Авам палата әзаси крис смис америкиниң хитайни әйибләйдиған лайиһә сунушини тәләп қилди
2005.03.07
Авам палата әзаси крис смисниң америка дөләт мәҗлисигә сунған лайиһисидә америка һөкүмитиниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң 61 -қетимлиқ җәнвә йиғинида, хитай коммунист партийисиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә хатимә бериши чақирилған қарар лайиһисини тонуштуруши тәләп қилинған.
Униңда йәнә, америка ташқи ишлар министирлиқи вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәлуматлириға асасланғанда, хитайда еғир кишилик һоқуқ зиянкәшчиликиниң мәвҗутлиқи шундақла буниң йәнә давамлишиватқанлиқи әскәртилип, хитай һөкүмитиниң елип бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири омумийүзлүк чүшәндүрүлгән. Униңда йәнә, уйғурларниң нөвәттики вәзийитигиму орун берилгән.
Хитай террорчилиққа қарши урушни уйғурларни бастурушқа ишләтти
Крис смис америка дөләт мәҗлисигә сунған бу лайиһисидә, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши урушни, тинч йол билән өз көз қаришини ипадиләватқан уйғурларни вә мустәқил диний рәһбәрләрни бастурушқа ишлитиватқанлиқини язған.
Мәзкур лайиһидә йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә диний паалийәт, диний етиқад вә диний дәрс беришләрни чәкләватқанлиқи һәтта қорамиға тошмиғанларниң мәсчиткә кириши вә диний дәрс елишиму мәни қилинғанлиқи көрситилгән. Униңда уйғур мәсилисидин сирт, тибәт, фалунгоң мәсилилири вә тйәнәнмен вәқәси қатарлиқлар мәзмунларму киргүзүлгән.
Крис смис сунған бу лайиһә 3 -айниң 14 - күни америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлидиған болуп, һазирғичә бу лайиһини уйғурларниң мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп кәлгән америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитети рәиси том ләнтус вә авам палата әзаси волф фрәнк қатарлиқ 30 ға йеқин дөләт мәҗлиси әзаси қоллиған.
Америка б д т ға хитайни әйибләйдиған лайиһә сунушни техи қарарлимиди
Буниң алдида америка ташқи ишлар министирлиқи өткән һәптә дунядики һәр қайси дөләтләрниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә йиллиқ доклатини елан қилип, униңда хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини күчлүк әйиблигән иди. Зияритимизни қобул қилған америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк комитетидики алий дәриҗилик әмәлдар гречен биркле (Gretchen Birle) америкиниң б д т йиғинида хитайни әйибләйдиған қарар лайиһисини сунамду-йоқ бу һәқтә һазирғичә техи ениқ бир қарарға кәлмигәнликини билдүрди.
"Һазирчә техи йәнә вақит бар һәмдә бу һәқтә давамлиқ сөһбәт елип бериливатиду. Шундақла биз җәнвәдә бу қарарниң оттуриға қоюлуши яки қоюлмаслиқини еһтиятчанлиқ билән ойлишиватимиз".
Америка хәлқи хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә алаһидә көңүл бөлиду
Биркле ханим йәнә, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилисидә қанчилик һәмкарлишишиниң бу қарарға бивастә тәсир көрситидиғанлиқини ейтти. У йәнә, америка һөкүмитиниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә давамлиқ көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди:
"Америка хәлқи вә америка дөләт мәҗлисиниң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә болған қариши наһайити күчлүк. Шундақла биз улардин нурғун инкасларға ериштуқ. Бу, бизниң мәзкүр қарарни чиқиришимизда муһим рол ойнайду".
Америка һөкүмити илгири нәччә қетим бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики йиғинида хитайни әйибләйдиған қарар лайиһисини сунған болсиму, әмма бу башқа дөләтләрниң қарши чиқиши билән мақулланмай кәлгән иди. Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң бу йиллиқ 61 - нөвәтлик йиғинини җәнвәдә 3 - айниң 14 - күнидин башлинип 4 - айниң 22 - күнигичә 6 һәптә давамлашмақчи. (Пәридә)
Хитайдики кишилик һоқуқ һәққидики доклатлар
- Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди
- Б д т кишилик һоқуқ комитети хитайдики әдилийә сестимисини тәнқидлиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайниң чаған алдида 200 кишини атқанлиқини әйиплиди
- Кишилик һоқуқ күзитиш тәшкилатиниң 2004 - йиллиқ доклати
- Хитайдики кишилик һоқуқ вә уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийити