдиз вируси инсанийәтниң ортақ дүшмини, дүшмәнни йеңиш үчүн уни ениқ көрүп, тоғра тонуш керәк шундила униңдин вәһимә һес қилмаймиз " дәйду. Ундақта уйғурларда әйдиздин пәйда болған бу хил вәһиминиму тоғра тонимаслиқниң нәтиҗиси дәп ейтишқа боламду ? бу һәқтә америкида яшаватқан әйдиз мутәхәссислиридин мәмәт имин әпәндиниң көз қарашлирини алдуқ.
Мутәхәссисләр бирдәк, әйдизгә қарши турушта авал уни тоғра чүшиниш, юқумлинишниң алдини елиш саватлирини игиләш, зәһәрлик чекимликтин, қалаймиқан җинсий мунасивәттин һәзәр әйләш, муһими әйдизләрни кәмситмәслик, әйдизләрниң болса өзигә һәмдә җәмийәткә мәсулийәтчанлиқ, үмидварлиқ билән муамилә қилиши керәкликини тәвсийә қилиду.(Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Зәһәр ташлиғучи: "ирадилик болсиңиз зәһәрлик чекимликни чоқум ташлиялайсиз..."
- Ғәрб мәтбуатлири хитайни йемәкликләр бихәтәрлики системисини яхшилашқа мәҗбурлимақта
- Мутәхәссисләр хитай вә уйғур елидики әйдиз бимарлири дуч келиватқан кәмситиш мәсилиси һәққидә тохталди
- Әйдиз бимарлири хитай вә уйғур елидә зор кәмстишләргә дуч кәлмәктә
- Даңлиқ әйдиз паалийәтчиси гав явҗйе радиомизға келип зияритимизни қобул қилди
- Әйдиз паалийәтчиси гав явҗениң мукапат тапшурвилишиға рухсәт қилинди
- Дуня әйдиз күни мунасивити билән доктор муһәммәт имин әпәндини зиярәт
- Хитай һөкүмити әйдизниң хитай вә уйғур елидә күнсери ямраватқанлиқиға иқрар болмақта
- Хитайда әйдиз бимарлириниң көпийиш нисбити 30 % тин ашти
- Уйғур аптоном районида әйдиз кесилиниң тарқилиш шәкли "африқилашмақта"
- Уйғур елидә әйдиз вируси адәттики кишиләр арисидиму кәң тарқилишқа башлиди
- Уйғур елида әйдизниң алдини елиштики әң муһим мәсилә немә?